Сулайман сойлу: 10 миңдин артуқ қериндишимизни гиражданлиққа қобул қилдуқ, йәнә қобул қилиш алдида

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2023.04.24
turkiye-heytlishish.jpg Истанбулдики уйғурларниң һейтлишиш паалийитидә министир солайман сойлуға көкбайрак вә тон чапан доппа һәдийә қилинди. 2023-Йили апрел, туркийә.
RFA/Arslan

23-Апрел күни истанбулда хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирликиниң уюштуруши билән өткүзүлгән һейтлишиш паалийитигә қатнашқан түркийә җумһурийити ички ишлар министири сулайман сойлу уйғурларға сөз қилип, 10 миңдин артуқ уйғурни түркийә гиражданлиқиға қобул қилғанлиқини билдүрди.

Министир сулайман сойлу, түркийә җумһурийити президенти рәҗәп таййп әрдуғанниң уйғурларға салам йоллиғанлиқини вә униң икки йил илгири уйғурларни түркийә пуқралиқиға қобул қилиш үчүн мәхсус буйруқ чиқарғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “уйғурларни тунҗи кәлгәнләрдин башлап түркийә гиражданлиқиға қобул қилишни башлидуқ вә һазирғичә 10 миңдин артуқ қериндишимизни түркийә гиражданлиқиға қобул қилдуқ, үч күн илгири 2000 қериндишимизниң гиражданлиққа өтүш тәлипигә имза қоюп җумһурийәт президенти әрдоғанға йоллидуқ, һөрмәтлик президент әрдуғанниң тәстиқлиши вә имза қоюши билән қисқа вақит ичидә уларму түркийә гиражданлиқиға қобул болиду, һазир қолимизда йәнә 3500 қериндишимизниң архипи имза қоюшқа тәйяр болди, уларниң архиплирини әң йеқин арида йоллаймиз вә уларму қисқа вақит ичидә түркийә җумһурийити гираждани болиду, әслидә улар туғулуштинла түркийә җумһурийитиниң гираждани һесаблиниду”.

Сулайман сойлу өзиниң ички ишлар министирилиқ вәзиписини өтәш җәрянида “шәрқий түркистанлиқларниң йенида болуп кәлгәнлики” ни ипадилиди вә “дәсләптә уйғур өсмүрләрниң қандақ оқуши керәклики үчүн һәммимиз тәң көңүл бөлдуқ”, дәп қошумчә қилди.

У сөзидә йәнә уйғурларниң иқамәт, йәни түркийәдә туруш рухсәт картисини һәл қилғанлиқини, һечкимни иқамәтсиз ташлап қоймиғанлиқини билдүрди.

Истанбулдики уйғурларниң һейтлишиш паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили апрел, туркийә.
Истанбулдики уйғурларниң һейтлишиш паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили апрел, туркийә.
RFA/Arslan

Министир сулайман сойлу сөзидә йәнә 2-айда түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә уйғурларниң апәт йүз бәргән районға берип ярдәм қилғанлиқини хатириләтти вә тәшәккүр билдүрүп мундақ деди: “аллаһ силәрдин рази болсун, қериндашлиқниң, вападарлиқниң, қийин күнләрдә қол узитишниң қандақ болидиғанлиқини һәр вақит көрситип келиватқаниңларға охшаш у йәрдә буни йәнә бир қетим оттуриға қойдуңлар”.

Сулайман сойлу, президент рәҗәп таййп әрдуғанниң уйғурларға игә чиқиш тоғрисида буйруқ бәргәнликини тилға елип мундақ деди: “уйғур қериндашлиримиз билән нәччә йилдин буян йеқин мунасивәт қуруп келиватимиз, 6 йилдин буян ички ишлар министирилиқ вәзиписи өтәватимән, рәҗәп таййп әрдоған маңа, сулайман сәндин биринчи тәлипим, мениң шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримни ялғуз ташлап қоймайсән, дегәниди. Президентимизниң бу буйруқини мән һеч қачан исимдин чиқармидим, бу йәрдә әң зор, әң қийинчилиқ күнләрдә, бизни әң еғир бесимға учратқан күнләрдиму бойнимизни әгмидуқ. Пүтүн қериндашлиримизға ярдимини бәргән түркийәниң ‛түркийә йүз йили‚ ялғуз 780 миң квадрат километир биләнла чәклинип қалмайду бәлки ‛түркийә йүз йили‚ (2023-2123) пүтүн түрк дунясиниң йүз йили болиду”.

Һейитлишиш паалийитидә сөз қилған хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, уйғурларниң роза һейтини тәбрикләш билән биргә, бу һейитлишиш паалийитиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “гәрчә қәлбимиз қан йиғлаватқан вә пәришан һалда болған болсиму, лекин биз чәтәлдики әвладлиримизға үмид бәхш етиш, өз-ара достлуқ вә қериндашлиқимизни күчәйтиш, муһаҗирәт дунясидики шәрқий түркистан җамаәтчиликини җанлиқ тутушни көрситиватимиз. Биз үмидсизликкә дочар болмаслиқ, писхикиниң бузулмаслиқи, иттипақсизлиқниң әвҗ елип кәтмәслики үчүн, миллитимизниң роһий кәйпиятини яхшилаш вә мәвҗудийитимизни сақлаш йолида тиришчанлиқ көрситиватимиз”.

Һейитлишиш паалийитидә сөз қилған җамаәт әрбаби абдуқадир япчан, уйғурларниң ач-ялиңач қалсиму яшиялайдиғанлиқини, бирақ вәтәнсиз яшиялмайдиғанлиқини тилға елип: “биз һәр қандақ бәдәл түләшкә рази әмма земиндин ваз кетишкә қәтий рази әмәс”, дәп тәкитлиди.

Паалийәт җәрянида уйғур яш нахшичилардин амир қилич вә хәйринниса қилич қатарлиқ сәнәтчиләр сәһнигә чиқип “вәтән” намлиқ бир қанчә парчә нахша орундап йиғин әһлиниң қизғин алқишқа еришти.

Униңдин башқа йәнә варисҗан исимлик уйғур яш “вәтән һәсрити” темисидики нәсир шеирни оқуди, пешқәдәм муһаҗирлардин абдушүкүр һаҗим мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ шеирни җараңлиқ оқуп йиғин әһлиниң қизғин алқишқа еришти.

Ахирида өсмүрләргә байрамлиқ пул тарқитиш билән паалийәт хушал кәйпият ичидә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.