Түркийәдики уйғурлар 2020-йилидин немиләрни күтмәктә?
2019.12.31
Түркийә қазақистандин қалсила муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт һесаблиниду. Уйғурларниң бүгүнки түркийә земиниға көчүп келиши узундин буян изчил давамлашмақта.
1949-Йилиниң күз айлирида коммунист хитай армийәсиниң уйғур дияриға киришкә башлиши билән әйни замандики шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәиси муһәммәтимин буғра вә өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң сабиқ баш катипи әйса йүсүп алиптекинләр башчилиқидики бир түркүм уйғур сәрхиллири ватинидин айрилишқа мәҗбур болған иди.
Улар 1954-йили түркийәгә келип, алди билән инглиз тилида “түркистан авази” журнилини, кейинчә түрк вә инглиз тиллирида “шәрқий түркистан авази” намлиқ журнал чиқарған.
Уларниң тиришчанлиқи билән шәрқий түркистан дәваси түркийәгә вә түркийә арқилиқ пүтүн дуняға аңлитилишқа башлиған. Арқидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән түркийә һөкүмити 1964-йили 170 аилә уйғурни афғанистан арқилиқ түркийәниң қәйсәри вилайитигә әкелип җайлаштурған. Өткән әсирниң ахирлириға қәдәр түркийә чәтәлләрдики уйғур дәвасиниң мәркәзлиридин биригә айланған иди.
1980-Йиллардин кейин уйғурларниң түркийәгә көчүп келиши тезләшкән. Болупму 2009-йили 5-июлда мәйданға кәлгән үрүмчи вәқәсидин кейин хитайниң бесим сияситиниң күчийишигә әгишип түркийәгә көчүп келип олтурақлашқан уйғурларниң саниму көпәйгән.
2010-Йили түркийәниң баш министир муавини бүләнт аринч мухбирларға бәргән баянатида түркийәдә 320 миң шәрқий түркистанлиқ барлиқини баян қилған иди.
Ундақта, 2019-йили түркийәдики уйғур дәваси вә уйғурлар үчүн қандақ бир йил болди? өткән бир йил җәрянида түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситидә қандақ өзгириш болди? түркийәдики уйғурлар 2020-йилидин немиләрни күтмәктә?
Пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүркәпәнди 2019-йилиниң түркийәдики уйғурлар үчүн 2018-йилидикигә қариғанда яхширақ бир йил болғанлиқини, 2019-йилида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити болупму “җаза лагери” тоғрисида түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән һакимийәт бешидики ақ партийәсиниң сүкүтни бузғанлиқини оттуриға қойди.
Һамут гөктүрк әпәнди 2019-йилида уйғур мәсилисиниң ғәрб әллиридә америка қошма штатлирида юқири дәриҗидә күн тәртипкә келишигә әгишип түркийәдиму тарихта көрүлүп бақмиған шәкилдә күн тәртипигә келиватқанлиқини, түркийә дөлитиниң әң чоң хәвәр агентлиқи болған “анадолу” хәвәр агентлиқиниң уйғурлар тоғрисида яхши мақалә вә хәвәрләргә орун бериватқанлиқини, түркийәдики әң чоң телевизийә қаналлиридиму муназирә темиси болуватқанлиқини баян қилди.
Түркийә қарабүк университети түрк тили вә әдәбияти кәспи оқуғучиси таҗигүл 2019-йилиниң өзи үчүн қайғулуқ бир йил болғанлиқини баян қилди.
Кастамону университети тарих кәспи оқуғучиси сүбһинур өмәр 2019-йилиниң өзи үчүн кәспий җәһәттин 1 пәллә юғури көтүрүлүш йили болғанлиқини баян қилди.
Сүбһинур өмәр 2019-йилиниң дунядики шундақла түркийәдики уйғурларниң ойғиниш йили болғанлиқини баян қилди.
Ундақта 2020-йилидин немиләрни күтисиз? дегән соалимизға таҗигүл 2020-йилида вәтининиң азад болушини күтидиғанлиқини ейтти.
Сүбһинур өмәр болса уйғур дәвасиниң биринчи басқучиниң 2019-йили әмәлгә ашқанлиқини 2020-йилида иккинчи басқучниң әмәлийлишишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Түрк хәлқи һәр вақит “уйғурлар бизниң өз қериндишимиз”, “шәрқий түркистан бизниң ата юртимиз, биз миң йил бурун шәрқий түркистандин көчүп кәлгән” дәп атайду. Шуңа кишиләр йеңи йил мунасивити билән тарқатқан училирида уйғур дәвасиға әң чоңқур дәриҗидә һесдашлиқини билдүрмәктә, уйғурларға әркинлик тилимәктә.