Парламент әзаси билал билиҗи: “рабийә қадир ханим вә долқун әйса қатарлиқларниң түркийәгә кириш чәклимиси әмәлдин қалдурулсун”
2023.07.10

Узун йил америка қошма штатлирида оқуған вә хизмәт қилған америкадики вақтидиму уйғур мәсилисигә көңүл бөлгән, түркийә парламентиға йеңи сайлинип киргән билал билиҗи әпәнди рабийә қадир ханим вә долқун әйса қатарлиқларниң түркийәгә кириш чәклимисиниң әмәлдин қалдурулуши керәкликини оттуриға қойди.
Қурулған күндин тартип уйғур мәсилисини изчил һалда күнтәртипкә елип келиватқан “ийи” партийәсидин парламент әзаси болуп сайланған билал билиҗи әпәнди, 7-айниң 6-күни түркийә парламенти омумий йиғинида сөз елип, дуня уйғур қурултийиниң һазирқи рәиси долқун әйса, сабиқ рәиси рабийә қадир ханим қатарлиқларниң түркийәгә кириш чәклимисиниң дәрһал бикар қилинишини тәләп қилди.
У, түркийә һөкүмитиниң түркләрниң қериндиши болған уйғурларға, җүмлидин рабийә қадир ханим, долқун әйса қатарлиқларға бундақ чәклимә қоюшиниң қанунға хилап икәнликини тәкитләп мундақ деди: “хитайниң уйғур түрклиригә қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини дуняға аңлитишқа тиришиватқан уйғур лидерлиридин дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси рабийә қадир, баянатчиси дилшат решит, д у қ рәһбәрлиридин мәһмәт тохти қатарлиқлар пәқәтла хитайниң тәлипи бойичә иккинчи вәтини болған түркийәгә кирәлмәйватиду. Буни қәдирлик түрк миллити билән ортақлашмақчимән. Шундақла түркийә һөкүмитиниң қериндашлиримизға қарита йүргүзүватқан бу қанунға хилап болған чәклимисини балдуррақ бикар қилинишини тәләп қилимиз”.
Билал билиҗи зияритимизни қобул қилип, өзиниң бундин кейин түркийә парламентида уйғурларниң авази болидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз ийи партийәси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға игә чиқишни миллий дәвайимиз дәп билимиз. Шуңа уйғур қериндашлиримизға қарита елип бериливатқан барлиқ қанунсизлиқларға қарши туримиз. Уни һәр даим оттуриға қойимиз. Уйғур қериндашлиримизниң һәқ вә һоқуқини хәлқара вә дөләт ичидә қоғдаймиз. Мән 5-июл күни түркийә парламентида үрүмчи қәтлиаминиң 14 йиллиқи мунасивити билән сөз қилип, мәзкур вәқәни парламент әзалириниң сәмигә селип қойдум. Бүгүн йәнә сөз елип дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң түркийәгә кириш чәклимисиниң бикар қилинишини тәләп қилдим. Мән вәзипәмни ада қиливатимән. Бундин кейинму түркийә парламентида уйғурларниң авази болушни давамлаштуримән”.
Бу, президент әрдоған 2009-йилидики үрүмчи вәқәсини “миллий қирғинчилиқ” дәп атап хитай һөкүмитини қаттиқ әйибләш билән бир вақитта рабийә қадир ханимни түркийәгә дәвәт қилип әкелидиғанлиқини ейтқандин кейин, түркийә-хитай мунасивәтлириниң тәрәққияти җәрянида җимиқип қалған бу гәпниң иккинчи қетим түркийәдики парламент әзасиниң рәсмий парламент йиғинида еғизидин қайта чиқиши иди. Шуңа билал билиҗииниң рабийә қадир ханим қатарлиқларниң түркийәгә келишини тәкитлиши иҗтимаий таратқуларда тәсир қозғиди.
Буниңдин сирт 6-айда пәләстин президенти мәһмуд аббасниң бейҗиңда ши җинпиң билән өткүзгән сөһбити әснасида уйғурлар тоғрисидики дегәнлиригә қарита түркийәдики әң чоң өктичи партийәләрдин бири һесаблинидиған милләтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт бағчәли 6-айниң 20-күни түркийә парламентида өткүзүлгән партийә йиғинида сөз қилип, мәһмуд аббасни қаттиқ тәнқид қилғандин кейинла 24-июн күни твиттер арқилиқ йәнә баянат елан қилип, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханимни түркийәдә меһман қилишни халайдиғанлиқини ейтқаниди. У, баянатида рабийә қадир ханимниң түркийәгә келишидики тосалғуларниң әмәлдин қалдурулушини үмид қилидиғанлиқини, милләтчи һәрикәт партийәсиниң уни түркийәдә меһман қилишни халайдиғанлиқини тәкитлигән болуп, униң бу билдүрүшлириму күчлүк инкасларни қозғиғаниди.
Әлвәттә, түркийә һөкүмити охшашла дуня уйғур қурултийиниң һазирқи рәиси долқун әйсаниңму түркийәгә киришини чәклигән вә бу мәсилә илгириму көп тилға елинғаниди. Мәзкур парламент әзаси бу мәсилини қайта көтүрди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип өзиниң һечқандақ бир “җинайәт” садир қилмиғанлиқини, шуңа түркийә асасий қанун сотиниң иҗабий қарар беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “бурун нурғун дөләтләр түркийәгә охшаш чәклимә қойған болсиму, лекин қануний җәһәттики күрәшлиримиз нәтиҗисидә бикар қилдурдуқ. Түркийә һөкүмитиниң, 2021-йили 9-айниң 6-күнидики әнқәрә сотиниң қарариға писәнт қилмай мениң түркийәгә киришимни қайта чәклигәнлики түркийәниң асасий қануниға хилап. Чүнки мән һечқандақ җинайәт садир қилмидим. Шуңа биз бурун түркийә асасий қанун сотиға сунған әрзимизгә иҗабий җаваб келидиғанлиқиға ишинимиз. Навада асасий қанун сотида һәл болмиса явропа кишилик һоқуқ сотиға әрз қилимиз. Мән түркийәниң демократийә вә қанун билән башқурулуватқан дөләт икәнликигә ишинимән. Шуңа әң қисқа заманда бу әрзимизниң бир тәрәп қилинип, түркийәдики уйғур қериндашлирим билән дидар көрүшүшни үмид қилимән”.
Америка һөкүмитини өз ичигә алған ғәрбтики 8 дөләт парламенти хитайниң уйғурларға елип бериватқан еғир бесим сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилған бүгүнки күндә, түркийәниң д у қ рәиси долқун әйсаға 3 қетим чәклимә қоюп киргүзмәсликидики сәвәб немә? дегән соалимизға сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди, телефон учури арқилиқ җаваб берип, һазир түркийәниң иқтисадий әһвалиниң яхши әмәсликини шуңа түркийә һөкүмитиниң хитайдин бәзи мәнпәәтләрни күтүватқанлиқини, буниңдин түпәйли долқун әйсаға қойған чәклимини әмәлдин қалдурмайватқанлиқини оттуриға қойди.
Долқун әйса әпәнди әнқәрәдә балниста йетиватқан д у қ ниң сабиқ қурғучи рәиси әркин алиптекин әпәндини йоқлаш үчүн 2021-йили 9-айниң 18-күни кечә саәт 1:30 да әнқәрә әсәнбоға айродромиға йетип кәлгәниди. Әмма түркийә сақчи даирилири 9-айниң 9-күни түркийә һөкүмитиниң долқун әйса һәққидә “дөләт бихәтәрликигә тәһдит” дегән ички қарар чиқирип, униң түркийәгә киришини иккинчи қетим чәклигәниди.
Хәлқара сақчи тәшкилати-интерпол долқун әйса үстидин 1997-йили хитайниң тәлипигә бинаән қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқарған. Бирақ интерпол бу тутуш буйруқини 2018-йили бикар қилған болуп, америка қатарлиқ көплигән дөләтләр униң киришни қарши алғаниди. Рабийә қадирму охшашла түркийәдин башқа көп дөләтләрни зиярәт қилғаниди.