Сәлчуқ университетида “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити” темисида йиғин өткүзүлди
2025.03.04

28-Феврал күни түркийәниң коня шәһиригә җайлашқан түркийә сәлчуқ университетида “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити” дегән темида йиғин өткүзүлди.
Бу йиғинға мәзкур университетниң һәр қайси факултетлиридики оқутқучилар вә оқуғучилар болуп көп санда киши қатнашти. Бу йиғин сәлчуқ университети түркологийә тәтқиқатлири институти тәрипидин уюштурулған болуп, йиғинда сәлчуқ университетиниң оқутқучиси доктор адилҗан әруйғур әпәнди сөз қилип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида доклат бәргән вә музакирә елип берилған.
Бу йиғин тоғрисида сәлчуқ университетиниң тор сәһиписидә елан қилинған хәвәрдә билдүрүлүшичә, йиғинда сөз қилған сәлчуқ университети түркологийә тәтқиқатлири институтиниң мудири пирофессор доктор доған йөрүк әпәнди: “түрк дунясиниң әң қийинчилиқта қалған вә зулумға учраватқан районлиридин бири болған шәрқий түркистанида йүз бериватқан ассимилятсийә, қирғинчилиқ вә зулум мәсилилирини һәл қилишни күнтәртипкә кәлтүрүш интайин муһим”, дегән.
Бу йиғинни уюштурған түркологийә тәтқиқатлири институтиниң муавин мудири доктор абдулмәтин челикбиләк әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң әсли өзбек икәнликини, уйғур-өзбек қан қериндаш икәнликини билдүрди.
Абдулмәтин әпәнди бу йиғинни уюштуруштики мәқситиниң университет оқуғучилирини вә оқутқучилирини уйғурлар вә уйғур мәсилиси тоғрисида мәлуматқа игә қилиш икәнликини билдүрүп мундақ деди: “йиғинда уйғурлар дуч келиватқан қийинчилиқларни аңлап көңлимиз бәк йерим болди, пат-пат һаяҗанландуқ, көз йеши қилғанлар болди, биз бу йиғинда уйғурларниң һазир дуч келиватқан әһвалини аңлиғандин кейин гәрчә биз шәрқий түркистанға йеқиндин көңүл бөлүватқан болсақму у йәрдики зулумниң унчивала еғир дәриҗидә чоңқур вә ечинишлиқ икәнликини тәсәввур қилмиғанидуқ. Биз бу йиғинни оқуғучиларни вә һазирқи заман яшлирини уйғурлар тоғрисида вә бу зулум тоғрисида пикир-чүшәнчигә игә қилиш һәм уларниң бу һәқтә сөзлийәләйдиған сәвийәгә келишини нишанлиған идуқ, йиғин бәк яхши вә мәнилик өтти”.
Абдулмәтин әпәнди уйғурлар мәсилисини хәлқара җамаәткә етирап қилдуруш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “биз алди билән уйғурлар мәсилисини хәлқара җамаәтниң етирап қилишини қолға кәлтүрүшимиз керәк, хитай көпинчә дөләтләрни қәрз бериш арқилиқ, сода-тиҗарәт келишими, ишләп чиқарған мәһсулатлири арқилиқ өзигә бағлиди. Биз, түрк хәлқ аммиси вә яшларниң хитайниң тәтүр тәшвиқатлириға алдинип кетишниң алдини елип, уйғурлар мәсилиси тоғрисида тоғра вә толуқ чүшәнчигә игә қилишимиз керәк, түркийәдә җамаәт пикир пәйда қилишимиз керәк. Түркийә бу мәсилини имканийитиниң йетишичә қоллашқа тиришиватиду, әмма бу йетәрлик әмәс, шуниң үчүн қоллашни техиму көпәйтиш керәк”.
Йиғинда сөз қилған уйғур зиялий доктор адилҗан әруйғур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған доктор адилҗан әруйғур әпәнди, бу йиғинда, хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити, кәң көләмлик назарәт вә халиғанчә тутқун қилиш, йиғивелиш лагерлириға қамап қоюш, уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишини вә башқиларни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.