Сатуқ буғра қавунҗу: “түркийәгә һәммә дөләттин мәбләғ кәлсә болиду, лекин хитай хәтәрлик”
2024.07.30
Түркийәдики бәзи өктичи партийәләр хитайниң түркийәгә мәбләғ селишиға ишик ечиветишниң хәтәрлик икәнликини илгири сүрүп түркийә һөкүмитини агаһландурмақта. Қурулғандин буян уйғур мәсилисини изчил һалда түркийә парламентида вә хәлқара сорунларда оттуриға қоюп келиватқан “ийи” партийәсиниң парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сатуқ буғра қавунҗу әпәнди 26-июл күни парламент омумий йиғинида америка вә явропа әллири хитайниң мәбләғ селишиға қарши тәдбир еливатқан бүгүнки күндә түркийәниң хитайға йол қоюшиниң һәр җәһәттин хәтәрлик икәнликини илгири сүрди. У сөзидә: “түркийәгә һәммә дөләттин мәбләғ кәлсә болиду, лекин хитай хәтәрлик” дегәнләрни тәкитлиди.
У, мундақ деди: “кейинки күнләрдә түркийәдә хитай мәбләғ салғучилириға қарита адәмниң ишәнгүси кәлмигүдәк дәриҗидә бир юқири еғиш бар. Мәсилән аптомобил санаити саһәсидә хитайниң б й д (B Y D) ширкитиниң түркийәгә мәбләғ селиши мәлум дәриҗидә риғбәтләндүрүлди. Әлвәттә түркийәгә мәбләғ келиши яхши иш. Мәбләғниң миллити вә дөлити болмайду. Әмма бизниң тогг (TOGG) маркилиқ токлуқ аптомобил ишләпчиқириш завутимиз бар. Дөлитимиз бу саһәдә мувәппәқийәт қазанғанда биз алқишлидуқ. Буниңға әҗир сиңдүргәнләргә рәһмәт ейтип, бундақ йеңилиқларниң давамлиқ оттуриға чиқишини үмид қилдуқ. Әмма нөвәттә машинасазлиқ санаитидә хитайға берилгән имтиязлар түркийәниң тогг (TOGG) маркилиқ аптомобилиға қарита хәвп елип келиду”.
Парламент әзаси сатуқ буғра қавунҗу, 600 нәпәр парламент әзаси иштирак қилған түркийә парламенти омумий йиғинидики сөзидә, пәқәтла аптомобил саһәсидила әмәс, бәлки башқа саһәләрдиму хитай мәбләғ салғучилириға чоң йол ечилғанлиқини, хитайниң түркийәдә пәқәт сода саһәсидила әмәс, ахбарат саһәсидики тәсириниңму күнсайин күчийиватқанлиқини, уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ оттуриға қоюлған һаман, бәзи қәләмкәшләрниң хитайни махтап мақалиләр йезиватқанлиқини билдүрди.
У йәнә түркийәдә хитай билән русийә тәрәпкә еғиш хаһишиниң күчийиватқанлиқини, буниң истратегийә җәһәттин наһайити хәтәрлик икәнликини тәкитлиди.
Сатуқ буғра қавунҗу әпәнди түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән йеқинлишиватқанлиқини тәнқидләп мунуларни деди: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрдә ассимилятсийә сиясити мәвҗут. Ахбарат әркинлики йоқ, өктичи партийәләр өз көзқаришини әркин оттуриға қоялмайду. Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр тәрәпкә ағса болмайду. Һәммә дөләттин мәбләғ кәлсә болиду. Лекин хитай хәтәрлик. Шунчә мәбләғ селип тогг (TOGG) маркилиқ токлуқ аптомобил завутини қурғандин кейинла хитайниң әң чоң машинисазлиқ ширкити б й д (B Y D) ниң мәбләғ селишиға рухсәт қилғанлиқиңларни хәлқимизгә қандақ чүшәндүрисиләр? шәрқий түркистан мәсилисидә түркийәни тәсири астиға елишқа тиришиватқан хитайниң түркийәдә һәр саһәдә сөз игиси болушиға йол қоюшқа болмайду.”
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан 6-айниң 3-4-күнлири хитайға рәсмий зиярәт елип барғандин кейинла түркийә хитайдин импорт қилинған аптомобилларниң таможна беҗини 40% гә өстүргәниди. Бирақ, 7-айниң 8-күни хитайниң әң чоң машинисазлиқ ширкити б й д (B Y D) ниң пирезидент рәҗәп таййип әрдоғанму қатнашқан мурасимда түркийәдә машинисазлиқ завути қуруши һәққидики келишимгә қол қоюлғаниди. Мәзкур келишим, хитайниң түркийәниң маниса вилайитидә бир милярд доллар мәбләғ селип, токлуқ аптомобил ишләпчиқиришиға аиттур. Ундақта хитайниң түркийәдики мәблиғиниң көпийишини қандақ чүшинишимиз керәк? буниң уйғур дәвасиға қандақ тәсири болар?
Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди хитайниң түркийәгә бундақ мәбләғ селишиниң сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ деди: “буни түркийәниң йеқинқи йиллардин буянқи ташқи сиясәттики бәзи өзгириши, шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқарадики сәвийәси билән бирләштүрүп тәһлил қилсақ тоғра болиду дәп ойлаймән. Түркийә мәйли сиясий җәһәттин болсун, яки иқтисадий җәһәттин болсун битәрәп сиясәт елип беришқа тиришиватиду. Хитай билән болған сиясий вә сода мунасивәтлириму буниң әкс етиши һесаблиниду. Түркийәниң содисиниң мутләқ көп қисми йәнила явропа дөләтлири билән елип берилмақта. Түркийәниң хитай билән болған содисидиму зор тәңпуңсизлиқ бар. Бу тәңпуңсизлиқни түгитиш үчүн түркийә, хитайға давамлиқ һалда‚бизгә көпрәк мәбләғ селиңла‛дәватиду. Мушу арқилиқ тәңпуңсизлиқни түгитидиғанлиқини тәкитләп кәлгәниди. Бу 1 милярд долларлиқ мәбләғниму мушу тәңпуңсизлиқни тәңпуңлаштурушниң бир парчиси дәп ойлаймән.”
У, буниң уйғур дәвасиға зор сәлбий тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “һазирқи шәрқий түркистан мәсилиси бурунқиға охшимайду. Бу мәсилә хәлқаралиқ бир мәсилигә айланди. Буни һәтта оттура шәрқтики дөләтләрму билишкә башлиди. Шәрқий түркистан мәсилисини түркийә һөкүмитиму пәләстин мәсилиси билән биллә тилға еливатиду. Болупму түрк хәлқи үчүн шәрқий түркистан мәсилиси сәзгүр бир мәсилидур. Әмди мушу амилларни бирләштүргән вақтимизда түркийәдә шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләйдиған сиясәт елип беришниң еһтимали наһайити төвән дәп қараймән.”
Сатуқ буғра қавунҗу, 2018-йилидин тартип ийи партийәсидә вәзипә өтимәктә. У, 2023-йили 14-май күнидики сайламда парламент әзаси болуп сайланған болуп, уйғур мәсилисигә актип көңүл бөлүп, буни түркийә парламентида оттуриға қоюп кәлмәктә.