Парламент әзаси доған бәкин: “түркийә һөкүмити хитайниң җинайитини тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә келиши керәк”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.12.04
doghan-bekin-1024 “йеңидин рәфаһ” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси доған бәкин түркийә парламентида сөзләватиду. 2023-Йили 1-декабир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулум вә бесимлири америка һөкүмити, канада вә бәзи явропа дөләтлири парламенти тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилиши; шундақла хитайниң уйғурларға қаратқан инсан қелипидин чиққан вәһшиянә бастуруш сияситиниң хәлқарада көплигән дөләтләр тәрипидин қаттиқ әйиблиниши, түркийәдики бәзи парламент әзалирини һәрикәткә кәлтүрди.

1-Декабир күни “йеңидин рәфаһ” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси доған бәкин әпәнди түркийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, түркийә һөкүмитини хитайниң уйғур диярида инсанийәткә қарши өткүзүватқан җинайәтлирини дәрһал тохтитиш үчүн һәрикәткә келишкә чақирди.

Доған бәкин әпәнди сөзини мундақ башлиди: “қиммәтлик мухбирлар, бүгүнки ахбарат йиғинимизниң темиси ‛хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида уйғур түрклиригә йүргүзүватқан ассимилятсийәси вә җамә-мәсчитләрни чеқип, динни йоқитиш сиясити тоғрисидадур. Әпсуски, шәрқий түркистанда ислам динини хитайчилаштуруш сиясити давамлишиватиду. Хитайниң мусулман уйғур түрклиригә йүргүзүватқан зулум вә бесим сиясити барғансери зор тирагедийәләргә айланмақта. Улар уйғур түрклириниң миллий өрп-адәтлиригә вә диний етиқадиға һөрмәт қилмай, уларни хитайдәк болушқа мәҗбурлимақта. Бу хитайниң ирқчилиқ сияситиниң нәтиҗисидур. ”

 Доған бәкин әпәнди кейинки йилларда хитай йолға қойған “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситиниң хәтәрлик вәзийәт пәйда қилғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “кейинки йилларда хитай һөкүмити җаза лагерлири қуруп қийнаш, уйғур түрклиригә бесим ишлитиш сияситини йолға қойғандин кейин, мәсчитләрни, тарихий җайларни чеқип йоқ қилишни тезләтти. Хитайниң бу сиясити наһайити зор қорқунч вә әндишә пәйда қилмақта. Хитай һөкүмити ислам динини, мусулман уйғурларни өзлиригә хәвп дәп қарап, уларни хәлқараға террорлуқниң бир парчиси дәп тәшвиқ қилмақта. Хитайниң бу сиясити шәрқий түркистанда наһайити хәтәрлик вәзийәт пәйда қилмақта. ”

Парламент әзаси доған бәкин әпәнди хитайниң инсан қелипидин чиққан бу сияситиниң мәғлуп болидиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “хитайниң бундақ қилишидики мәқсити, уйғур қериндашлиримизниң миллий кимликини йоқ қилип, ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушини әмәлгә ашуруштин ибарәт. Хитай бу мәқситини әмәлгә ашуруш үчүн, шәрқий түркистандики түрк қан системисидики хәлқләрни пүтүнләй йоқ қилишқа тиришмақта. Хитай шуни билиши керәкки, өзигә охшимайдиған хәлқләрни хитайлаштурушқа мәҗбурлаш сиясити мувәппәқийәтлик болмайду. Әгәр хитай идариси астидики хәлқләргә әркинлик бәрмисә, мәсилә күнсайин мурәккәплишиду. Фирансийә һөкүмити, фирансийәдики мусулманларға қарита ислам динини фирансузлаштуруш сиясити йүргүзүп мәғлуп болғандәк, хитай һөкүмитиму чоқум мәғлуп болиду. ”

Парламент әзаси доған бәкин әпәнди уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң наһайити еғир икәнликини тәкитләп мундақ деди: “хитай даирилири өмүр бойи қамақ җазаси бәргән уйғур пирофессор раһилә давут ханим 2012-йили бир мухбирниң зияритини қобул қилғанда, ‛әгәр барлиқ җамәләр чеқиветилип, қәбристанлиқлар йоқ қиливетилсә, уйғурларниң бу земин билән һечқандақ мунасивити қалмайду. Инсанларниң өтмүши, қәдимки мәдинийити вә мәнивий һаяти билән болған мунасивити үзүлиду. Униңдин кейин немә үчүн вә қачандин тартип бу земинда яшап кәлгәнликимиз тоғрисида һечқандақ әслимимиз қалмайду‚ дегән сөзи, шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийитини интайин образлиқ ипадиләп бәргән сөздур.”

Парламент әзаси доған бәкин әпәнди баянатида, түркийә һөкүмити хитайниң бу җинайитини тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә келиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “уйғур аптоном районидики мәсчитләрниң үчтин иккисиниң чеқип ташлиниши; бәзилириниң етиветилиши, йәнә бәзи мәсчитләрниң башқа ишлар үчүн ишлитилиши әмәлийәттә хитайниң системилиқ һалда исламни чәкләш сияситидур. Хитайниң бу сиясити инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиниду. Хитайниң бу җинайитини тохтитиш үчүн түркийә һөкүмитиниң дәрһал һәрикәткә келиши керәк!”

 “йеңидин рәфаһ” партийәсидин болған парламент әзаси доған бәкин әпәндиниң бу баянати, түркийә һөкүмитигә қандақ тәсир көрситиши мумкин? дегән соалимизға “ийи” партийәсидин болған сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди телефон учури арқилиқ җаваб берип, мундақ дәп язған: “бу һөкүмәт билән иттипақдаш болуватқан сиясий партийәләрдин биридин болған парламент әзасиниң тунҗи қетим ениқ қилип хитай зулумини әтраплиқ оттуриға қоюши һесаблиниду. Бундақ пикирләр бурунму охшимайдиған шәкилдә оттуриға қоюлған. Әмма бу тоғрилиқ һөкүмәткә йеқин болған парламент әзалири бундақ қаттиқ баянат бәрмигән иди. Һазир һөкүмәт пәләстин мәсилисидә қаттиқ позитсийә билдүрүватиду. Буниңға түркийә җамаәтчилики ичидә уйғур қериндашлиримиз зулумға учраватса, немишқа һөкүмәт сүкүттә турувалиду? дегәндәк наразилиқлар көтүрүлүватиду. Әгәр бундақ баянатлар көпәйсә, һөкүмәткә мәлум дәриҗидә тәсири болиду, дәп ойлаймән. ”

Парламент әзаси доған бәкин әпәнди түркийә парламент бинаси ичидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғини түркийә дөләт телевизийәси (TRT) ниң үчинчи қанилида нәқ мәйдандин тарқитилди, шундақла иҗтимаий таратқуларда кәң һәмбәһирләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.