Түркийә хитайдин тор арқилиқ мал сетивелишқа йүз пирсәнт баҗ қойди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.08.07
turkiye-tordin-setiwelish-beji.jpg “һөрийәт” гезитидә елан қилинған, түркийәдә тор арқилиқ сетивелинған малларға қарита елинған икки муһим тәдбир тоғрисидики қарардин сүрәткә елинған. 2024-Йили 7-авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Бүгүн, 7-авғуст түркийә дөлитиниң чоң гезитлиридин бири “һөрийәт” гезитидә елан қилинған қарарда, тор арқилиқ сетивелинған малларға қарита икки муһим тәдбир елинған. Булардин бири тор арқилиқ таможна беҗисиз сетивелинидиған малниң қиммити 150 явродин 30 явроға чүшүрүлгән. Иккинчиси булардин елинидиған таможна беҗиниң миқдари явропадин келидиған малларниң 50 пирсәнт, хитай вә башқа дөләтләрдин киридиған малларниң 100 пирсәнт өстүрүлгән.

“һөрийәт гезити” дә 7-авғуст күни елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә мундақ дейилгән: “хитай қатарлиқ бәзи дөләтләрдин тор арқилиқ сетивелинидиған малларниң қиммитиниң чүшүрүлгәнлики, бу малларниң таможна беҗиниң өстүрүлгәнлики тоғрисидики қарар, түркийә дөлитиниң рәсмий гезитидә елан қилинди. Мәзкур қарар 21-авғуст күнидин тартип иҗра қилинишқа башлиниду”.

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан 6-айниң 3-4-күнлири хитайға рәсмий зиярәт елип барғандин кейинла түркийә хитайдин импорт қилинған аптомобилларниң таможна беҗини 40% гә өстүргәниди. Бирақ, 7-айниң 8-күни хитайниң әң чоң машинисазлиқ ширкити б й д (B Y D) ниң пирезидент рәҗәп таййип әрдоғанму қатнашқан мурасимда түркийәдә машинисазлиқ завути қуруши һәққидики келишимгә қол қоюлғаниди. Мәзкур келишим, хитайниң түркийәниң маниса вилайитидә бир милярд доллар мәбләғ селип, токлуқ аптомобил ишләпчиқиришиға аит иди. Ундақта әмдиликтә түркийәдә хитай маллирини тор арқилиқ сетивелишқа қарита бундақ тәдбирләрниң қоюлушини қандақ чүшиниш керәк? буниң түркийә-хитай мунасивитигә, шундақла уйғур дәвасиға қандақ тәсири болар?

Истанбулда паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси, иқтисадшунас абдурешит абдулһәмид әпәнди, түркийәдә тор билән сетиливатқан малларниң көпиниң әзан баһалиқ хитай мели икәнликини, бу қарар арқилиқ түрк ишчиларниң һәқ-һоқуқини қоғдап қалғили болидиғанлиқини илгири сүрди.

Абдурешит абдулһәмид әпәнди хитайниң тор арқилиқ сетиватқан маллириниң көпиниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи барлиқини, шуңа бу қарарниң очуқ ейтилмиған болсиму уйғур қул әмгики биләнму четишлиқи болуш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

Истанбул университетиниң дотсенти доктор өмәр қул әпәнди бу қарарниң түркийәниң хитай билән болған содисидики тәңпуңсизлиқни азайтиш мәқсити билән елинғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “түркийә билән хитай оттурисидики сода мунасивитидә хитайниң түркийәгә еһтияҗи бар. Хитай түркийәгә көп мал сетиватиду. Һазир нурғун дөләтләр хитайниң базириға айланди. Хитай мелиға қарита бу хил тәдбирләрниң елинишини тоғра дәп ойлаймән. Дөлитимиз хитай билән болған сода мунасивитидә изчил һалда зиян тартиватиду. Өткән йили хитай түркийәгә 40 милярд долларлиқ мал сатқан, түркийә хитайға аран 3 йерим милярд долларлиқ мал саталиған. Шуңа түркийә бу хил тәдбирләр арқилиқ бу тәңпуңсизлиқ азайталайду дәп ойлаймән.”

Өмәр қул әпәнди, түркийә һөкүмитидин “шәрқий түркистанда мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған малларниң түркийәгә киришини чәклишиниму тәләп қилидиғанлиқи” ни баян қилип мундақ деди: “бу қарарниң елинғанлиқи кишини сөйүндүриду. Худа буйруса бу хил қарарлар давамлиқ елинар. Хитайниң алдини тораш үчүн шәхси ширкәтләр вә дөләт тиришчанлиқ көрситиши керәк. Биз узун йиллардин буян һөкүмәтни бундақ қарар елишқа чақирип кәлгәнидуқ. Ахирида һөкүмитимизниң бундақ бир қарар елиши наһайити орунлуқ. Мән йеқин кәлгүсидә һөкүмәтниң шәрқий түркистанда қул әмгики арқилиқ ишләп чиқирилған малларниңму түркийәгә импорт қилинишини чәклишини тәләп қилимән.”.

Түркийәдики чәт әл мәбләғлириниң 75 пирсәнти явропа дөләтлири вә америкадин киргән. Түркийә тиҗаритиниң 65 йәнә явропа дөләтлири вә америка билән елип берилмақтикән. Түркийә-хитай алий рәһбәрлириниң учришишлирида икки дөләт сода миқдариниң техиму юқири көтүрүлидиғанлиқ вәдилири берилмәктә. Түркийә хитайниң мәбләғ селишини күтүватқан болсиму, бирақ, хитай түркийәгә әң көп мәбләғ салған 20 дөләт ичидә йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.