Апәткә учриғучи: хитай дөләт телевизийәси мухбирлири маңа пул берип түркийә һөкүмитини тиллашни тәләп қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.02.14
turkiye-yer-tewresh-qutquzush-etriti-2 Түркийәдә йәр тәврәш еғир йүз бәргән қаһраманмараш шәһиригә йетип барған уйғур пидаийлар. 2023-Йили феврал.
RFA/Arslan

Түркийәниң қаһраманмараш вилайитиниң пазарҗиқ наһийәсини мәркәз қилған, малатя, адана, газиантип, диярбақир, урфа, османийә вә хатай қатарлиқ он шәһиридә 2-айниң 6-күни арқа-арқидин йүз бәргән еғир йәр тәврәштин кейин башланған қутқузуш вә ярдәм бериш ишлирини хәвәр қилиш үчүн һәр қайси дөләтләрниң мухбирлири апәт райониға кәлгән. Хәлқара чоң телевизийә мухбирлири көз яшлирини туталмиған һалда түркийәдики бу чоң апәтни аңлитиватқан күнләдә түркийәдики газиантип шәһиридики “қанал 27” телевизийәсидә 8-февралда тарқитилған хәвәрдә, хитай дөләт телевизийәси мухбирлириниң пул берип түркийә һөкүмитини тиллап беришини тәләп қилған киши билән елип барған сөһбәткә орун берилгән. Мәзкур хәвәр түркийәдики иҗтимаий таратқулардиму зор ғулғула пәйда қилди.

Йәр тәврәш апитигә учриған бир түрк телевизийә мухбириға бу һәқтә мәлумат берип мундақ дегән: “хитай дөләт телевизийәсидин үч мухбир тәрҗимани билән бирликтә бу йәргә кәлди. Йәр тәвригәндә йиқилип чүшкән дуканларни вә бу йәрләрни синалғуға тартти. Андин кейин маңа: ‛бу йәр тәврәштин көңлимиз бәк йерим болди. Биз хитай дөләт телевизийәсидин кәлдуқ‚ деди. Қолида микрофон, йенида синалғуға алғучиму бар иди. Мәндин ‛немә болди?‚ дәп сориди. Мән униңға ‛бу алладин кәлгән бир апәт‚ дәп җаваб бәрдим. Хитай мәндин: ‛һөкүмәт силәр үчүн немиләрни қилди?‚ дәп сориди. Мән: ‛биз түрк миллити болуш сүпитимиз билән бир нәрсигә еһтияҗимиз йоқ‚, дәп җаваб бәрдим. Хитай мухбир: ‛сән адаләт вә тәрәққият партийәсиниң әзасиму?‚ дәп сориди. Мән: ‛яқ мән у партийәниң әзаси әмәс, мән пәқәтла түркийә байриқи мәстанисимән?, вәтинимни, земинимни яхши көримән, биздә партийәчилик йоқ‚ дәп җаваб бәрдим. Маңа һөкүмәтни тиллап бәр дәп маңа пул узатти. Мән пулни алмидим. ‛мән партийә әзаси әмәс, мән түрк милләтчисимән‚ дедим. Түркийә һөкүмитигә қарши бирнәрсиләр сөзләп беришимни тәләп қилди. Мән уни ‛көзүмдин йоқал‚ дәп һәйдивәттим. Әслидә бу хитай мухбирларни урмақчи идим, әмма урмидим”.

Хитай дөләт телевизийәси мухбирлириниң пул берип түркийә һөкүмитини тиллап беришини тәләп қилғанлиқини ашкарилиған киши. 2023-Йили феврал.
Хитай дөләт телевизийәси мухбирлириниң пул берип түркийә һөкүмитини тиллап беришини тәләп қилғанлиқини ашкарилиған киши. 2023-Йили феврал.
Social Media

Түрк телевизийә мухбириниң “хитай дөләт телевизийәси мухбири саңа пул берип түркийә һөкүмитини тиллап бәр деди, шундақму?” дегән соалиға, түрк деһқан мундақ җаваб бәргән: “һәә, шундақ һөкүмәткә қарши сөзләп бәр дәп, маңа пул узатти. Булар өзлирини хитай дөләт телевизийәси мухбирлири дәп тонуштурди”.

Биз мәзкур хәвәрдә тарқитилған хитай дөләт телевизийәси мухбирлириниң бу хил хәвәр бериш мәқсити һәққидә хитай һөкүмитиниң инкасини елиш үчүн хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң ахбарат ишлири ишханисиға телефон қилдуқ. Лекин хитай тәрәп буни инкар қилди. Йәни, пең фамилилик әлчихана хадими соалимизға җаваб бәрди. “хитай дөләтлик телевизийәсиниң мухбирлири йәр тәврәш апити йүз бәргән райондики бир кишигә пул берип түркийә һөкүмитини тәнқид қилип беришини тәләп қилғанлиқи тоғрисидики хәвәргә қандақ қарайсиз?” дегән соалимизға пең мундақ җаваб бәрди: “бизму бу хәвәрни көрдуқ, лекин бундақ иш йоқ. Бизниң адәмләр болмаслиқи керәк. Бизму ениқлашқа тиришиватимиз. Ундақ иш йоқ”.

Түркийә дөләт телевизийәсиниң хәвәрлиригә асасланғанда түркийәдики йәр тәвригән 10 шәһәргә 75 дөләттин җәмий 8 миң 500 кишидин тәркиб тапқан қутқузуш әтрәтлири келип өрүлүп чүшкән биналарниң астида қалған кишиләрни қутқузуш паалийитигә қатнашмақта. Буларниң ичидә хитайдин кәлгән 82 кишидин тәркиб тапқан қутқузуш әтритиму бар болуп, һазир түркийәниң малатя шәһиридә қутқузуш паалийитигә қатнашмақтикән. Гәрчә, хитай дөлити 75 дөләт қатарида йәр тәврәш апитигә учриған малатя шәһиригә қутқузуш әтрити әвәткән болсиму, хитай дөләт телевизийәси мухбириниң бундақ қилишидики сәвәб немә? бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилған истанбулдики шәрқий түркистан илим вә мәрипәт вәхписи муавин рәиси, йәни қутқузуш ишлириға қатнашқан һәбибулла күсәни әпәнди өзиниң “қанал 27” телевизийәсидә тарқитилған хитай дөләт телевизийәси хадимлириниң қилмишиға ишинидиғанлиқи, әгәр шундақ иш болмиса мәзкур қаналниң нәқ пакит билән бундақ хәвәрни тарқатмайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә, түркийәдики йәр тәврәш апитиниң пүтүн дуня дөләтлирини инсаний қиммәт қаришида бирләштүргән бүгүнки күндә хитай дөләт телевизийәси мухбирлириниң хитай дөлитиниң һәқиқий йүзини ашкарилап қойғанлиқини баян қилди.

Хитай ахбарат васитилириму йәр тәврәш әһваллирини, җүмлидин хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң түркийә президенти әрдоғанға тәзийәнамә әвәткәнлики қатарлиқларни хәвәр қилишқаниди. Лекин, хитай иҗтимаий таратқулирида йәр тәврәш апити вә түркийәгә нисбәтән сәлбий инкасларму оттуриға чиққан. 2-Айниң 6-күни түркийәниң шәрқий-җәнубидики қаһраманмараш шәһирини мәркәз қилған он шәһәрдә чоң йәр тәврәш апити йүз берип, түркийәниң ичи-сиртида җиддий қутқузуш вә уларға ярдәм бериш һәрикити башланғандин кейин, 7-феврал күни түркийәниң хитайда турушлуқ әлчиханиси хитайниң иҗтимаий алақә тори болған вейбода елан чиқирип, түркийәгә ярдәм қиливатқан дөләтләр вә хәйр-сахавәт тәшкилатлириға рәһмәт ейтқан, шундақла хитайдин пул ианә қилмақчи болған шәхс вә һөкүмәтсиз тәшкилатларниң түркийә “қизил ай җәмийити” билән “диянәт ишлири идариси” ниң тор бекитидики банка һесабини тәвсийә қилған. Әмма буниңға инкас язған бәзи хитайлар түркийәниң хитай авиаматкисини босфур боғузидин өткүзмигәнлики, “курдларға зиянкәшлик қилип, сүрийәликләрни әзгәнлики” һәққидә әйибләп, “силәргә бир сомму бәрмәймиз” дегән, һәтта бәзи хитай инкасчилар түркийәни “тиләмчи” дәп һақарәтлигән. Уларниң ичидин бирси: “бундақ апәт һәр қандақ дөләтниң бешиға келиду, бундақ рәһимсизлик қилмайли” дәп инкас язса, униңға җаваб язған бир хитай: инкасчи: “мән ашундақ рәһимсиз, қандақ қилисән?” дегән, буниңға инкас язған башқа хитайларму арқа-арқидин “мәнму шу пикиргә қошулимән” дәп аваз қошқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.