Түркийәдики уйғур аяллириму йәр тәврәштә апәткә учриған түркләргә ярдәм қолини сунмақта

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2023.02.22
turkiye-yer-tewresh-yardem-1

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-8

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-2

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-3

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-4

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-5

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-6

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

turkiye-yer-tewresh-yardem-7

Уйғурлар йәр тәврәштә апәткә учриған кишиләргә ярдәм үчүн тәйярлиған маддий буюмлар. 2023-Йили 10-феврал, түркийә. RFA/Arslan

Түркийәниң қаһраманмараш, газиантеп қатарлиқ шәһәрлиридә икки қетимлиқ йәр тәврәштә апәткә учриған түркләргә ярдәм қилиш үчүн түркийәдики уйғур ханим-қизларму сәпәрвәр болуп, йотқан-көрпә вә аялларниң кийимлирини тикиш, татлиқ-түрүм печинә-пираник пишуруш қатарлиқ һәр хил ярдәм хизмәтлири елип берип өзлириниң қериндашлиқ бурчини ада қилмақта.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, йеқин тарихта өткән уйғур қәһримани нузугумниң намини қойған истанбулдики шәрқий түркистан нузугум вә аилә җәмийитиниң рәиси мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Мунәввәр өзуйғур ханим, истанбулдики уйғур аяллар арисида йәр тәврәштә зиянға учриған кишиләргә ярдәм бериш сәпәрвәрлики башлатқандин буян зәйтинбурну, сәфакөй, сәлимпаша вә башақшәһәр қатарлиқ районларда олтурақлашқан уйғур ханимларниң һәрикәткә өтүп ортақ ярдәм паалийити елип барғанлиқини, аяллар өз ара ианә топлаш елип берип дәсләпки қәдәмдә 74 миң түрк лираси нәқ пулни әвәткәнликини, ярдәм сәпәрвәрлик паалийитигә нурғун уйғур аялларниң аваз қошқанлиқини, аялларниң бәзилири татлиқ түрүм, печинә-пираник пишурғанлиқини, аяллар 200 миң лира қиммитидә рәх сетивелип йотқан-көрпә вә аяллар кийимлири тикип йәр тәврәш йүз бәргән районға әвәткәнликини билдүрди.

Мунәввәр өзуйғурханим, “уйғур аяллириниң бу ярдәм паалийәтлири арқилиқ өз-ара һәмкарлишиш роһи сиңди, яхши, пәзиләтлик һәрикәт болди”, деди.

Мунәвввәр ханим йәнә мундақ деди: “биз бу ярдәмни пәқәт түрк қериндашлиримизниң бешиға күн чүшкәнлики үчүн әмәс бизниң өзимизниң бир кишилик мәҗбурийитимиз дәп билдуқ, һәм шундақла биз уларға ярдәм қилсақ алла бизгә ярдәм қилиду, дегән чүшәнчә билән ярдәм қилдуқ. Йәнә бир җәһәттин аяллар арсиида мушундақ бир ярдәм вә һәмкарлиқ қилиш арқилиқ һәмкарлиқ вә бир-биримизни қоллайдиған роһниң техиму җанлиқ болуши, шундақла аилиләрдә пәрзәнтләргә яхши үлгә болушини арзу қилдуқ. Худайим буйруса мушу қилған яхшилиқимиз вәтинимизниң қутулушиға сәвәб болғуси дәп ойлаймиз, у йәрдики қийинчилиқ вә еһтияҗлар түгигичә биз ярдәмни давам қилимиз”.

Селимпаша райондики уйғур ханим-қизларму аялларниң ярдәм паалийитигә аваз қошуп, аяллар кийимлирини тикиш, нан вә печинә пушурғандин сирт йәнә 500 дин артуқ көрпә тикип йәр тәврәш апити йүз бәргән районға әвәткән.

Уйғур ханим-қизлириниң ярдәм паалийитигә аваз қошқан селимпашадики уйғур аял илминурханим зияритимизни қобул қилип, түркийәдики йәр тәврәш апитигә мәйли мусулман мәйли башқа диндики дөләтләр болсун пүтүн дунядики дөләтләрниң ярдәм қиливатқанлиқини тәкитлиди вә “мушундақ вәзийәттә биз уйғурларниңму ярдәм қилиши инсанлиқ мәҗбурийитимиз, мусулманлиқ вәзипимиз”, деди.

Илминурханим ярдәм қилиш инсаний нуқтидин қилишқа тегишлик вәзипә икәнликини тәкитләп мундақ деди: “ярдәм қилиш бизниң қилишқа тегишлик мәҗбурийитимиз, бу йәрдә муһаҗир болуп, мушу дөләтниң нопусиға өтүп дөләтниң әзаси болуп яшаватимиз, мушундақ әһвалда бу һадисигә нисбәтән өзимиз қийналған тәқдирдиму, моһтаҗ болған шараиттиму уларға ярдәм қилишимиз зөрүр”.

Уйғур ханимларниң сәфакөйдә кийим вә көрпә тикиватқан орунға бир гуруппа түрк оқутқучи ханимлар келип уларға тәшәккүр билдүрди вә аишә исимлик түрк оқутқучи ханим өз тәсиратини ипадиләп мундақ деди: “биз2018-йили зулумдин қечип шәрқий түркистандин истанбулға кәлгән уйғур қериндашлиримизға ярдәм қилиш үчүн оқутқучи вә оқуғучилиримиз билән ианә топлап мушу орунға әкелип бәргәндуқ, бүгүн охшаш йәрдә улар бизгә ярдәм қилип көрпә вә кийим тикиватиду, бәк хош болдуқ. Бүгүн, әлвәттә қериндашлиқни көрситидиған күнидур, қоллирида йиңнә арқилиқ чин көңлидин ихлас билән йотқан-көрпә тикиватқан қериндашлиримизни көрүп һәйран қалдуқ. Алла улардин рази болсун”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.