Мәрал ақшәнәр: “шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқиш миллий вәзипимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.01.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
meral-aqshener-omer-qanat.jpg Түркийә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди билән сөһбәттә. 2023-Йили 18-январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Қурулғандин буян уйғур мәсилисини изчил һалда түркийә парламентида оттуриға қоюп келиватқан “ийи”,  йәни “яхши” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим18-январ күни  өз партийәси сайламда утуп чиқса түркийәдики уйғурларниң пүтүн қийинчилиқлирини һәл қилидиғанлиқини, “шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқишниң миллий  вәзипилири икәнлики”ни тәкитлиди.

Мәрал ақшәнәр ханим бу сөзләрни 1-айниң 18-күни  дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси өмәр қанатни өз ишханисида қобул қилғанда ейтти.  Мәрал ақшәнәр ханим мундақ дәп билдүрди: “мән алди билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәисиниң мени  зиярәт қилип кәлгәнликигә партийәмиз намидин бәк хурсән болдум, рәһмәт етимән. Мән, уйғурлар дучар болуватқан зулумни, ирқий қирғинчилиқни йеқиндин көзитиватқан түркийәниң күн тәртипигә елип келишкә тиришиватқан бир сиясәтчимән.  Лекин, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йәнила мәлуматимиз кәмчил.  Өмәр қанат әпәнди маңа бәзи йеңи  мәлуматларни бәрди. Биз шәрқий түркистанниң еғир вәзийитини өзгәртишниң түркийәдә  бир чарисини  тепиш үчүн бу мәсилини изчил һалда оттуриға қоюп келиватимиз. Бу бизниң  миллий бурчимиздур. Бүгүн партийәмиздин болған парламент әзалиримиз билән йиғин ачмақчи. Бу йиғиндиму шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида  музакирә елип бармақчимиз”.

 Өмәр қанат әпәнди мәрал ақшәнәр ханимға, америка дөләт мәҗлисидә   мақуллуқтин өткән уйғурлар тоғрисидики қанун вә қарарлар шуниңдәк америка һөкүмити, сиясәтчилири вә  кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситигә тутқан позитсийәси қатарлиқ әһваллар   тоғрисида мәлумат бәрди. У йәнә уйғурлар дуч келиватқан түрлүк мәсилиләр һәққидә тохталғандин кейин ахирида  уйғурлар намидин бәзи конкрет тәләпләрни оттуриға қойди. 

(Солдин) түркийә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим, д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди вә “ийи” партийәсиниң вашингтондики ишханисиниң мудири билал билиҗи әпәнди. 2023-Йили 18-январ, түркийә.
(Солдин) түркийә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим, д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди вә “ийи” партийәсиниң вашингтондики ишханисиниң мудири билал билиҗи әпәнди. 2023-Йили 18-январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Мәрал ақшәнәр ханим  өмәр қанатқа “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” дәп аталған бир аммиви тәшкилатқа әза 14 дөләттин кәлгән 30 нәпәр аталмиш  ислам “өлимаси” ниң үрүмчи вә қәшқәргә зиярәт елип берип, хитайниң тәтүр тәшвиқатиға хизмәт қилишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “аталмиш  <өлималар>ниң үрүмчигә елип барған зиярәт мәсилисигә кәлсәк. Барлиқ динларда аилә наһайити муһим. Қайси диндин болса болсун бир инсанниң өйигә тонумайдиған бир әр кишини  орунлаштуруп қойсиңиз, наһайити чоң гунаһ садир қилған болисиз. Бир мусулманниң өйигә, һәтта ерини лагерға солап қоюп, аял бар өйгә хитай әрләрни  йәрләштүрсиңиз бу динғиму, инсанлиққиму хилап. Бу адәм қелипидин чиққан бир сиясәт, бу, инсанийлиқ җәһәттин елип ейтқандиму тоғра әмәс.   Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа битәрәп кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлирида испатланған ирқий қирғинчилиқни террорлуққа қарши күрәш дәп атиған аталмиш өлималарни әйибләймән.  Буларни әйибләшла купайә қилмайду”.

Мәрал ақшәнәр ханим хитай һөкүмитиниң  уйғурларға қарита қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқанлиқини  тәкитләп мундақ деди:   “кичик балиларни ата-анисидин айрип лагерларға солап, искәнҗә билән қийнап ассимилятсийә қилип, тилини, динини вә миллий кимликини йоқ қилишқа тиришиватиду. Шәрқий түркистан хәлқи һазир йоқ болуш хәвпигә  дучар болуватиду. Уйғурларни  инсанийәт дуняси  қутулдуруши керәк”.

Мәрал ақшәһәр ханим өмәр қанат билән болған учришиш ахирлашқандин кейин бизниң :“түркийәдә президент  сайлими билән парламент сайлими йеқинлишип қалди.  Сиз һазир түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсигә қарши 6 партийә қурған иттипақ  ичидики <ийи>  партийәсиниң рәиси болуш сүпитиңиз билән әгәр сайламда утуп чиқип һөкүмәт қуруш һоқуқини қолға кәлтүрсиңиз, уйғурлар үчүн немиләрни қилмақчи?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “һазир түркийәдә он милйондин көпрәк  чәтәллик мусапир бар. Биз хәлқ төлигән баҗлар билән һөкүмәт буларни беқиватиду. Бу мусапирлар ишлимәй йетип йәватиду. Лекин биз билән қан қериндаш  болған ирақтин кәлгән түркмәнләр билән шәрқий түркистанлиқлар  түркийә пуқралиқиға өтүштә қийинчилиққа учрапла қалмастин, башқа җәһәтләрдиму қийинчилиқларға дучар болмақта.   Бу йәрдә демәкчи болғиним әслидә түркийә һөкүмити шәрқий түркистанлиқ мусапирларни оқутуп, уларни ишқа орунлаштуруши керәк туруқлуқ, уни қилмастин уларға гиражданлиқ бериштә қийинчилиқ чиқириватиду. Сайламда биз утуп чиқип һөкүмәткә кирсәк   түркийәдики уйғурларниң барлиқ қийинчилиқини һәл қилимиз”.

Мәрал ақшәнәр билән көрүшүш ахирлашқандин кейин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди айрим  зияритимизни қобул қилип, өзиниң  бу қетимқи түркийә сәпириниң мәқсәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

Өмәр қанат әпәнди  “яхши”   партийәси билән  болған учришиштин өзиниң мәмнун болғанлиқи, улардин иҗабий җаваб алғанлиқини билдүрди .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.