Амир қилич: “биз сәнәтимиз арқилиқ уйғур қирғинчилиқини аңлитимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.05.19
er-ayal-senetchi-amir-qilich-bilen-xeyrunnisa-qilich-1 Истанбулда туруватқан әр-аял сәнәтчи амир қилич билән хәйрунниса қиличниң “шанлиқ түркийә” намлиқ музика лентиси елиниватқан көрүнүш. 2023-Йили май. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

1949-Йили коммунист хитайлар уйғур диярини бесивалғандин кейин, көплигән уйғурлар чәт әлгә қечишқа мәҗбур болуп, улар зор бир қисми түркийәгә келип йәрләшкән. Уйғурларниң түркийәгә көчүши 2001-йилидин кейин техиму тезләшкән. Түркийәгә кәлгән уйғурлар ичидики сиясий актиплар тәшкилат қуруш, намайиш қилиш, көргәзмә ечиш, доклат бериш вә доклат тәйярлашқа охшаш һәр хил усуллар арқилиқ, уйғурларниң әһвалини аңлитишқа тиришқан. Уларниң ичидики бәзилири сәнәт арқилиқ уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитишқа тиришип кәлгән. Һазир истанбулда яшаватқан әр-аял сәнәтчи амир қилич билән хәйрунниса қилич дәл шулардиндур. Уларниң түркийәдә тарқатқан “шанлиқ түркийә” намлиқ музика лентиси түркийәдә зор алқишқа еришмәктә.

Улар 2019-йили түркийәгә кәлгәндин кейинки қисқа вақит ичидә 10 әтрапида нахша иҗат қилған. Улар мәхсус зияритимизни қобул қилип, бундин кейин түркийәдә һәр хил тилларда нахша ейтиш арқилиқ, уйғур қирғинчилиқини аңлитидиғанлиқини ейтти.

Хәйрунниса қилич ханим алди билән “шанлиқ түркийә” намлиқ нахша тоғрисида мәлумат берип, мундақ деди: “түркийә муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт. Уйғурлар түркийәдә әркин яшаватиду. Йеқинда түркийә уйғурларға пуқралиқ бериш қарари чиқирип, көп сандики уйғурни хатирҗәм қилди. Шуңа биз һәм түркийәгә рәһмәт ейтиш һәм уйғурларни тонуштуруш мәқсити билән бу нахшини аһаңға селип оқудуқ.”

Хәйрунниса қилич ханим, мәзкур нахша текистиниң әң муһим йериниң ахирқи бир куплет икәнликини, униңда уйғурларниң шанлиқ мәдәнийәткә игә күчлүк милләт икәнликини түркләргә әслитип өткәнликини тәкитләп өтти: “нахша текистидә түркләрниң меһмандост икәнлики, зулумға учраватқан милләтләргә игә чиқиватқанлиқи, уйғурларғиму игә чиққанлиқи, шундақла түркийәниң тәрәққияти баян қилинди. Нахшиниң әң муһим қисми әң ахирқи ‛салам саңа түркийә‚ дегән куплетида. Бу куплетта шәрқий түркистанлиқлар намидин түркийәгә салам ейтқандин кейин, нахшиға уйғурларниң намини киргүзүш арқилиқ уйғурларни қайтидин бир әслитип өттуқ. Бу нахшида уйғурларниң шанлиқ мәдәнийәткә игә бир милләт икәнликини түркләргә һес қилдурушни мәқсәт қилдуқ. Шуңа биз бу нахшини миллий кийимимизни кийип, миллий чалғулиримиз билән иҗра қилдуқ.”

Уйғурларниң муһаҗирәттики сабиқ рәһбәрлиридин муһәммәд әмин буғра билән әйса йүсүп алиптекин 1952-йили түркийәгә йәрләшкәндин кейин, “түркистан авази” намлиқ журнал чиқириш арқилиқ, шәрқий түркистан мәсилисини аңлатқан. 1960-Йилиға кәлгәндә истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини қурған. Улар, мәтбуат баянати елан қилиш, хитай әлчиханиси алдида намайиш қилиш, доклат бериш йиғинлири өткүзүш арқилиқ уйғурларниң вәзийитини аңлитип кәлгән. 2001-Йилидин кейин уйғурларниң көпийишигә әгишип, уйғур дәвасини аңлитишниң усуллириму көпәйгән.

“ана макан”, “шанлиқ түркийә” қатарлиқ көплигән нахшиларни иҗат қилған шаир амир қилич әпәнди, түркийәгә кәлгәндин буян 10 дәк нахша иҗат қилған вә ейтқан. У, мундақ деди: “вәтәндики вақтимдиму музика иҗат қилиш, шеир йезиш билән шуғулланған идим. 2019-Йилидин кейин түркийәдә қандақ қилсам сәнитим арқилиқ хәлқимгә мәниви озуқ беғишлиялаймән, қандақ қилсам музикам арқилиқ бу зулумни охшимиған шәкилдә хәлққә аңлиталаймән, дәп көп ойландим. Ахири музика билән башлап бақайли дәп, тунҗи болуп абдуреһим һейт устазниң ‛алдида‚ дегән нахшисини һазирқи заман музика услубиға селип өзгәртип ишлигән болдум. Иккинчиси, вәтәндики зулумни аңлатқан ‛ана макан‚ дегән нахшиниң текистни йезип вә аһаңға селип, хәлққә сундум. Үчинчи болуп тонулған шаиримиз абдухалиқ уйғурниң ‛ойған‚ дегән шеириға аһаң иҗат қилип, марш шәклидә ейтип тарқаттуқ. Униңдин кейин, 2021-йили 1-айға үлгүртүп, абдулқадир җалалиддин устазниң ‛янарим йоқ‚ намлиқ шеириниң музикисини иҗат қилип, аңлиғучилар һузуриға сундуқ. Бизниң бу нахшилиримиз аңлиғучиларниң юқири баһасиға еришти. Нахшини аңлиғанлардин бизгә наһайити яхши инкаслар кәлди. Булар бизгә зор илһам беғишлиди.”

Хәйрунниса қилич ханим һазир истанбулда бир мәктәптә оқутқучилиқ қилидикән, амир қилич болса тиҗарәт билән шуғуллинидикән. Бу бир җүп әр-аял иштин сиртқи вақитлиридин пайдилинип, тонулған уйғур шаирлириниң шеирлириға аһаң иҗат қилғандин сирт йәнә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған шеирларни йезип һәм аһаңға селип, уйғур миллий чалғулири билән иҗра қилип тарқатмақтикән. Хәйрунниса қилич ханим, бундин кейин уйғур, түрк, әрәб вә ингилиз тиллирида нахша ейтип, уйғурларни вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини, болупму уйғур қирғинчилиқини аңлитишқа тиришидиғанлиқини билдүрди.

Абдуллаһ көсә әпәнди түркийәдики уйғурлар арисидин йетишип чиққан музика саһәсидики мутәхәссистур. Униң ата-аниси 1961-йили йәркәндин айрилип, афғанистан арқилиқ түркийәгә келип олтурақлашқан икән. У түркийәдә туғулған болуп, истанбулдики мармара университетиниң музика факултетини пүттүргән. Андин истанбул техник университетиниң музика факултетида магистирлиқ унвани алған. Һазир у “қам” намлиқ үн-син ширкити вә музика курсиниң саһибидур. У, зияритимизни қобул қилип, музика арқилиқ шәрқий түркистан дәвасини вә уйғур миллитини тонутушниң әһмийитиниң интайин зор икәнликини, амир қилич әр-аял ейтқан “шанлиқ түркийә” намлиқ нахша пиластинкисиниң наһайити зор алқишқа еришкәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.