Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети башлиқи дәря яниқ: “уйғурларниң тәләплириниң әмәлийлишиши үчүн қолумдин кәлгәнни қилимән”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.07.13
roshen-abbas-ablikim-idris-derya-yaniq Сабиқ түркийә аилә вә иҗтимаий ишлар министири дәря яниқ ханим(оңдин иккинчи) “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң мудири рошән аббас, “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһаким идрис вә д у қ вәкили абдуқадир абдукерим(оңда) қатарлиқларни қобул қилди. 2023-Йили 13-июл, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети башлиқи, һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламент әзаси болған, сабиқ түркийә аилә вә иҗтимаий ишлар министири дәря яниқ ханим америкадики уйғур һәрикити тәшкилати мудири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис вә дуня уйғур қурултийи вәкили абдуқадир абдукерим қатарлиқлардин тәркиб тапқан бир һәйәтни парламент бинасидики ишханисида қобул қилди. У: “уйғурларниң тәләплириниң әмәлийлишиши үчүн қолумдин кәлгәнни қилимән” деди. .

Учришишта бу һәйәт түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қуруши, доклатларни тәйярлап түркийә парламентиға сунуши, түркийәдики ата-аниси билән алақә орниталмиған уйғурларни ата-аниси вә уруқ-туғқанлири билән көрүштүрүшини, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиригә охшаш түркийә парламентиниңму уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши, қул әмгики билән ишләп чиқирилған малларниң түркийәгә киришини чәклиши қатарлиқларни тәләп қилди. Мәзкур комитет мәсули дәря яниқ ханим бу мәсилиләрдә иҗабий җаваб берип, өзиниң вә комитетиниң қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи, уйғурларни қоллайдиғанлиқини изһар қилди.

Дәря яниқ ханим өзиниң 1990-йилларда истанбулда алий мәктәптә оқуватқан чағлирида уйғур тәшкилатлириниң йиғинлириға иштирак қилғанлиқини, уйғур мәсилисини яхши билидиғанлиқини, уйғурларниң бу тәләплириниң әмәлийлишиши үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилди. Мәзкур һәйәт, 13-июл күни бу учришиштин кейин йәнә түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң сабиқ башлиқи, һазирқи дәва партийәсидин парламент әзаси болған мустафа йәнәроғлу биләнму учрашқан. Учришишта мәзкур һәйәт уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур дәвасиниң хәлқарадики әһвали вә уйғурларниң тәләплирини оттуриға қойған. Мустафа йәнәроғлу әпәндиму түркийә парламентида бу һәқтә қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини тәкитлигән.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң мудири рошән аббас, “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһаким идрис вә д у қ вәкили абдуқадир абдукерим(оңда) қатарлиқлар түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң сабиқ башлиқи, һазирқи дәва партийәсидин парламент әзаси болған мустафа йәнәроғлу әпәнди(солдин иккинчи) билән көрүшти. 2023-Йили 13-июл, әнқәрә.
“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң мудири рошән аббас, “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһаким идрис вә д у қ вәкили абдуқадир абдукерим(оңда) қатарлиқлар түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң сабиқ башлиқи, һазирқи дәва партийәсидин парламент әзаси болған мустафа йәнәроғлу әпәнди(солдин иккинчи) билән көрүшти. 2023-Йили 13-июл, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети башлиқи дәря яниқ ханим вә сабиқ кишилик һоқуқ комитети башлиқи мустафа йәнәроғлу қатарлиқ кишиләр билән елип берилған учришиш ахирлашқандин кейин биз америкадики уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис әпәндини зиярәт қилдуқ. У, өзиниң көп қетим түркийә парламентини зиярәт қилғанлиқини, лекин бу қетимқи зиярәттә һакимийәттики партийәдин болған парламент әзалириниң болсун, яки өктичи партийәләрдин болған парламент әзалириниң болсун һәммисиниң һәйәтни қизғин күтүвелип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә позитсийә билдүргәнликини, буниң түркийәниң уйғур сияситиниң өзгәргәнликиниң ипадиси икәнликини илгири сүрди.

Түркийә һөкүмити 2009-йили дуня бойичә тунҗи болуп “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни “қирғинчилиқ” дәп атап, уйғурларға мәдәт бәргәниди. Әмма кейинки, болупму 2015-йилидин кейинки түркийә-хитай мунасивитиниң тәрәққияти, икки дөләт оттурисида сода-тиҗарәт, пул муамилә вә дипломатик келишимләрниң түзүлүши, түркийәдики пул пахаллиқи, ишсизлиқниң ешип меңиши, шуниңдәк таҗсиман вирусқа қарши ваксининиң кәмчил болуши қатарлиқларға әгишип, түркийә һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики мәйданиму бир қанчә қетим өзгәргән.

Йеқиндин буян түркийә парламентида уйғур мәсилисиниң қайта тилға елиниши растинила түркийәниң уйғур сияситиниң өзгәргәнликиниң бешаритиму? хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси мәмәт тохти атавулла буни өзгәргәнликиниң ипадиси дегили болмайдиғанлиқини, буниң сайламдин кейинки парламенттики сиясий партийәләрниң тәркибидин келип чиққанлиқини илгири сүрди

2023-Йили 5-айниң 14-күни түркийә хәлқи йеңи нөвәтлик президент билән парламент әзалирини сайлаш үчүн аваз бәргәниди. Бу қетимқи сайламда чоң-кичик болуп түркийәдики 26 сиясий партийәниң парламент әзалири өз намзатлири елан қилинған. Буларниң ичидин көплигән уйғур достлири вә уйғур дәвасиниң қоллиғучилири парламент әзаси болуп сайланғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.