Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу: “биз уйғурларни хитайға һәргиз қайтуруп бәрмәймиз”
2022.12.30
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу әнқәрәдә өткүзгән 2022-йиллиқ хизмәт хуласә йиғинида, түркийә-хитай мунасивити һәққидә тохтилип, хитай дөлитиниң түркийәдики бәзи уйғурларни қайтуруп беришни тәләп қиливатқанлиқини, түркийәниң һәргиз буни қилмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
У, мәзкур мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә уйғур мәсилиси һәққидә тәпсилий тохталған. 29-Декабир күни “медягазетә” намлиқ тор гезитидә елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә буниңға тәпсилий орун берилгән. Мәвлут чавушоғлу мундақ дегән: “уйғурларға болған позитсийәмиз түпәйли түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә чекиниш болғанлиқи тоғра. Хитай билән болған мунасивитимиздики бу астилаш пүтүнләй хитай түпәйли оттуриға чиққан әһвал. Хитай бизниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәмиздин биарам болуватиду. Болупму хәлқара сорунларда уйғур түрклириниң һәқ-һоқуқини қоғдишимиз хитайни қаттиқ биарам қиливатиду”.
Чавушоғлу мухбирларни күтүвелиш йиғинида б д т ниң уйғурлар һәққидики доклати һәққидә тохтилип мундақ дегән: “б д т кишилик һоқуқ комитетиниң алий комиссари мишел бачелет ханим хитайға барғанда бейҗиңда бәргән баянати бизни биарам қилғаниди. Лекин, вәзиписидин айрилиш алдида елан қилған уйғурлар тоғрисидики доклатида, уйғурларниң һәқ вә һоқуқиниң қандақ дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи испатлар билән оттуриға қоюлған. Әлвәттә буниңға инкас қайтуруш мәҗбурийитимиз бар. Биз хәлқарада елан қилиниватқан уйғурлар тоғрисидики инсаний қарарларни қоллаймиз”.
У, йәнә түркийәниң уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини вә һәргизму қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ дегән: “хитай һөкүмити түркийә пуқраси бәзи уйғурларни қайтуруп беришимизни давамлиқ тәләп қиливатиду. Бизниң бу уйғурларни хитайға қайтуруп беришимизниң мумкинчилики йоқ. Бирму уйғурни қайтуруп бәрмидуқ вә бәрмәймиз. Уйғур мәсилиси бәзиләр тәрипидин иҗтимаий таратқуларда суйиистемал қилиниватиду. Иҗтимаий таратқуларда давамлиқ һалда ‛һөкүмәт уйғур түрклирини хитайға қайтуруп бериватиду‚ дәп хәвәр тарқитиливатиду. Булар пүтүнләй ялған. Бу бир инсаний мәсилә, әпсуски буни бәзиләр суйиистемал қиливатиду”.
Түркийә президенти рәҗәп таййп әрдоған 2019-йили 2-июл японийәдики 20 дөләт гуруһи алий рәһбәрлири йиғинидин кейин бейҗиңда зиярәттә болған вә хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкән. Учришишта, ши җинпиң бир түркийә һәйитиниң уйғур дияриға берип тәкшүрүш елип беришини қобул қилғаниди. Түркийә ташқи ишлар министирлиқи бу вәкилләр өмикиниң берип қәйәрләрни екскурсийә қилип, кимләр билән көрүшидиғанлиқи һәққидә тәләплирини тәйяр қилип хитайға сунған болсиму хитайдин җаваб кәлмигән. Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 29-декабир күни өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу һәқтиму тохталған. У, түркийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчисиниңму уйғур райониға беришиға хитай даирилириниң рухсәт қилмайватқанлиқини, 5 йилдин буян хитайдин хәвәр күткән болсиму, түрк һәйитиниң уйғур районини екскурсийә қилиши мәсилисидә келишәлмәйватқанлиқини, хитайниң тәтүр тәшвиқатиға материял болушни халимайдиғанлиқини тәкитлигән.
Чавушоғлуниң бу сөзлири һәққидә өктичи партийә рәһбәрлири өзлириниң баһасини оттуриға қойди. Зияритимизни қобул қилған “ийи” партийәсиниң түркий хәлқләргә мәсул муавин рәиси фаһрәттин йоқуш әпәндиниң қаришичә, әмәлийәт чавушоғлуниң ейтқан сөзлиригә пүтүнләй уйғун әмәсликини, бәлки униң бу билдүрүшиниң болғуси сайламда аваз елиш үчүн икәнликини илгири сүрди. У, мундақ деди: “2023-йилида түркийәдә сайлам бар. Түрк хәлқи шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлиду. Һөкүмәт һазирға қәдәр бу мәсилигә таза көңүл бөлмиди. Әмдиликтә һөрмәтлик министир бурунқи сәвәнликлирини йошурушқа тиришиватиду. Шәрқий түркистан мәсилиси түркийәдә күн тәртипкә кәлгән вақтида ‛биз хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилимиз‚ дәп баянат бәрди. Шәрқий түркистандики еғир вәзийәтни көрмәскә салди. Хитай билән болған мунасивитини тәрәққий қилдурушқа тиришти. Әслидә җаза лагерлири қурулғандин буянқи 5 йил ичидә түркийә һөкүмити хитайға түзүк инкас қайтурмиған иди. Мән бүгүнки күнгә кәлгәндә түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлиниң уйғур түрклири тоғрисида буларни дейиши пүтүнләй йеқинлишиватқан сайламда түрк хәлқиниң авазини елиштин ибарәт дәп ойлаймән”.
Әнқәрәдики һаҗитәппә университетиниң дотсенти, түркийә-хитай мунасивәтлири һәққидә анализ елип берип келиватқан мутәхәссис доктор әркин әкрәм әпәнди ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң уйғурлар тоғрисидики баянатиниң сәвәбиниң түркийә 2015-йилидин тартип хитай билән болған мунасивәтни күчәйтиш истратегийәси йүргүзүп, хитайниң көп вәдилирини аңлиғанлиқини, булар әмәлгә ашмиғанлиқи үчүн бу вәзийәткә дуч келиштин келип чиққанлиқини илгири сүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди алдимиздики йиллардиму түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң дегәндәк яхши болуп кәтмәйдиғанлиқини билдүрди.
“келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлҗуқ өздағ әпәнди түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң уйғурлар тоғрисидики сөзлири һәққидә көз қаришини биз билән ортақлишип мундақ деди: “түркийә һөкүмити һазирға қәдәр уйғурлар тоғрисида актип позитсийә билдүрмигән иди. Немә үчүн десиңиз? иқтисадий киризис ичидә иди. Хитайдин төвән өсүм билән қәрз елиш, хитайниң мәбләғ селишини күткәчкә уйғур мәсилисидә хитайға қарши күчлүк инкас қайтурмиғаниди. Ташқи ишлар министириниң бүгүнки күнгә кәлгәндә бундақ бир баянат бериши, хитайдин күткәнлириниң әмәлгә ашмиғанлиқи вә түркийәдә сайламниң йеқинлишип қалғанлиқидин болса керәк дәп ойлаймән”.
2017-Йилидин бүгүнгичә түркийә президенти 3 қетим, ташқи ишлар министири 5 қетим, ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси 3 қетим, һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси баянатчиси 5 қетим баянат берип уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қойған болсиму, өктичи партийәләр буниң бәкла йетәрсиз икәнликини илгири сүрүшмәктә.