Лүтфү түркқан: “биз түркийә һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини яқтурмаймиз”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.06.16
ridwan-uz.jpg Уйғур вәкиллири “ийи” партийәсиниң түркий милләтләргә мәсул муавин рәиси парламент әзаси ридван уз әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Парламент сайлими ахирлишип, түркийәниң йеңи парламент әзалири ишқа чүшкән бүгүнки күндә дуня уйғур қурултийи вәхписиниң муавин рәиси дилшат баришчи әпәнди, қурултай вәкили хәйруллаһ әфәндигил әпәнди қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламентиға йеңидин сайлинип киргән “ийи” (яхши) партийәсиниң 4 нәпәр парламент әзаси билән учрашти. Учришишта “ийи” партийәсиниң парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди бундин кейинму түркийә парламентида уйғур қирғинчилиқини күн тәртипкә елип келидиғанлиқини, лекин түркийәниң һазирғичә бу ирқий қирғинчилиқни етирап қилмиғанлиқиниң номус икәнликини, түркийәниң уйғур сияситини яқтурмайдиғанлиқини ейтти.

Д у қ вәкиллири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, әлий әкбәр нурлуқ әпәнди, уйғур һәрикити тәшкилатиниң түркийәдики вәкили мәһмәт әлий һафиз әпәнди вә уйғур академийәси баш катипи абдулһәмид қарахан әпәндиләрму орун алған бу һәйәт “ийи” партийәсиниң өткән 5 йил ичидә уйғурлар үчүн қилған хизмәтлиригә рәһмәт ейтти. Шундақла бу партийәниң бундин кейинму түркийә парламентида уйғур қирғинчилиқини етирап қилдуруш үчүн күч чиқиришини тәләп қилди.

Уйғур вәкиллири парламент әзаси күршат зорлу әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
Уйғур вәкиллири парламент әзаси күршат зорлу әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Мәзкур һәйәт “ийи” партийәсиниң түркий милләтләргә мәсул муавин рәиси парламент әзаси ридван уз әпәнди, пешқәдәм сиясәтчи парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди, йеңи сайланған парламент әзаси әрсин беяз әпәнди вә күршат зорлу әпәндиләр билән айрим айрим учришип уларға д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң саламини йәткүзгәндин кейин уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди.

Учришишта дилшат баришчи әпәнди алди билән һазирға қәдәр америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси, канада, әнглийә, белгийә, голландийә, фирансийә, чехийә, литва қатарлиқ нурғун дөләтләрниң парламентлириниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сияситини ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт, дәп бекиткәнликини, шуңа түркийә һөкүмити, башқа қериндаш дөләтләрниң вә ислам дөләтлириниң уйғур хәлқиниң бундақ еғир вәзийитигә қарап турмастин парламентлирида қарарлар мақуллиши керәкликини баян қилди.

Уйғур вәкиллири түркийә “ийи” партийәсиниң парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
Уйғур вәкиллири түркийә “ийи” партийәсиниң парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

2017-Йили уйғур диярида җаза лагерлири қурулғандин кейин арқа-арқидин бир қанчә қетим бу һәқтә тәклип лайиһәси сунған “ийи” партийәсиниң парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди бундин кейинму түркийә парламентида уйғур қирғинчилиқини күн тәртипкә елип келидиғанлиқини, лекин түркийәниң һазирғичә бу ирқий қирғинчилиқни етирап қилмиғанлиқиниң номус икәнликини, өзлириниң түркийәниң уйғур сияситини яқтурмайдиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “мән алди билән шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллириниң зиярәт қилиш үчүн кәлгәнликигә рәһмәт ейтимән. Түркийә дөлитиниң уйғур түрклиригә қаратқан сияситини биз ийи партийәсидикиләр яқтурмаймиз. Бу һәқтә изчил һалда һөкүмәтни тәнқид қилип келиватимиз. Уйғурлар билән қериндаш болған түркийәниң уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә сүкүттә туруши номус иш. Биз бундин кейинму силәрниң қоллишиңлар билән түркийә парламентида уйғур қирғинчилиқини давамлиқ оттуриға қоюмиз вә чарә йоллирини издәймиз”.

Бурундин тартип уйғур аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнишип кәлгән ийи партийәси муавин рәиси ридван уз әпәнди өз партийәсиниң шәрқий түркистан мәсилисини түркийә парламентида аңлитиш, қанун лайиһәлири сунуш арқилиқ түркийә һөкүмитини һәрикәткә өткүзүшкә тиришидиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур вәкиллири йеңи сайланған парламент әзаси әрсин беяз әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
Уйғур вәкиллири йеңи сайланған парламент әзаси әрсин беяз әпәнди билән учрашти. 2023-Йили июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи вәхписиниң муавин рәиси дилшат баришчи, әпәнди6-айниң 14-15-күнлири ийи партийәсидин болған 4 нәпәр парламент әзаси билән учрашқанлиқини, мәзкур партийәниң бурун 4 тилда “уйғур кишилик һоқуқ доклати” тәйярлап тарқатқанлиқини, бундин кейин уйғурлар тоғрисида техиму көп хизмәтләрни қилишқа тиришидиғанлиқини тәкитлигәнликини билдүрди.

Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири узун йиллардин буян изчил һалда түркийә парламентида уйғур мәсилисини аңлитип кәлмәктә. Буларниң уйғур дәвасиға қандақ пайдиси болди? д у қ ниң вәкили хайруллаһ әфәндигил әпәнди бу һәқтики көз қаришини оттуриға қойди.

Учришиш ахирида һәйәт дуня уйғур қурултийи вә башқа аммиви тәшкилатлар тәйярлиған уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидики доклат вә китабларни тәқдим қилди.

“ийи” йәни “яхши” партийәси 2018-йили түркийә парламентиға киргән болуп, өткәндә 2 қетим уйғурлар тоғрисида қанун лайиһәси сунған болсиму, лекин бу лайиһә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси парламент әзалири билән уларни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзалириниң қарши чиқиши билән рәт қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.