Түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилған уйғур яш ким?
2023.02.08
Түркийәдики йәр тәврәштә һаятидин айрилғанларниң арисида қаһраманмараш сүтчи имам университетини өткән йили пүттүргән уйғур яш абдулла вәлий алимму бар болуп, у, йәр тәврәштә өрүлүп чүшкән бинаниң астида қелип 30 саәттин кейин сақ чиқирилған болсиму, лекин дохтурханида җиддий қутқузуш бөлүмидә давалаш үнүм бәрмәй җан үзгәндин кейин мәрһумниң мейити истанбулға кәлтүрүлди. Мәрһумниң җиназа намизи 9-феврал пешин намизидин кейин исанбул сәфакөйдики фатиһ җамәсидә оқулидиғанлиқи билдүрүлди.
Биз қаһраман мараш шәһиридики йәр тәврәштә қаза қилған уйғур яш абдулла вәли алим тоғрисида мәлумат елиш үчүн мәрһумниң акиси зикрулла алим вә мәрһумниң дости абдулла тағлиқ билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдулла вәли алимниң дости абдулла тағлиқниң билдүрүшичә, у йәр тәвригәндин кейин мәрһум абдуллани издәп у туруватқан бинаниң йениға кәлгәндә бинаниң пүтүнләй өрүлүп чүшкәнликини көргән вә уни издәшкә башлиған. Кейин абдулла вә униң билән биргә туруватқан икки түрк кишиниң бинаниң астидин авази кәлгәндин кейин у йәрдә абдулланиң сақ икәнликини билгән. Тәбиий апәткә қарши туруш идарисиниң қутқузүш әтрити келип уларни қутулдуруш үчүн сәһәр вақти саәт 4:00 тин башлап чүш вақти саәт 11:00 гичә 7 саәт тиришип абдуллани қутулдуруп чиқарған. Бу җәрянда абдулла тағлиқ дости абдуллани ялғуз қоймай униң билән сөзлишишкә тиришқан. Бирақ у өрүлүп чүшкән бинаниң астидин 30 саәттин кейин сақ қутқузулған болсиму дохтурханида җиддий қутқузүшта давалаш үнүм бәрмәй 24 йешида бу дуня билән видалашқан.
Зикрулла алимниң билдүрүшичә униң иниси абдулла 1999-йили хотән қараш наһйәсиниң йеңйәр йезисида әзиз ахонумниң аилисидә дуняға кәлгән. Кичик вақтида қуран кәримини ядлап қарий болған, чәтәлгә чиқип билим елиш үчүн 2013-йили 11-айда ака-ока иккиси бирликтә мисирниң қаһирә шәһиригә берип оқушқа киргән вә әрәб тили өгәнгән. Улар қаһирәдә оқуш җәрянида йәни 2015-йили дадиси әзиз ахунумниң хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқ хәвирини алған. Дадисиниң тутқун қилинишиниң сәвәблиридин бириниң баллирини чәтәлгә чиқирип оқутуши икәнликини билгән. Кейин дадисиниң 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип түрмигә қамалғанлиқиниң хәвирини алған.
Зикрулла алимниң билдүрүшичә, дадиси әзиз ахунум 2015-йили 7 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинип бир қанчә айдин кейин билинмигән сәвәб түпәйли туюқсиз түрмидә вапат болғанлиқиниң хәвирини алған. У вәқәдин кейин ака-ука иккийлән мисирдин түркийәгә берип оқушни қарар қилған вә 2015-йили түркийәгә кәлгән, иккиси 2016-йили қаһраманмараш сүтчиимам универистетиниң исламий билимләр факултетиға оқушқа қобул болған.
Зикрулла вә абдулла дадисиниң уларни чәтәлдә оқутуш үчүн өзини пида қилиштәк еғир бәдәл түлигәнликини исидин чиқармастин қайғуни күчкә айландуруп, қаһраманмараш сүтчиимам универиситетида тиришип оқуп һәр иккиси2021-йили оқушни пүттүргән. Бу ака-укилар түркийә пуқралиқиға өткән болуп, зикрулла алим бир тәрәптин шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити җәмийитиниң муавин рәислики вәзиписини үстигә елип миллий дәва үчүн хизмәт қилса, йәнә бир тәрәптин түркийә диянәт ишлири башқармисида хизмәткә орунлишип оқутқучилиқ қилиш билән биргә котаһия думлупинар универистетида магистирлиқ оқумақтикән.
Абдулла тағлиқниң билдүрүшичә, дости мәрһум абдулламу оқутқучи болуш үчүн дөләт хизмәтчисилиқ имтиһаниға қатнашқан болуп имтиһандин яхши нәтиҗә билән өткән вә хизмәт күтүватқаникән.
Абдулла тағлиқ, мәрһум абдулла вәли билән йеқин арилишип өткәнликини униң наһайити яхши, сәмимий, әхлақлиқ йетишкән яш икәнликини билдүрди.
Зикрулла алимниң билдүрүшичә, уларниң аилисидә 12 қериндаш болуп, булар 6 қиз 6 оғул икән, зикрулла алим 2015-йилидин буян хотән қарақаштики үч акисидин һеч қандақ хәвәр алалмиған. Уларниң обулқасим әзиз исимлик акиси голландийә яшайдиған болуп у явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң баш катипи болуп хизмәт қилмақтикән.
Түркийәниң қаһраманмараш, газиантәп қатарлиқ 10 шәһәрдә йүз бәргән 7.6 Бал йәр тәврәштә өрүлүп чүшкән бинаниң астида қалғанларни қутқузүш һәрикити җиддий давам қилмақтикән.
Түркийә президенти рәҗәп таййп әрдоған бүгүн, йәни 8-феврал күни йәр тәврәш апити йүз бәргән қаһраманмараш қатарлиқ шәһәрләргә берип һадисиләрни нәқ мәйданда көздин кәчүрди. Президент әрдоғанниң бүгүнки өлүм вә яриланғанлар тоғрисида ахбаратларға бәргән мәлуматлирида билдүрүшичә, һазирғичә йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани 9570 кә йәткән, 52979 киши яриланған, дөләтниң әскәр, сақчи вә пүткүл имканлирини ишқа селиш билән қутқузүш һәрикити җиддий давам қилмақтикән.