“сийер” журнилиниң йеңи сани уйғурларға беғишланди
2024.08.09
Мәркизи истанбулдики “сийер вәхпи” ниң қармиқида нәшр қилинидиған “сийер” пәсиллик журнилиниң 2024-йили июлда нәшр қилинған 31-сани уйғурлар мәсилисигә беғишланди. “сийер” журнилиниң бу қетим елан қилинған санида, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, сиясий вә иҗтимаий һаяти, шундақла бүгүнки күндә дуч келиватқан ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида уйғур тәтқиқатчилар тәйярлиған илмий мақалиләр, шуниңдәк тәшкилат рәһбәрлири билән өткүзүлгән зиярәт хатирисигә орун берилгән.
Биз бу журнал вә униң 180 бәтлик йеңи саниниң уйғурлар мәсилисигә беғишлиниши тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн “сийер” журнилиниң баш тәһрири муһәммәд ели әлиоғлу вә “сийер тәтқиқат вәхпи” ниң рәиси муһәммәд имин йилдиримни зиярәт қилдуқ.
Зияритимизни қобул қилған “сийер” журнилиниң баш тәһрири, уйғур зиялийси муһәммәд ели әлиоғлу әпәнди бу журнал тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз, үч айда бир нәшр қилинидиған ‛сийер‚ журнилиниң бу қетимқи 31-санини мәхсус шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә аҗраттуқ. Бу санда шәрқий түркистанниң тарихи, җуғрапийәси, мәдәнийити вә бүгүнки күнгичә болған сиясий вә иҗтимаий әһвали, шәрқий түркистандики йиғивелиш лагерлири, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ вә дини бастурушлирини йорутуп бәргән темиларға орун берилди. Униңдин башқа йәнә шәрқий түркистанниң тарихи билән биргә 10 дин артуқ муһим шәхсләр вә язғучиларниң һаяти, шәһәрләр вә муһим орунлар тонуштурулған мақалиләрниму өз ичигә алиду.”
Муһәммәд ели әлиоғлу “сийер” журнилиниң бу санида уйғурлар мәсилисигә мәхсус орун бериштики сәвәб вә мәқсәт тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз бу журналда омумий җәһәттә шәрқий түркистан мәсилисигә аит түркийә хәлқиниң зеһнидә пәйда болған соалларға җаваб беришкә тириштуқ. Хусусән шәрқий түркистанда йүз бериватқан паҗиәләр һәққидә түркийә җамаити қанчилик мәлуматқа игә? шәрқий түркистан мәсилиси хитай-америка вә ғәрб оттурисидики сүркилишкә козир болған бир мәсилиму яки униң тарихи арқа көрүнүши вә асасий бар бир мәсилиму? шәрқий түркистан мәсилиси түркийәдә вә хәлқара җамаәткә йетәрлик дәриҗидә аңлитиливатамду? дегәндәк соалларға җаваб издигән асаста тәшкилат рәһбәрлири билән елип берилған зиярәт хатириси вә академиклар тәрипидин тәйярланған илмий тәтқиқатлар билән бу мәсилини күнтәртипкә кәлтүрүшкә тириштуқ. Бу журнал мусулманларниң тарихи вә бүгүнки әһвалини тәтқиқ қилидиған журнал болуп, бу қетимқи мәхсус санида ата юртимиз вә ана вәтинимиз болған шәрқий түркистанниң йоқилип кетиш хәвпигә дуч келиватқан әһвалини, 200 йилдин буян зулумға учрап келиватқан мәзлум хәлқниң бешидин өтүватқан паҗиәләрни һәмдә наһәқчиликләрни дуня җамаитигә аңлитиш, шу арқилиқ шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида болғанлиқимизни ипадиләшни мәқсәт қилдуқ. Бу хизмитимизниң шәрқий түркистан хәлқи үчүн хәйрлик болушини үмид қилимиз”.
Муһәммәд ели әлиоғлу әпәндиниң билдүрүшичә бу журнал көп тәрәплимә кишиләрниң ярдимидә вуҗудқа чиққан. У сөзиниң ахирида бу журналниң нәшр қилинишида маддий вә мәниви ярдәмдә болған “сийер вәхпи”, шәрқий түркистан тәшкилат рәһбәрлири вә тәтқиқатчиларниң һәммисигә алаһидә рәһмәт ейтидиғанлиқини ипадилиди.
Биз йәнә бу журнал вә уйғурлар тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн түркийәдә тонулған “сийер вәхпи” ниң рәиси дини алим муһәммәд имин йилдирим әпәнди билән сөһбәтләштуқ.
Муһәммәд имин йилдирим әпәнди “сийер” журнилиниң уйғурлар тоғрисида мәхсус тәйярланған бу санни нәшргә тәйярлаштики мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз шәрқий түркистанда йиллардин буян давамлишиватқан зулумға қарита бир инсан вә мусулман болуш сүпитимиз билән сүкүт қилишимиз мумкин әмәс. Әпсуслинарлиқ билән шу һәқиқәтни ипадиләймәнки, пүтүн дуняда шәрқий түркистандики зулумға қарши йетәрлик дәриҗидә қаршилиқ көрситилмәйватиду вә бу нуқтида аҗизлиқ көрүлүватиду; инсанларниң көп қисми у йәрдики зулум һәққидә мәлуматқа игә әмәс, у йәрдики зулумниң нәқәдәр чекидин ашқанлиқидин хәвири болмайватиду. Шуниң үчүн шәрқий түркистанда йүз бериватқан паҗиәләр техиму кәң көләмдә күнтәртипкә кәлтүрүлүши керәк. Залимниң ким болушидин қәтийнәзәр зулумға қарши туруш, мәзлум ким болуштин қәтийнәзәр униң рәңги, тили яки миллитигә қаримастин мәзлумниң йенида болуш вәзипимиз бардур. Шу сәвәбтин бу 31-санида пүтүнләй шәрқий түркистан мәсилисигә орун берилди. Бу арқилиқ шәрқий түркистан мәсилисини вә у йәрдики қериндашлиримизниң дәрд-әләмлирини, шундақла дуняниң һәр қайси җайлириға тарқап кәткән шәрқий түркистанлиқ муһаҗир қериндашлиримизниң бешидин өткән паҗиәләрни аз болсиму күнтәртипкә кәлтүрүшкә тириштуқ. Бу хизмәтниң шәрқий түркистан мәсилисини түркийә вә дуня җамаитиниң күнтәртипигә келишигә һәссә қошушни җанаби аллаһтин тиләймән”.
Дини алим муһәммәд имин йилдирим сөзиниң ахирида уйғурлар тоғрисидики йүрәк сөзлирини ипадиләп мундақ деди: “мән йиллардин буян шәрқий түркистан мәсилисини йеқиндин көзитип келиватимән, мениң уйғур йеқинлирим вә қериндашлирим бар, уларниң бәк еғир зулум тартиватқанлиқини билимән. Бу зулумниң ахири гүзәл бир нәтиҗә билән ахирлишидиғанлиқиға ишинимән. Шәрқий түркистанлиқ пүтүн уйғур қериндашлиримға сәврчан болушни тәвсийә қилимән. Һаятла болидикәнмиз, ахирқи тиниқимизғичә һәр вақит уларниң йенида болимиз, уларни һәргиз ялғуз қоймаймиз, уларниң дәрд-әләмлирини өзимизниң дәрди дәп билимиз. У йәрдики зулум түгәп қериндашлиримиз әркинликкә чиққучә у қериндашлиримизниң йенида болидиғанлиқимизни ипадиләймиз.”
Мәлум болушичә, бу пәсиллик журналниң уйғурлар тоғрисида мәхсус нәшр қилинған сани 180 бәтлик болуп, 5000 дин артуқ муштәриси болған “сийәр” журнили рәсмий тор сәһиписидә рәқәмлик PDF шәклидә һәқсиз тарқитилған. Бу журнал узун йиллардин буян уйғурларға алаһидә орун берип келиватқан болуп, буниңдин илгирики санлиридиму уйғурлар тоғрисида көплигән мақалә елан қилинған икән.