Түркийәдә уйғур язғучи-шаирлириниң әдәбий иҗадийәтлири паал раваҗланмақта

Ихтиярий мухбиримиз азиқ
2019.11.29
Shair-Imran-Sadaiy.jpg Имран садаий туран шеир муһакимә йиғинида шеир оқумақта. 2019-Йили 15-ноябир. Түркийә.
RFA/Aziq

Түркийәдә уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға мунасивәтлик әмәлий хизмәтләр күнсери җанланмақта. Уйғур шаир вә әдиблириниң һәр хил тилда әсәрлири нәшр қилинип, муһаҗирәттики уйғурларниң мәниви һаятини бейитиш билән биргә уйғур әдәбиятини тонутуш арқилиқ уйғурларниң бүгүнки реяллиқни дуняға аңлитиш тиришчанлиқи күчәймәктә. Көзәткүчләрниң қаришичә, уйғурларниң бүгүнки сиясий вә иҗтимаий әһвалини әдәбият-сәнәт васитиси билән ипадилиши муһим әһмийәткә игә икән.

Йеқинда түркийәдики уйғур шаири абдуреһим парач әпәндимниң уйғурчә шеирлар топлими “һиҗран тиниқлири” онур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. Абдуреһим парач әпәндим 1975-йили қәшқәр вилайитиниң пәйзиват наһийәсидә туғулған болуп, тәңритағ журнилида елан қилған тунҗи шеири билән әдәбият саһәсигә қәдәм басқан. У йәнә 2018-йили түркийәдә “вәтәнсиз күй” намлиқ шеирлар топлимини нәшр қилдурған болуп, бу йил “һиҗран тиниқлири” намлиқ шеирлар топлими арқилиқ өзиниң муһаҗирәттики һаяти вә вәтән сеғинишини ипадиләшкә тиришқан.

Көзәткүчләрниң қаришичә, йеқинқи йиллардин буян уйғур әдәбиятидики әң муһим темиларниң бири вәтән темиси икән. Биз буниң сәвәбини уйғур әдәбиятидики вәтән уқуминиң уйғур сиясий реяллиқи билән болған мунасивитини изаһлаш үчүн мустәқил тәтқиқатчи вә язғучи әзиз әйса әлкүн әпәндимни зиярәт қилдуқ. Әзиз әйса әпәндим бу һәқтики соаллиримизға җаваб берип мундақ деди: “уйғурлар үчүн өтмүштә, бүгүндә яки кәлгүсидә болсун вәтән темиси, вәтән һәққидә йезилған әсәр вә шеирлар әң көп салмақни игиләйду. Чүнки хәлқимиз вәтәнсизликниң дәрдини, мустәқил бир дөләт болушниң дәрдини еғир тартқан. Әлвәттә, бүгүнки уйғурниң трагедийәси, уйғурларниң паҗиәлик әһвали, вәтәнгә игидарчилиқ қилалмиғанлиқидәк бир реаллиқ һәрбир уйғурниң, болупму қәләм тутқан уйғур язғучи, шаирларниң асаслиқ темиси. Шәхсән мән өзүмни мисал қилип ейтсам, он нәччә йилдин буян вәтән һәққидә язған шеирлирим асаси салмақни игиләйдикән. . . Әң гүзәл шеирлар вәтәндин айрилған, мустәқил дөләтниң вә дөләтчиликниң қәдрини чүшәнгән зиялийларниң қәлимидин чиқиду. Шуңа һазир вә кәлгүсидә вәтән темиси уйғур зиялийлири үчүн әң муһим вә әң негизлик мәсилә болиду дәп ойлаймән.”

Биз уйғур районида уйғур әдәбияти вә уйғур тили чәклимигә учраватқан, уйғур мәдәнийәт амиллири маариптин сиқип чиқириливатқан бүгүнки шараитта уйғур әдәбияти билән уйғур сиясий реяллиқиниң мунасивитини чүшиниш үчүн түрк шаири нилуфәр ачилан йилдиз ханимни зиярәт қилдуқ.

Әдәбиятниң мәдәнийәтләр яки милләтләр оттурисидики мунасивәтни әкс әттүрүш җәһәттики ролини хитай һөкүмитиниң уйғур районидики сиясәтлирини мисалға илип изаһлашқа тиришқан нилуфәр ханим қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “сәнәт вә әдәбият җәмийәттики реаллиқни әкс әттүрүш җәһәттин мәдәнийәтләр оттурисида өз ара тәсир көрситиду. Әдәбият мәдәнийәтләр оттурисида тарихқа из қалдуридиған төмүр көврүк инша қилип оптик йеқинлишишқа сәвәб болиду. Әбәдийликни асас қилған әдәбият, җәмийәтниң һәр саһәсидә йилтизини тапиду. Қандақ сәвәб көрситиштин қәтийнәзәр ассимилиятсийә сиясити йүргүзгән милләтләрниң нийити вәйранлиқ вә пешкәлликни өз үстигә тартиштин башқиға яримайду. Милләтләр оттурисидики мунасивәттә системилиқ бисим инсанийәтниң асаси мәсилиси. Хитай һөкүмити тәрипидин ‛шинҗаң райони‚ да уйғур түрклири учраватқан зулумға сүкүт қиливатқан кишилик һоқуқ комитетини вә җаһангирлик чүшәнчиси иҗра қиливатқан ассимилятсийә сияситини пүтүн күчүм билән әйибләймән.”

Муһаҗирәттики уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға көңүл бөлүш билән бирликтә уйғурчә әдәбий әсәрләрниң тәрҗимә қилиниши яки уйғур язғучилириниң башқа тилларда язған, уйғурларниң турмушини, уйғурларниң бүгүнки вәзийитини әкс әттүргән әсәрлириниң нәшр қилинишиниң муһимлиқини тәкитләш зөрүр дәп қаралмақта. Түркийәдә уйғурчә нәшр қилинған китаблар билән биллә уйғур язғучилириниң түркчә йезилған әсәрлириму күндин-күнгә көпәймәктә.

Йеқинда “уйғур яр” фондиниң ярдими билән даһий нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған уйғур шаири имран абдуғени садииниң түркчә шеирлар топлими “тамчә”, иҗтимаий таратқуларда хелила ғулғула қозғиди. Шаир техи 17 яшта болуп, 3 йил бурун түркчә өгинишни башлиған. Қисқа вақитта түрк тил сәвийәсини өстүрүп, шеир китаби нәшр қилдурған. Шаир имран садаиниң түркчә шеирлар топлимидиму вәтән темиси асаслиқ салмақни ипадилигән болуп, әдәбият тәтқиқатчилириниң қаришичә уйғурларниң бүгүнки сиясий реяллиқиниң әдәбият-сәнәт васитиси билән дуняға аңлитилиши муһим әһмийәткә игә икән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур язғучилар уюшмисиниң муавин рәиси, шаир мутәллип сәйдулла әпәндим уйғурларниң нөвәттики вәзийитини дуняға аңлитишта уйғур әдәбиятиниң ролини тәкитләп мундақ деди:

“уйғур әдәбиятиниң башқа тилларда тәрҗимә қилиниши яки башқа тилларда йезилишиға охшаш уйғурлар дини-итиқади, әдәбияти, тили, өрүп адәтлири вә шуниңға охшаш миллий кимлики чоңқур хирисқа дуч келиватқан вәзийәттә, әдәбиятни қорал қилиш арқилиқ инсанийәткә өзиниң мушу дуняда яшаватқанлиқини билдүрүши муһим әһмийәткә игә дәп қараймән. Бу хил әсәрләр көпләп мәйданға чиқиши керәк, муһаҗирәттики уйғурларму мушундақ апторларни қоллап-қувәтлиши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.