Парламент әзаси әртуғрул қая: “түркийәни уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдурушқа тиришимиз”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.01.31
turkiye-parlament-ertoghrul-qaya-1024 Түркийәниң “йеңи йол” иттипақидин болған парламент әзаси әртуғрул қая (сол) дуня уйғур қурултийиниң хатирә боюмини қобул қиливатиду. 2024-Йили 17-декабир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң “саадәт”, “дәва” вә “келәчәк” партийәси йеңи қурған “йеңи йол” иттипақидин болған парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди түркийә парламентидики ишханисида зияритимизни қобул қилип, түркийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқини қобул қилдурушқа тиришидиғанлиқини ейтти.

У, хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулмини түркийә вә дуня җамаәтчиликигә аңлитиш, хитайниң бу зулумиға қарши дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиш үчүн бурунқиға охшашла түркийә парламентида уйғурларниң авази болушқа давам қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистанда хитайниң уйғурларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бесим сиясити давамлишиватиду. Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум, ассимилятсийә вә бесим сиясити ахири зор тирагедийәгә айланди. Уларни хитайдәк болушқа мәҗбур қилмақта. Бу хитайниң ирқчилиқ сияситиниң испатидур. Мән түркийә парламентида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинлирида, омумий йиғинларда оттуриға қойғинимиздәк кишилик һәқ вә һоқуқиға хилап һалда, зулум елип бериватиду. Хитай шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң тилини, динини вә мәдәнийитини пүтүнләй йоқ қилиш үчүн системилиқ сиясәт елип бериватиду. Әң вәһимилик болғини хитай буларни уйғурларға террорчи қалпиқини кийдүрүп елип бериватиду.”

Түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған 2015-йилиғичә көп қетим уйғур мәсилисини тилға алған, һәтта2009-йили 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи йүз бәргәндә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дегәндин кейин хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. Һалбуки, бүгүнки күндә у һәр вақит ғәззә билән сүрийә мәсилисини тәкитләватқан болсиму, әмма уйғур мәсилисини анчә тилға алмайватиду. Әртуғрул қая әпәнди өктичи партийәсиниң парламент әзаси болуш сүпити билән уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн барлиқ күчи билән тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини баян қилди: “биз хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумини ахирлаштуруш үчүн қәтий нийәт билән күрәш қилишни давам қилимиз. Биз буни түркийә парламенти омумий йиғинида оттуриға қоюпла қалмастин давамлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүш арқилиқ оттуриға қоюватимиз. Һакимийәт бешидики партийәләрдин болған парламент әзалири болсун яки өктичи партийәдин болған парламент әзалири болсун хитайниң бу зулумини тохтитиш үчүн бир яқтин баш чиқиришимиз керәк. Биз уйғурларға игә чиқиватимиз бундин кейинму игә чиқимиз.”

Түркийә “йеңи йол” иттипақиниң парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди өзлириниң дуняниң һәрқайси җайлирида паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән һәмкарлишишқа тәйяр икәнликини тәкитлиди. У, мундақ деди: “һазир түркийә 8 милйон әтрапида көчмәнгә саһибханилиқ қиливатиду. Бу мусапирларниң көпи сүрийәдики бесимдин қечип кәлгән мәзлумлардур. Дуняда зулум вә бесим көрүватқан хәлқләрниң көпи бизниң қериндашлиримиз. Бу мәзлумлар дуняниң һәр йеридә бар. Шуңа биз дуняниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистанниң тәшкилатлири билән, болупму түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири биләнму зич һәмкарлишип бу зулумни тохтитишқа тиришимиз. ”

Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулумлириниң америка һөкүмити һәмдә канада, фирансийә, чехийә, әнглийә вә голландийә қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң парламентлири тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилиши, шундақла лондонда қурулған “уйғур сот коллегийәси” ниңму охшаш һөкүм чиқириши түркийәдә күчлүк тәсир пәйда қилғаниди. Лекин түркийә парламентидики бәзи сиясий партийәләр көп қетим ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәклип лайиһәси сунған болсиму мақуллуқтин өтмигәниди. Түркийә парламентидики “йеңи йол” иттипақидин болған парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди түркийә парламентидиму уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдурушқа тиришидиғанлиқини ейтти. У, мундақ деди: “түркийә парламентида бундақ бир қарар мақулланса бу, дөлитимизниң уйғур мәсилисигә болған көз қаришиниң символи болиду. Әнглийәниң лондон шәһиридә қурулған мустәқил ‛уйғур сот коллегийәси‚ узун муддәтлик тәкшүрүш вә пакит топлаш арқилиқ, 2021-йили 9-декабир күни хитайниң уйғур вә башқа түркий милләтләргә йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлириниң ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ икәнликини җакарлиди. Бизчә бу қарар наһайити муһим. Биз бу қарарни асас қилип туруп, түркийә парламентидиму ‛уйғур ирқий қирғинчилиқи‚ ни етирап қилған бир қарар мақуллитишқа тиришимиз.”

 Адвукат сиясәтчи әртуғрул қая 1976-йили түркийәниң газиантеп вилайитидә дуняға кәлгән. 1997-Йили истанбулдики мармара университетиниң қанун кәспини пүттүргән. У, 2001-йили адаләт вә тәрәққият партийәси яшлар ячейкисида сиясәт билән шуғуллинишқа башлиған. 2020-Йили 7-айниң 19-күни “дәва” партийәсиниң газиантәп шөбисиниң қурғучи әзалириниң ичидә орун алған. Әртуғрул қая 2023-йилидики сайламда “дәва” партийәсидин парламент әзаси болуп сайланған болуп, түркийә парламенти омумий йиғинида көп қетим уйғур мәсилисини оттуриға қойғандин сирт йәнә көп қетим мәтбуат йиғини чақирип уйғур мәсилисини оттуриға қойди. У, буларни 17-декабир күни дуня уйғур қурултийи һәйити билән көрүшкәндә мәхсус зияритимизни қобул қилип баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.