Түркийәдики хитай әлчиханисиниң өктәмлик билән чиқарған баянати тәнқидкә учриди
2024.03.20

Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси 9-март күни баянат елан қилип, “шәрқий түркистан, шәрқий түркистан җумһурийәти, ирқий қирғинчилиқ вә йиғивелиш лагери” дегән кишиләрни “ялғанчилиқ” билән әйиблигән болуп, бу тоғрилиқ пикир билдүргүчиләр хитай әлчиханисиниң баянатиниң һәқиқәтни бурмилаш икәнликини, буниңлиқ билән тарихий һәқиқәтни йошуруп қалалмайдиғанлиқини, хитай “шинҗаң” дәп ативалған земинниң әзәлдин уйғур земини икәнликини билдүрүшти.
Хитай әлчиханисиниң мәзкур баянати бәзи парламент әзалири вә аммиви тәшкилат мәсуллири “8-март хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән хитайға хитаб қилип, җаза лагерлириға қамалған уйғур ханим-қизлирини қоюветишни тәләп қилғандин кейин елан қилинған. 8-Март күни түркийәдики уйғурлар вә бәзи аммиви тәшкилатлар доклат бериш йиғини вә мухбирларни күтүвелиш паалийәтлирини тәшкилләп, хитайниң йиллардин буян уйғурларға, болупму уйғур ханим-қизлириға йүргүзүватқан қәбиһ җинайәтлирини паш қилғаниди.
Хитай әлчиханиси бу баянатида хитай тарихида шинҗаңниң “шәрқий түркистан” дәп атилип бақмиғанлиқини, шәрқий түркистан дөлитиниң һечқачан мәвҗут болуп бақмиғанлиқини, йиғивелиш лагериниңму йоқлуқини, ирқий қирғинчилиқниң әң чоң ялған икәнликини тәкрарлиған.
Түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсидин болған парламент әзаси осман мәстән әпәнди хитайниң бу баянати һәққидә мундақ деди: “шәрқий түркистанниң еғир вәзийити көңлимизни бәкла йерим қилмақта. Хитайниң уйғур түрклиригә йүргүзүватқан зулум, бесим вә ирқий қирғинчилиқ сияситиниң балдуррақ ахирлишишини үмид қилимән. Кишиләргә террорчи дәп җаза лагерлириға ташлаш инсанлиққа қарши җинайәттур. Буниңға хатимә берилишини үмид қилимән. Буларниң һәммисиниң кишилик һоқуқ доклатлирида тәпсилий оттуриға қоюлғанлиқи һәммимизгә мәлумдур”.
Түркийәниң дәрс китаблирида уйғурларниң әң қәдимий түрк қовми икәнлики, тарихта нурғун дөләтләрни қурғанлиқи, шәрқий түркистанниң түркләрниң ата юрти икәнлики баян қилинған. Хитай әлчиханисиниң баянатида буларниң һәммиси инкар қилинған. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған истанбул университети тарих пәнлири пирофессори өмәр қул әпәнди мундақ деди: “шәрқий түркистанда қурулған икки җумһурийәтниң қандақ йоқ қилинғанлиқи тарихий әмәлийәттур. Хитай әлчисиниң тарих китаби оқушини үмид қилимән. Мән бир тарихчи болуш сүпитим билән шуни демәкчимәнки, бу җаваб беришкә әрзийдиған бир баянат әмәс. Бу пүтүнләй тарихий һәқиқәтни бурмилиғанлиқтин ибарәт. Хитайчә мәнбәләрдиму бу йәрниң исми шәрқий түркистан дәп йезилған турса, әмди қопуп хитай тарихида шәрқий түркистан намида бир йәр болған әмәс дейишиму бир сәпсәтидур”.
“ийи” партийәсидин болған сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш хитайниң бу баянатини “тарихни бурмилаш, әң чоң ялғанчилиқ” дәп әйиблиди. У бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатлирида лагерларниң барлиқиниң җәзмләштүрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: “һазир хитай шәрқий түркистанда елип бериватқан сиясити түпәйли қейин бир вәзийәттә. Чүнки бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқи кеңишиниң доклатида хитайниң уйғурларға қиливатқанлири тәпсилий оттуриға қоюлған. Лекин бу доклат һәр қайси дөләтләр тәрипидин таза оттуриға қоюлмиди. Хитай бесим сияситини давамлаштуруватиду. Америка һөкүмити, канада вә бәзи явропа дөләтлири парламентлириниң хитайда ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини етирап қилиши хитайни қейин әһвалға чүшүрүп қойди. Хитай буни йошуруш үчүн мушундақ дәватиду”.
Фаһрәттин йоқуш әпәнди йәнә мундақ деди: “хитайчә тарихий мәнбәләрдә шәрқий түркистанниң түрк земини икәнлики йезилған. Хитай шәрқий түркистанниң исмини ‛шинҗаң‚, йәни ‛йеңи земин, йеңи территорийә‚ дәп өзгәрткән. Әгәр у йәр әзәлдин хитай земини болса немә үчүн ‛шинҗаң‚ дәп өзгәртиду? хитай бу земинни пүтүнләй хитай земини қиливелиш үчүн шәрқий түркистанлиқларға ирқий қирғинчилиқ сиясити елип бериватиду. Мән хитай әлчиханиси елан қилған бу сәпсәтини қаттиқ әйибләймән”.