Хитайниң “түркийә билән болған тиҗарәт соммисини 100 милярд долларға йәткүзимиз” дегән сөзи ғулғула қозғимақта
2022.11.08

Түркийә һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатида америка, канада вә явропа дөләтлири билән бирликтә уйғурларни қоллашқа башлиған бүгүнки күндә, хитайниң түркийәдики дипломатик вә тиҗарий органлири, түркийәниң сода-тиҗарәт органлири билән бирликтә һәр хил учришишларни өткүзүшкә башлиди. Хитай таратқулири икки дөләт мунасивитиниң президент әрдоған билән хитай рәһбири ши җинпиңниң рәһбәрликидә интайин “достанә”, “учқандәк” тәрәққий қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Әмма түрк карханичилар икки дөләт оттурисидики тиҗарий мунасивәттә түркийә тәрәпниң зиян тартиватқанлиқини, буниңдин савақ елиш керәкликини тилға алмақта.
1-Ноябир күни түркийә ташқий сода кеңиши истанбулда уюштурған түркийә вә хитай кариханичилири учришишида, түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарий мунасивәтниң келәчәки һәққидә музакирә елип берилған. Учришишта сөз қилған хитай санаәт вә карханичилар җәмийитиниң башлиқи җув йәнчүән, кәлгүси 5 йил ичидә түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарәт соммисиниң 100 милярд доллардин ашидиғанлиқини, буниңға ишиниш үчүн һәммә асасларниң мәвҗутлиқини илгири сүргән.
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси лю шавбин йиғинда қилған сөзидә, хитай билән түркийә оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғандин буянқи 51 йил ичидә икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң нурғун қәдәмләрни бесип, бүгүнки сәвийәгә кәлгәнликини илгири сүргән. У мундақ дегән: “икки дөләт оттурисидики мунасивәт тездин тәрәққий қиливатиду. Болупму кейинки йилларда икки дөләт президентлириниң көңүл бөлүши билән һәр икки дөләт барлиқ саһалардә өз ара һәмкарлиқни күчәйтип, зор пайда алмақта.”
Бу йиғинда түркийә ташқий сода кеңишиниң рәиси наил олпақ әпәнди сөз қилип, мундақ дегән: “җов йәнчүән әпәнди кәлгүси 5 йил ичидә түркийә билән хитай оттуридидики тиҗарәт соммисиниң 100 милярд доллардин ешип кетидиғанлиқини тәкитлиди. Биз ташқий тиҗарәттә зиян тартип келиватқан бир дөләт. Хитай пайда еливатқан бир дөләт. Әгәр икки дөләт оттурисидики тиҗарәт омумий соммиси 100 милярд долларға чиққан тәқдирдә, униң 90 милярд доллирини хитай алса, бу қандақ болиду? биз икки дөләт оттурисидики тиҗарәт тәңпуңсизлиқидин савақ елишимиз керәк.”
Бу хәвәр түркийә “анадолу” агентлиқиниң торида елан қилинғандин кейин, көп санда киши инкас язған. Сабри намида бир киши мундақ инкас дәп язған: “комунист хитай йиғивелиш лагерлирида қериндашлиримизни қул ишчи қилип ишлитип, ишләпчиқирилған малларни дуняға сатмақта. Силәр сайрагүл савутбай язған ‛шинҗаңда мәҗбурий әмгәк‚ намлиқ китабни оқуңлар. Хитай қериндашлиримизға вәһшийләрчә зулум қиливатиду. Һәммә нәрсә пәқәт пулдинла ибарәт әмәс! хитай дуняда қайси дөләтни бай қилди? хитайдин үмид күтмәңлар!”
Әрҗан намида йәнә бир киши мундақ дәп язған: “түркийә таможна беҗини чүшүрсә, хитай билән болған тиҗарәт соммисини 100 милярд долларға өрлитиш мумкин. Лекин буниң 80 пирсәнти импорт, 20 пирсәнт екиспорт болса, буниң бизгә немә пайдиси бар?”
Игилишимизчә, 2021-йили түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарәт соммиси 35 милярд 900 милйон доллар болған. Түркийә хитайға пәқәтла 3 милярд 200 милйон долларлиқ мал екиспорт қилған, йәни түркийә икки дөләт оттурисидики тәҗарий мунасивәттә зиян тартқан. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, икки дөләт оттурисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқниң узун йиллардин буян давамлишиватқанлиқини, бундин кейинму буниң түзәлмәйдиғанлиқини, хитай дегәндәк, икки дөләт оттурисидики тиҗарәт соммисиниң һәргизму 100 милярд долларға чиқмайдиғанлиқини илгири сүрди.
Хитай әлчиси лю шавбин тәкитлигәндәк, кейинки йилларда икки дөләт оттурисидики мунасивәт растинла учқандәк тәрәққий қилдиму? доктор әркин әкрәм әпәнди буниң хитайниң арзуси икәнликини, хитай түркийәгә тиҗарий мәнпәт берип шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләшкә уруниватқан болсиму, әмма буни әмәлгә ашуралмайватқанлиқини, түркийә билән хитайниң нурғун мәсилиләрдә ортақ көз қарашқа игә әмәсликини, икки тәрәп мунасивитиниң арзу қилған сәвийәдә әмәсликини илгири сүрди.
Мутәхәссисләр, түркийәниң ғәрб қиммәт қаришини қобул қилған демократик системидики дөләт икәнликини, шуңа мустәбит хитай билән болған һәр җәһәттики мунасивитиниң арзу қилған сәвийәгә йәтмәйдиғанлиқини тәкитләшмәктә.