Хитайниң түркийәгә созулған узун қоли: истанбулдики “һира уйғур башланғуч мәктипи” печәтләнгән
2022.02.23
2015-Йилдин бери түркийәниң истанбул шәһиридә оқу-оқутуш ишлири билән шуғуллинип, чәтәлләрдә шәкиллиниватқан уйғур муһаҗирәт маарипидики муһим ул әслиһәләрниң бири болуп қалған “һира уйғур башланғуч мәктипи” өткән һәптә түркийә даирилири тәрипидин печәтләнгән. Мәзкур мәктәп мәсуллириниң ейтишичә, мәктәпниң оқу-оқутуш ишлири истанбул вилайәтлик маарип идарисиниң буйруқи билән рәсмий тохтитилған. Даириләр 22-декабир дүшәнбә күни әтигәндә мәктәпниң дәрвазисини тақап, мәктәпкә кәлгән оқуғучиларни вә оқуғучи ата-анилирини мәктәпкә киргүзмигән.
Мәктәп мәсуллириниң ейтишичә, улар истанбулдики йәрлик маарип тармақлириға мәктәпниң түркийә маарип қануниға хилап һечқандақ һәрикити йоқлиқини ейтқан болсиму, бирақ маарип тармақлири өзлириниң юқиридин чүшкән буйруқни иҗра қилиш мәсулийити барлиқи, хитайниң мәзкур мәктәп үстидин түркийәниң алақидар органлириға шикайәт қилип, бу мәктәпниң түркийәниң рәсмий маарип программисиға хилап өз алдиға маарип шәкилләндүрүп, хитайға қарши һәрикәт елип барған болсиму, бирақ түркийә маарип тармақлириниң буниңға йол қойғанлиқини әйиблигәнликини билдүргән.
Һира уйғур мәктипиниң қурғучиси вә мәктәп мудири лоқманҗан абдулла әпәнди 22-феврал зияритимизни қобул қилип, мәктәпниң рәсмий тақалғанлиқини дәлиллиди. Униң ейтишичә, бу мәктәпниң дәрс вақти билән дөләт мәктәплириниң дәрс вақти тақашмисиму, лекин истанбул вилайәтлик маарип идариси “дөләт мәктәплириниң дәрс вақти ичидә бундақ оқутуш елип беришиңларға йол қоялмаймиз” дегән.
Лоқманҗан абдулла: “уйғур балилиримиз дөләт мәктәплиридә оқуйтти. Униңдин башқа вақитларда бизниң мәктәпкә келәтти. Дөләт мәктәплиридә йерим оқуйду. Шуңа чүштин кейин оқуйдиған балилар чүштин бурун, чүштин бурун оқуйдиған балилар чүштин кейин келип оқуйтти. Уларниң йерим күнлүк бош вақтиға нисбәтән наһайити яхши орунлаштуруш болған. Ойлимиған йәрдин бу хитайниң диққитини қозғиған охшайду. Буниңға қарита түркийә һөкүмитигә мушундақ иш қиливетипту, булар өз алдиға мустәқил уйғур маарип системиси бойичә рәсмий мәктәп шәклидә қәдәм бесиветипту, буниңға түркийә һөкүмитиму йол ечип берип, мәктәпму берипту. Һәтта мәктәпни иҗаригә берипту, дегән гәпләрни қилғандин кейин, биз түркийә һөкүмитиму буниңға җаваб қайтурушқа мәҗбур болдуқ, деди”.
Лоқманҗан абдулланиң ейтишичә, уларниң тәлипи “инсан болуш сүпитидики әң әқәллий тәләп” болуп, әмәлийәттә бу мәктәп түркийә маарипиға һәссә қошуватқан, уларниң йүкини йәңгиллитип бериватқан бир орун икән.
Лоқманҗан абдулла: “биз һазир бу ишниң йолини меңип, мунасивәтлик орунлар билән көрүшүп, бу ишни чирайлиқ һәл қилишни ойлаймиз. Бу дуняниң қандақ йеридә болса һечқандақ адәмниң қаршилиқиға учрайдиған иш әмәс. Йәни бу бир инсан болуш сүпитимиздә әқәллий бир һәққимизни тәләп қилиштур. Дөләт мәктипидә оқуватқан, түркийәниң нормал турушлуқ гуваһнамиси билән яшаватқан, түркийә җумһурийитиниң маарип системиси бойичә тәрбийә көрүватқан, униңдин бош вақтида мушу мәктәптә өзини йетиштүрүш дәрслиригә қатнишип, дәрсини оқуватқан оқуғучиларниң мушундақ бир чәкләшкә учриши кишини бәк әпсусландуриду”.
Биз 22-феврал бу мунасивәт билән түркийә дөләтлик маарип министирлиқиға телефон қилип, мәзкур органниң бу иштин хәвири бар-йоқлуқи, әгәр хәвири болса бу мәктәпниң тақилиш сәвәбигә қандақ чүшәнчә беридиғанлиқини соридуқ. Түркийә дөләтлик маарип министирлиқи хәвәр алақә мәркизиниң бир әмәлдари телефонимизни елип, өзлириниң бундақ бир қарардин хәвири йоқлуқи, әгәр биз тәләп қилсақ өзлириниң бу сүрүштүрүп, үч күн ичидә җаваб бериши мүмкинликини билдүрди. У: “сиз ейтқан мәсилә тоғрисида елип барған издинишлиримдин немә үчүн тақалғанлиқиға даир һечқандақ учурға еришәлмидим. Әгәр сиз халисиңиз бу мәсилә һәққидә сизниң учур елиш тәлипиңизни рәсмий илтимас сүпитидә турғузушум мумкин. Илтимасиңизға үч күн ичидә җаваб берилиши мумкин. Үч күн ичидә хәвәр алақә мәркизимизгә қайта телефон қилип, илтимасиңизниң җавабини алалишиңиз мумкин” деди.
2015-Йили қурулған “хира уйғур мәктипи” ниң 300 артуқ оқуғучиси бар болуп, истанбулниң күчүк чәкмәҗә районидики бу мәктәпниң оқутуш бинасини әйни вақитта истанбул маарип идариси тәминлигән. Бирақ бу мәктәпниң башланғуч оқуғучилиридин сирт йәнә инглиз вә түрк тиллирини оқутидиған чоңлар маарипи, шундақла тиккүчилик, шопурлуқ қатарлиқ кәспий маһарәт синиплириму бар иди. Бу қетим чоңлар маарипи вә кәспий маһарәт синиплириму бирдәк тақалған.
Лоқманҗан абдулланиң ейтишичә, хитай түркийә һөкүмәт даирилириға бу мәктәп үстидин шикайәт қилғанда йәнә бу мәктәп оқуғучилириниң 2019-йилидики бир мәктәп мурасимида кийгән формисини баһанә қилған. Улар бу мәктәпни оқуғучиларға форма кийдүрүш билән әйиблигән.
Лоқманҗан алдулла: “бу йәрдә тутамға чиққудәк бир нәрсә йоқ. Һәрбийчә форма, дегини пүтүнләй ялған. Улар һәрбийчә форма әмәс. Һәммиси бир туташ кийимләр……сән бир туташ форма кийдүрүпсән, дәйду. Бир туташ форма әмәс. Бу балиларниң өзиниң дөләт мәктәплиридики формиси, дегәндин кейин, булар сүрүштүрүп өзиниң мәктәп формиси чиқип қалди. Һазир хитайниң бирдин-бир тутувалғини шу 2019-йилдики рәсим болупту”.
Түркийә маарип тармақлириниң юқириқи қарари 22-феврал түркийә парламентидики бәзи өктичи партийә парламент әзалириниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Түркийәдики өктичи партийәләрдин сабиқ баш министир әхмәт давутоғлуниң рәһбәрликидики келәчәк партийәсиниң муавин рәиси салчук өздағ 22-феврал зияритимизни қобул қилип, бу вәқәниң “йүз қизартидиған” хаталиқ икәнлики, маарип министирлиқиниң бу хаталиқни дәрһал түзитишини тәләп қилди. Салчук өздағ мундақ деди: “бу түркийә җумһурийитини башқуруватқан һазирқи һөкүмәт үчүн бәк әйиб бир иш. Йүз қизартидиған бир иш. Анатолийә җуғрапийәсидики миң йиллиқ миллитимизниң өрп-адәтлиригә, қаидә-йосунлириға йеқишмайдиған бир иш. Бәш миң йиллиқ бир милләтниң пәрзәнтлириниң қурған бир дөлити бундақ бир әйиб ишни қиламду. Бу йәрдә һөкүмәтни бу хаталиқтин дәрһал қайтишқа чақиримиз. Бу орун 2015-йили истанбул маарип идарисиниң рухсити билән қурулуп, түркчә вә уйғур түркчисидә алаһидә курс берип кәлгән. Бу йәргә инсанлар яхши көрүп, өзи халап келиду. Буни бүгүн хитай һөкүмитиниң бесими, дегәнни баһанә қилип тақишидәк бу әйиб, һөкүмәткә йетип ашиду”.
Салчук өздағниң ейтишичә, келәчәк партийәси “һира уйғур мәктипи” ниң алдиға берип, ахбарат йиғини өткүзидикән. Салчук өздағ: “түркийәдики шәрқий түркистандин кәлгән уйғур түрклириниң пәрзәнтлири өз тилида бир маарип мәркизи қурған. Рухсәт елип, маарип паалийити билән шуғулланған. Бу маарип паалийитини хитай әлчиханисиниң бесими, дегән баһанидә әмәлдин қалдуруш һәм маарипқа берилгән бир зәрбә һәм диндашлиримиз вә туғқанлиримизға қилинған һақарәттур. Бу һақарәтни дәрһал тохтитиши керәк. Биз келәчәк партийәси у мәктәпкә баримиз вә униң алдида ахбарат елан қилип, бу хаталиқтин қайтишни тәләп қилимиз” деди.
“һира уйғур мәктипи” ниң тақилиши, хитай-түркийә мунасивити барғансери йеқинлишип, түркийәдики уйғур муһаҗирлириниң паалийәт бошлуқи күнсери тарийип кетиватқан, бу чәтәлдики уйғур тәшкилатлирида түркийәдики уйғурларниң келәчикигә болған әндишиләрни техиму күчәйтиватқан бир вақитта йүз бәргән. Йеқинда түркийә билән хитай “пул ююш вә террорлуққа малийә ярдими беришкә қарши туруш һәмкарлиқ келишими” имзалап, икки тәрәп бир-бирини буниңға даир учурлар билән тәминләшкә келишкән. Бу келишим хитай һөкүмити чәтәлдики уйғурларниң һәммисини йошурун террорлуқ гумандари, дәп муамилә қиливатқан бир вақитта, уйғур тәшкилатлирида түркийәдики уйғурларниң иқтисадий, малийә бихәтәрликигә болған әндишисини техиму күчәйткәниди.