“ийи” партийәси рәиси мүсават дәрвишоғлу: “шәрқий түркистан дәваси биз үчүн миллий дәвадур”
2024.06.19

Қурулғандин буян уйғур мәсилисини изчил һалда түркийә парламентида оттуриға қоюп келиватқан “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң йеңи сайланған рәиси мүсават дәрвишоғлу әпәнди 14-июн күни соаллиримизға җаваб берип, “шәрқий түркистан дәвасиниң партийәсиниң миллий дәваси икәнлики” ни, “шәрқий түркистандики уйғур қатарлиқ қериндаш хәлқләрниң һәқ-һоқуқини қоғдашни давам қилидиғанлиқи” ни тәкитлиди.
Мүсават дәрвишоғлу бу сөзләрни6-айниң 14-күни дуня уйғур қурултийи, уйғур академийәси вә шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи мәсуллиридин тәркиб тапқан һәйәтни өз ишханисида қобул қилғанда ейтти. “мүсават дәрвишоғлу йеңи рәис болуп сайландиңиз сизниң уйғур сияситиңиз немә?” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “шәрқий түркистан мәсилиси биз үчүн бир миллий мәсилидур. Шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң һәқ-һоқуқини қоғдашни давамлаштуримиз. Пүтүн дунядики дөләтләр бу мәсилигә қарита сүкүттә турсиму биз түркийәниң сүкүттә турмаслиқи үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. Биз түркийә парламентида һәр даим шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида икәнликимизни изчил һалда оттуриға қоюп кәлдуқ. Биз шәрқий түркистан мәсилисини яхши билимиз вә бу мәсилини һәл қилишқа төһпә қошушқа тиришиватимиз. Лекин һазирқи түркийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қарита бәзи мәҗбурийәтлири түпәйли бәзи хата ишларни қиливатқанлиқиниму көрүватимиз. Мәсилән түркийә ташқи ишлар министири шәрқий түркистан мәсилисини әң яхши билидиған бир рәһбәр туруқлуқ, хитайниң йол башчилиқида үрүмчи билән қәшқәргә екскурсийә елип бериши, бир саяһәттин ибарәт болди. Биз түркийәдики сиясий партийәләр хитайниң түзүминиму яхши билимиз. Биз хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилған һалда шәрқий түркистандики уйғур қатарлиқ қериндашлиримизниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн күч чиқиримиз.”
“мәйли хитай һөкүмити болсун мәйли түркийәдики бәзи партийә шәхсләр болсун уйғур мәсилисини ‛америка қәстән ойдуруп чиқарған мәсилә, әслидә уйғурларниң бәхт-саадәт ичидә яшаватиду‚дегәнләрни көрситиватиду. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “бир дөләттә бир мәсилә чиқса униң мәнбәсини чәт әлдин издәш тоғра әмәс. Мәсилиниң оттуриға чиқиш сәвәбини мәсилә оттуриға чиққан йәрдин издәш керәк. Шәрқий түркистанда зулум барму? десиңиз бар. Ханим-қизларға басқунчилиқ барму? бар. Шәрқий түркистанда ассимилятсийә, ирқий қирғинчилиқ барму десиңиз, уму бар. Шуңа бу йәрдики мәсилә буни тохтитиш үчүн түркийәниң немиләрни қилиши керәкликидур. Түркийә һөкүмити бу мәсилини хитай һөкүмити билән очуқ-ашкара сөзлишиши керәк.”
Түркийә ахбаратлирида түркийә билән хитай арисида түзүлгән “җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими” ниң 2017-йили икки дөләт министирлири арисида имзаланғанлиқи, 2019-йили түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған қол қойған болсиму, әмма түркийә парламентиниң мақуллуқидин өтмигәнлики, мәзкур келишимниң 2022-йили 26-декабир күни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи тәрипидин мақулланғанлиқи, хақан фиданниң бу қетимқи зиярити җәрянида хитай рәһбәрлириниң түркийәниң бу қарарни парламентта мақуллуқтин өткүзүшини тәләп қилғанлиқи һәққидики хәвәр тарқитилғандин кейин, мәзкур мәсилә қайта ғулғула пәйда қилди. Биз буни мүсават дәрвишоғлудин соридуқ. У, түркийә-хитай арисида түзүлгән “җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими” ниң түркийә парламентида мақуллуқтин өтмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “уйғур түрклиригә зиян елип келидиған һечқандақ бир қарарни түркийә парламентида мақуллуқтин өткүзмәймиз. Бу қарарни мақуллуқтин өткүзмәслик үчүн түркийәдики университетлар, аммиви тәшкилатлар наразилиқ билдүрүши керәк. Түркийә һөкүмитиму хитай дөлити тәләп қилған уйғурларға зиян елип келидиған келишимләрни мақуллашқа диққәт қилиши керәк.”
Мүсават дәрвишоғлу әң ахирида уйғурларниң қурбан һейтини тәбрикләп мундақ деди: “хитай чәклигән билән һейт һейттур. Мән бу радийо арқилиқ барлиқ уйғурларниң қурбан һейтини тәбрикләймән. Уйғур түрклири қурбан һейтини өткүзәлмигәнликидин көңлимиз бәкла йерим. Биз уйғур қериндашлиримизниң әркин қурбан һейти өткүзәләйдиған күнләргә еришишини алладин тиләймиз.”
Ахирида уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди билән шәрқий түркистан тәтқиқат мәркизиниң баш катипи абдуреһим буғра әпәндиләр д у қ вә уйғур академийәси тәйярлиған бәзи доклатларни мүсават дәрвишоғлуға бәрди.
“ийи” партийәси 2018-йили, қурулған болуп, мәзкур партийә изчил һалда уйғурларни қоллап кәлмәктә. Партийәниң қурғучиси мәрал ақшәнәр ханим 2024-йили 5-айниң 1-күнидики сайламда намзат болмиған болуп, мүсават дәрвишоғлу партийә рәисликигә сайланди.