Қаһраманмараштики “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” түрк қериндашларға әмәлий ярдәм көрсәтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.03.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
sherqiy-turkistan-shehitlar-chediri-1.jpg 30 Әтрапида уйғурдин тәркиб тапқан “көк байрақ һәмкарлиқ мунбири” намидики бир ярдәм гурупписи қаһраманмараш шәһәр мәркизигә қурған “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” намида чедир мәһәллиси. 2023-Йили март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң қаһраманмараш вилайитиниң пазарҗиқ наһийәсини мәркәз қилған, малатя, адана, газиантип, диярбақир, урфа, османийә вә хатай қатарлиқ он шәһиридә 2-айниң 6-күни арқа-арқидин йүз бәргән еғир йәр тәврәштин кейин башланған қутқузуш вә ярдәм бериш, чедир мәһәллиси қуруш ишлириға түркийәдики уйғурларму актип қатнашмақта. “көк байрақ һәмкарлиқ мунбири” қаһраманмарашта “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” қуруп, апәткә учриған кишиләрни чедирларға орунлаштуруп, иссиқ тамақларни тарқитип иллиқлиқ көрсәтмәктә.

7-Феврал күни 30 әтрапида уйғурдин тәркиб тапқан “көк байрақ һәмкарлиқ мунбири” намидики бир ярдәм гурупписи түркийәниң қаһраманмараш шәһәр мәркизигә йетип берип, ярдәм хизмәтлирини башливәткән иди. Кейинки күнләрдә “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” намида чедир мәһәллиси қуруп, йәр тәврәш апитидә өйлири йиқилип чүшкән түркләргә ярдәм қолини узатқан. Көк рәңлик 107 чедирдин тәркиб табқан “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” дики һәр бир чедирға җаза лагерлири вә түрмиләрдә һаятидин айрилип қалған шеһитләрниң нами берилгән.

“көк байрақ мунбири” ниң мәсули қуләхмәт җантүрк әпәнди бу мунасивәт билән телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз еғир йәр тәврәш апити болған қаһраманмараш шәһридики муһсин язиҗиоғлу бағчиси билән әкинөзи дегән җайға 107 данә чедир қурдуқ. Бу йәрдә техичә икки күндә бир қетим қалдуқ йәр тәврәватиду. Кишиләр өйигә кирәлмәйватиду, көп адәмләрниң өйлири өрүлүп чүшкән. Биз уларни бу чедирларға орунлаштуруп, иссиқ тамақ тарқитип, шәрқий түркистанлиқлар намидин ярдәм қолимизни узитиватимиз.”

30 Әтрапида уйғурдин тәркиб тапқан “көк байрақ һәмкарлиқ мунбири” намидики бир ярдәм гурупписи қаһраманмараш шәһәр мәркизигә қурған “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” намида чедир мәһәллиси. 2023-Йили март, түркийә.

Қуләхмәт җантүрк әпәнди 45 күндин буян апәткә учриған қаһраманмараш шәһиридә кишиләргә маддий, мәниви вә адәм күчи җәһәттин ярдәм қилиш билән бирликтә “шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти” қурғанлиқини билдүрди. У бу чедир кәнтини қуруштики мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бизниң бу йәрдики биринчи мәқситимиз йәр тәврәш апитигә учриған кишиләргә ярдәм қилиш. Иккинчи мәқситимиз вәтинимиз шәрқий түркистанда хитай лагерлирида, түрмилиридә шеһит болған алимлиримиз, өлималиримиз вә зиялийлиримизни хатирләштин ибарәт. Биз бу чедир мәһәллисигә ‛шәрқий түркистан шеһитлири чедир кәнти‚ дәп нам бәрдуқ. Һәр бир чедирға хитай түрмисидә вә лагерларда шеһит болған кишиләрниң намини бәрдуқ. Биз чедирларни ‛сабит дамоллам чедири‚, ‛керәм қарим чедири‚ вә ‛муһәммәд салиһ дамоллам чедири‚ дәп атап, чедирларға уларниң рәсмлирини астуқ. Һазирғичә анадолу хәвәр агентлиқи, қирим хәвәр агентлиқи вә башқа ахбарат органлири бизни зиярәт қилип, бу һәқтә хәвәр ишлиди. Бу арқилиқ уйғурларниң еғир вәзийитиниму аңлитиватимиз.”

“көк байрақ һәмкарлиқ мунбири” ниң мәсули қуләхмәт җантүрк әпәнди, бу мунбәргә истанбулдики шәрқий түркистан яшлар тәшкилати, әнқәрәдики түркмән тәшкилати вә қаһраманмарашта бурундин тартип уйғурларни қоллап келиватқан җәмрә җәмийитиниң әза болуп һәмкарлишиватқанлиқини, бундин кейин техиму көп ишларни қилишни пиланлаватқанлиқини илгири сүрди.

Уйғурлар қурған чедирда туруватқан бир йәрлик түрк киши телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “исмим җәлал алпарслан гүнәш, йәр тәврәш апитиниң қурбанимән. 6-Феврал әтигән наһайити чоң йәр тәврәш апитигә учридуқ. Әтиси уйғур қериндашлиримиз биз панаһланған мәктәп бинасиға келип, 200 аилигә ярдәм қолини узатти. Бүгүнму ярдәм қилишни давам қиливатиду. Улар йәр тәврәш апитиниң иккинчи күнидин тартип, бизгә иссиқ тамақ тарқитип, кейим-кечәк вә йотқан-көрпиләрни берип ярдәм қилип келиватиду. Әмди қаһраманмараштики муһсин язиҗиоғлу бағчисида чедир қуруп, бизгә иллиқлиқ көрситиватиду. Мән йәр тәврәш апитигә учриған бири болуш сүпитим билән қаһраманмарашлиқлар намидин шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримға рәһмәт ейтимән.”

Нөвәттә түркийәниң шәрқий-җәнубиға җайлашқан 10 вилайәттә йүз бәргән йәр тәврәшкә ярдәм бериш хизмәтлири давам қилмақта. Америка, германийә, японийә, тәйвән вә корейә қатарлиқ 80 гә йеқин дөләт бу қетимқи түркийәдики йәр тәврәш апитигә учриған районларға маддий ярдәм бәргән. Америка, италйә, франсийә, исраилийә вә испанийә қатарлиқ дөләтләр йәр тәврәш районлирида чедир дохтурхана ечип, түрк хәлқини сөйүндүрмәктә.

Түркийә дөләт телевизийәсиниң 21-март күнидики хәвиригә асасланғанда, бу қетимлиқ йәр тәврәштә 50 миң 96 нәпәрдин артуқ киши өрүлүп чүшкән биналарниң астида қелип һаятидин айрилған. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, түркийәниң 10 шәһиридә бирла вақитта йүз бәргән бу қетимлиқ еғир йәр тәврәш дуня тарихидики әң чоң йәр тәврәшләрдин бири һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.