Түркийәниң б д т дики әлчисиниң хитайға җаваби: “биз кишилик һоқуқини, кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлардин өгәнмәймиз!”
2021.10.29

21-Өктәбир күни б д т да имзалиқ бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң уйғурларни бастуруши вә уларға зиянкәшлик қилишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән америка, әнгилийә, германийә, голландийә, франсийә вә канада қатарлиқ дунядики 43 дөләтниң ичидә түркийәму орун алған иди. Баянатта хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши ишханисини өз ичигә алған мустәқил тәкшүргүчиләрниң уйғур дияриға берип халиған җайда чәклимисиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши, б д т ирқий айримичилиқни йоқитиш комитетиниң уйғур дияри билән мунасивәтлик 8 хил тәклипини дәрһал әмәлийләштүрүши тәләп қилинған.
Б д т да алдинқи икки қетимлиқ имзалиқ баянатқа түркийә қол қоймиған болсиму, әмма 21-өктәбир елан қилинған бирләшмә баянатқа түркийәму қол қойған. 28-Өктәбир күни хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики муавин әлчиси гең шуаң түркийәни сүрийәликләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақириқ қилған. Түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси фәридун синирлиоғлу хитайниң бу әйиблишигә қарита: “биз кишилик һоқуқини, кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлардин өгәнмәймиз” дәп җаваб қайтурған.
Бу түркийәниң б д т да тунҗи қетим уйғурлар тоғрисидики баянатқа имза қоюши болуп, буниңдин чичаңшип кәткән хитай буниңға қарши түркийәни сүрийәдә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирған.
Түркийә һөкүмитиниң уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә тунҗи қетим ғәрб әллири билән бирдәк һәрикәт қилишини қандақ чүшиниш керәк? түркийәниң уйғур мәсилисидә ташлиған қәдәмлири түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәткә қандақ тәсир көрситәр? буниңға түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири қандақ қарайду?
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири, истиратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә һөкүмитиниң уйғурлар тоғрисида юқуриқи қәдәмләрни ташлишиниң сәвәблири тоғрисида тохталди.
Мәркизи истанбулда турушлуқ шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди, буниң түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә қара булутларниң пәйда болуватқанлиқиниң бир бишарити икәнликини оттуриға қойди.
Уйғур мәсилиси узун йиллардин буян түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә муһим мәсилә болуп кәлмәктә. Түркийә билән хитай оттурисида мәйданға кәлгән бу җиддийлишиш уйғурларға қандақ тәсир көрситәр? һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди буларниң уйғур дәвасиға пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлиди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә билән хитайниң хәлқара сорунларда бир-бирини тәнқид қилишқа башлиғанлиқини, буниң бундин кейинму давамлишиш еһтимали барлиқини оттуриға қойди.
Б д т ниң 76-нөвәтлик омумий кеңишидә америка президенти җов байден вә түркийә президенти әрдоғанлар уйғурлар мәсилисини тилға алғандин сирт, силовакийә җумһурийитиниң президенти зузана чапутоваму син арқилиқ қилған нутуқида уйғур мәсилисини тилға алған иди.