Түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә “шәрқий түркистан қурбанлирини хатириләш күни” бекитиш тоғрисида қанун лайиһәси тәклипи сунулған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.01.25
Түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә “шәрқий түркистан қурбанлирини хатириләш күни” бекитиш тоғрисида қанун лайиһәси тәклипи сунулған Түркийә хәлқләрниң демократик партийәси (HDP) коҗаәли милләт вәкили өмәр фарук әпәндим лагер тутқунлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән хитайниң түркийәдики әлчиханиси алдидики намайиш паалийитидә. 2022-Йили январ, түркийә.
RFA/Azigh

Хәлқләрниң демократик партийәси (HDP) коҗаәли милләт вәкили доктор өмәр фарук гәргәрлиоғли түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә “шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәплик қурбан болғанларни хатириләш вә матәм күнини елан қилиш” қанун лайиһәсини сунған. Мәзкур тәклип лайиһәси қанунға айланса, 5-июл үрүмчи қәтлиамниң хатирә күни “шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәблик қурбан болғанларни хатириләш вә матәм күни” қилип бекитилидикән. Қанун лайиһәсиниң тәклипи буйичә, һәр йил 5-июлни өз ичигә алған бир һәптә ичидә мунасивәтлик органлар, пуқрави вә аммиви тәшкилатлар һәмкарлишип өчмәнлик, һақарәт вә ирқий қирғинчилиққа болған тонушни ашуруш үчүн хатириләш паалийәтлирини тәшкилләйдиғанлиқи тилға елинған.

Түркийә хәлқләрниң демократик партийәси (HDP) коҗаәли милләт вәкили өмәр фарук әпәндим лагер тутқунлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән хитайниң түркийәдики әлчиханиси алдидики намайиш паалийитидә. 2022-Йили январ, түркийә.

Түркийәдә охшимайдиған сиясий партийәләр вә аммиви тәшкилатлар уйғур мәсилисини һәр хил усулларда күнтәртиптә тутуп туруш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә. Бирақ хитай һөкүмити билән түркийә оттурисидики иқтисади вә сиясий һәмкарлиқниң күчийиши сәвәблик һөкүмәтниң уйғур мәсилисигә болған позитсийәниң пассип болуши, өктичиләр тәрипидин қаттиқ тәнқитлинип кәлмәктә.

Хәлиқләрниң демократик партийәси (HDP) коҗаәли милләт вәкили доктор өмәр фарук гәргәрлиоғли мәзкур қанун лаһийәси тәклипи һәққидә зияритимизни қубул қилип мундақ деди:

“шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики нәтиҗисидә һаятидин айрилғанларни хатириләш вә матәм күни лалайиһәси қанунға айланса, бу хитайға берилгән күчлүк бир сигнал болиду. Түркийә һөкүмити уйғур мәсилисигә сахта дипломатик вә интайин йәңгил инкаслар билән ипадә билдүриватиду. Хитай садир қилған ирқий қирғинчилиққа түптин инкас қайтурмайватиду. Түркийә һөкүмити чоқум үнүмлүк вә күчлүк инкас бериши керәк. Түркийә бүйүк миллий мәҗлиси бу һәқтики тәклипимизни қобул қилиши лазим. Хитай йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқниң җавабкарлиқидин қутулалмайдиғанлиқини чүшиниши керәк. Һөкүмәт бу қанун лайиһәсигә мутләқ иҗабий қариши лазим. Һөкүмәтниң йеқинқи йиллардики хитайға тутқан юмшақ, үнүмсиз вә пәрвасиз позитсийәсини нәзәргә алсақ, бу қанун лайиһәси тәклипиниң қобул қилиниши қийин, дәп қараймән.”

Түркийә хәлқләрниң демократик партийәси (HDP) коҗаәли милләт вәкили өмәр фарук әпәндим лагер тутқунлири йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән хитайниң түркийәдики әлчиханиси алдидики намайиш паалийитидә. 2022-Йили январ, түркийә.

Өмәр пәруқ гәргәрлиоғли түркийә парламентиға уйғур мәсилиси билән мунасивәтлик бүгүнгичә җәмий 4 соал тәклипи йоллиған болуп, бирақ һөкүмәт абстракит вә йеник дипломатик изаһатлар билән мәзкур соалларға ениқ җавап бериштин өзини елип қачқан. Доктор өмәр фарук гәргәрлиоғли бу нуқтида түркийә һөкүмитиниң зихму көймәйдиған, кавапму көймәйдиған бир дипломатик сәвийидә һәркәт қиливатқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “түркийә һөкүмитиниң хитай билән болған иқтисадий мунасивити қоюқ. Түркийә һөкүмити буни давамлаштурушни халайду. Шуңа улар хитай садир қилған вәһшийликләр вә қанунға хилап қилмишларға қарита үнүмлүк дипломатик хизмәт қилалмайду. Уйғурлар һәққидә хәлқниң қизғинлиқиға қарита анчә-мунчә баянат елан қилип қойиду, халас. ‛биз бу мәсилигә сәзгүр‚ дәйду, лекин, улардин җаза лагерлириниң немишқа тәкшүрүлмәйватқанлиқини сориғинимизда, конкрет җаваб бәрмәйду.”

Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди зияритимизни қубул қилип, түркийәдики сиясий партийәләрниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийиси, қанун лалайиһәсиниң ичидики маддилар вә түркийәдики сиясий атмусфера қатарлиқлар тоғрисида тохталди.

Уйғур қирғинчилиқиниң хәлқаралиқ бир мәсилигә айлиниши билән бирликтә, демократик дөләтләр бу қирғинчилиқни тохтитиш үчүн әмәлий қәдәмләр алмақта. Хитайниң иқтисадий күчи вә нопузи сәвәблик йәнә нурғун дөләтләр уйғур мәсилисидә хитайға очуқ позитсийә билдүрүштин өзини тартип кәлмәктә. Болупму мусулман дунясиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәси кишилик һоқуқ паалийәтчиллири вә мутәхәссисләр тәрипидин қаттиқ әйиблинип кәлмәктә.

Милләт вәкили өмәр пәруқ гәргәрлиоғли түркийәниң уйғур мәсилисидики позитсийисини әйибләп мундақ деди: “ғәрб дөләтлири хитайниң уйғур қийинчилиқини ашкара әйиблимәктә вә һәр қайси парламентларда хитайниң уйғурларға қаратқан муамилисини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп тонимақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириму хитайни күчлүк агаһландуруп кәлмәктә. Әмма түркийә бәзи иқтисадий келишимләрни қоғдаш үчүн сүкүт қилип кәлмәктә. Бир қисим ғәрб дөләтлири қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнашмайдиғанлиқини җакарлап келиватқан болисиму, әмма түркийә һөкүмитидин аваз йоқ. Әмәлийәттә түркийә кәскин позитсийә билән хитайға инкас билдүрүши, ирқий қирғинчилиқ қилмишлириға очуқ-ашкара қарши туруши керәк иди. Әмма һөкүмәт хитай билән болған мунасивәтни күчәйтиш тәрәпдари. Милләтчилик вә үммәтчилик тәшвиқатлири билән сайланған һөкүмәтниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилмаслиқи бир сәмимийәтсизликтур.”

Көзәткүчиләр, бундин бурунқи өктичи партийәләрниң уйғур мәсилиси билән мунасивәтлик тәклип вә қанун лайиһәлириниң асасий җәһәттин һөкүмәт бешидики партийәләр тәрипидин байқут қилинғанлиқини, бу қанун лайиһәсиниңму қубул қилиниш еһтималлиқиниң интайин төвәнликини, бирақ уйғур мәсилисини давамлиқ күнтәртиптә тутуп турушта бу хил сиясий урунушларниң муһимлиқини ейтип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.