Түрк диний алим муһәммәд йилдирим уйғурлар дуч келиватқан зулумға сүкүт қилғанларни тәнқид қилди
2021.10.29

10-Айниң 27-күни уйғурлардин бир гуруппа кишиләр өзликидин тәшкиллинип, истанбулниң әң ават орунлиридин бири болған бәязит мәйданиға җәм болди вә қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда хитайға қарши намайиш елип барди.
Бу намайишқа түркийәдә тунулған дини алим муһәммәд имин йилдиримму қатнишип, сөз қилди. У уйғурлар мәсилисигә сүкүт қилған шәхсләрни тәнқид қилди вә өзиниң бу мәсилисигә қолидин келидиған пүткүл имканларни ишқа селип қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини ипадилиди.
Намайиш җәриянида сөз қилған дини алим муһәммәд имин йилдирим әпәнди зулумға сүкүт қиливатқанларни тәнқиқ қилип, мундақ деди: “әпсуслинарлиқи шуки, бүгүнки күндә шәрқий түркситандики азаб-оқубәтләр ташқа айланған йүрәк вә виҗданларни һәрикәткә өткүзмәйватиду. Һечким бу пәрядларни аңлашни халимайватиду, һечким бу пәрядларға ортақ болушни халимайватиду, һечким уларниң аққан көз яшлирини тохтитишни халимайватиду. Бу бәк ечинишлиқ бир әһвал. Бу әһвал бизниң өзимизгә өзимиз қилған һақарәттур, халас.”
Муһәммәд йилдирим әпәнди сөзидә йәнә намайиш қиливатқан уйғурларға хитап қилип, мундақ деди: “бүгүнки күндә силәр чоң бир җасарәт көрситип, бир түркүм қийинчилиқларни өз алдиңларға қоюп, интайин муһим бир чақириқни оттуриға қойиватисиләр. Ташқа айланған виҗданларни һәрикәткә өткүзүш үчүн түркийәгә вә дуня җамаитигә авазиңларни аңлитишқа тиришиватисиләр.”
Муһәммәд йилдирим әпәнди сөзидә йәнә уйғурлар учраватқан зулумни тилға елип, мундақ деди: “силәрниң бу садалириңлардәк шәрәплик вә пак сада йоқтур. Шуни исиңлардин чиқармаңларки, нәччә йилдин буян уруқ-туғқанлириңлардин хәвәр алалмайватсиләр, әң йеқин туғқанлириңлар билән алақилишалмайватисиләр, силәрниң йиллардин буян көрүшәлмәйватқан, хәвәр алалмайватқан йеқинлириңлар мәвҗут. У йәрдики инсанлар лагерларға қамалди вә еғир зулум астида қалди. Кәлгүси әвладлар вәйран болуватиду, иззәт-номус аяғ-асти қилиниватиду. Мәсҗитләр, мәдрисиләр, мазарлиқлар чеқиливатиду. Пүткүл дуня бу зулумға қарши һәрикәткә өтүши керәк иди.”
Муһәммәд йилдирим әпәнди дуня җамаити вә түркийә хәлқиниң бу зулумға сүкүт қиливатқанлиқини қаттиқ тәнқид қилип, мундақ деди: “биз бу вәтән )түркийә( ниң хәлқи болуш сүпитимиз билән әпсуслинарлиқи бу мәзлумларниң пәрядлирини аңлимаслиққа, көрмәсликкә селиватимиз. Бирақ шундақ бир һәқиқәт барки, биз бу мәзлумларниң пәрядлириға қолақ селип өзимиз вә виҗданимизни ортақ һәрикәткә өткүзүп керәклик қаршлиқни оттуриға қоймисақ, у налә-пәрядлар залимларнила әмәс, бәлки бизгә охшаш зулумға сүкүт қилғанларниму қошуп һалак қилиду. Залимға қаршилиқ көрсәтмигән, мәзлумға қол узатмиған, мәзлумниң көз йешини тохтатмиғанларниң һәммиси бу зулумға шерик болған болиду.”
Муһәммәд йилдирим әпәндизулумға сүкүт қилмаслиқ үчүн намайишқа қатнишиватқанлиқини ипадиләп, мундақ деди: “биз у зулумға шерик болмаслиқ үчүн бүгүн силәрниң йениңларда туриватимиз, ишиниңларки, қолумдин кәлсә, имканийитим яр бәрсә, пүтүн ишлиримни ташлап силәр билән биргә шәһәрму-шәһәр айлинип, бу зулумни хәлқ аммисиға җакарлаймән. Һәр заман силәрни қоллаймән, һәр заман силәр үчүн дуа қилимән!”
Игилинишичә, бәязит мәйданида намайиш қиливатқан уйғурлар бир қанчә айдин буян хитайниң истанбулдики консолханиси алдида намайиш елип бериватқан болуп, йеқиндин буян орун алмаштуруп бәязит мәйданида һәр һәптидә бир қетим, һәр чаршәнбә күни намайишни давам қилмақта.
Бу намайишчилар немә үчүн орун алмаштуруп, хитай консолханиси алдидин истанбулниң әң ават орунлиридин бири болған бәязит мәйданиға йөткәлди, йөткилишкә немә сәвәб болди? биз бу һәқтә мәзкур намайишни оюштурушта актип рол ойнап келиватқан уйғур зиялийси доктур бурһан улуғйол әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктур бурһан әпәнди бу намайишниң орнини бәязит мәйданиға йөткәштә асаслиқи уйғур мәсилисини түрк хәлқигә, болупму истанбулға кәлгән чәт әлликләргә аңлитиш мәқсәт қилинғанлиқини тәкитләп өтти. У йәнә һәр һәптидә бир қетим, һәр чаршәнбә күни бу намайишни давам қилидиғанлиқини билдүрди.