Нурсимангүл абдурешит түркийә парламентидики йиғинида җаза лагерлиридики уйғурларниң әһвалини аңлатти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.01.27
Нурсимангүл абдурешит түркийә парламентидики йиғинида җаза лагерлиридики уйғурларниң әһвалини аңлатти Нурсиман абдурешит ханим “ийи” партийәсиниң парламентта өткүзүлгән йиғинида “җаза лагерлири” ни вә хитай һөкүмити тәрипидин қамаққа һөкүм қилинған ата-аниси һәмдә қериндашлириниң әһвалини аңлатмақта (оңда). “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим (солда). 2021-Йили 27-январ. Әнқәрә, түркийә.
Nursiman Abduréshit xanim teminlidi

Түркийә парламентидики муһим өктичи партийәләрдин бири болған “ийи” партийәси қурулған күндин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп кәлмәктә. 27-январ күни “ийи” партийәсиниң парламентта өткүзүлгән йиғинида нурсиман абдурешит ханим “җаза лагерлири” ни вә хитай һөкүмити тәрипидин қамаққа һөкүм қилинған ата-аниси һәмдә қериндашлириниң әһвалини аңлатти. У нутуқида түркийәни, түрк дунясини шундақла ислам дунясини уйғурларға игә чиқишқа чақирди.

Нурсиман абдурешит ханимни сөзгә тәклип қилиштин бурун “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим сөз қилип мундақ деди: “һөкүмәттин сорсаңлар әң һәқиқи түрк вә мусулман биз дәйду. Әмма мусулман түркий қериндашлиримизниң пәрядини аңлимайду вә улар һәққидә бир еғиз гәпму қилалмайду. Дөләт бундақ идарә қилинмайду? бундақ мәсулийәтсизлик қилишқа болмайду. Буниңдин башқа 2017-йили хитай билән түзүлгән ‛җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими бар. Мән парламент әзалиримизни буни йеқиндин көзитишкә чақиримән. Қени, һөкүмәт ташқи ишлар комитетиниң күнтәртипигә елип келишкә җасарәт қилаламду? буни қилған киши қериндашлиримиз дучар болуватқан зулумни тәстиқлиған адәм болиду. У киши буни бир номуссизлиқ медали сүпитидә өмүр бойи бойниға есип йүрүйду.”

“ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим узундин буян лагер қурбанлири аилә тавабиатлириниң из-дерикини елиш үчүн истанбулдики хитай консулханиси алдида наразилиқ паалийити қилған нурсиман абдурешит ханимни түркийә парламенти залиниң сәһнисигә сөз қилишқа тәклип қилип, мундақ деди: “бу һәптидики йиғинимизниң алаһидә бир меһмини бар. Бу меһминимиз бүйүк алим мәхмут қәшқәриниң юртидин кәлди. Шәрқий түркистанниң пәрзәнти, қәшқәрлиқ қериндишим нурсимангүл абдурешит қериндишимиз аримизда. Уни сөзгә тәклип қилимән, мәрһамәт.”

Нурсиман абдурешит “ийи” партийәси парламент әзалириниң гүлдүрас алқиш садалири ичидә сәһнигә чиқти. Нурсиман ханим көз йеши төккән һалда мунуларни деди: “мән ата-анам билән дидар көрүшүп, улар билән қучақлишип инсандәк яшашни халаймән. Инсанийәттин, түрк дунясидин вә мусулман дунясидин үмид күтүш билән 4 йил өтти. Әмма җаза лагерлири техиғичә бар, һәтта кеңәйтиливатқанлиқи тоғрисида хәвәр келиватиду.”

У сөзини мундақ давамлаштурди: “җаза лагерлиридин ата-анисини өлүк вә кесәл һалда тапшуруп алғанлар һәққидики хәвәрләрни иҗтимаий таратқуларда көргинимдә, қорқуп җеним чиқай дәп қалиду. У йәрдә өлгәнләрниң сани күнсайин көпийиватиду. Мән у йәрдики инсанларға елип бериливатқан искәнҗиләрни, басқунчилиқларни аңлитишқа йүриким чидимайду. Уйғур яшлиримиз қул ишчи қилип ишлитиливатиду. Қизлиримиз хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлинип, басқунчилиққа учраватиду. Ата-анисидин айрилип қалған балиларни лагер мәктәплиригә солап, уларни тили вә динидин айрип, хитайлаштурмақта.”

У сөзиниң ахирида хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситиниң ирқий қирғинчилиққа айланғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “хитай һөкүмити қанчилик йошурушқа тиришсиму мухбирлар, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири технологийәниң күчи билән хитайниң шәрқий түркистандики уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ түркий хәлқләргә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини испатлиди. Әмди дуня немини сақлаватиду? у йәрдики милйонларчә кишиниң өлүшиниму? силәрниң сүкүттә турушуңлар уйғурларниң йоқ болушиға сәвәб болидиған болса, мән кишилик һоқуқиниң барлиқиға, түркләрниң мусулманларниң қериндаш икәнликигә қандақ ишинимән? виҗданлиқ кишиләр қилишқа тегишлик ишларни балдуррақ қилишини тәләп қилимән. Бу зулумға һәммәйләнниң бирликтә ‛тохта‚ дейишини тәләп қилимән. Мән дәйдиғанлиримни дедим, әмди инсанлиқтин җаваб күтимән. Дәрдимни вә пәрядимни силәр билән ортақлишиш пурсити бәргәнликиңлар үчүн көп рәһмәт. Һәммәңләргә һөрмитимни билдүримән.”

Йиғин ахирлашқандин кейин зияритимизни қобул қилған “ийи” партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди нурсиман абдурешит ханимниң сөзини аңлиғандин кейин, өзини туталмай йиғлиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һәммимиз тәсирлинип йиғлидуқ. Биз парламентта изчил һалда шәрқий түркистан мәсилисини оттуриға қоюватимиз. Лекин биз тунҗи қетим бир шәрқий түркистанлиқни уйғурларға вакалитән сөзләттуқ. У ата-аниси вә шәрқий түркистанниң пәрядини аңлатти. Мән сизләр арқилиқ уйғур хәлқигә шуни демәкчимәнки, биз хитай лагерларни тақивәткүчә, хитай битәрәп бир һәйәтниң шәрқий түркистанға берип тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилғучә, хитайниң бесим сиясити ахирлашқичә, шәрқий түркистан дәвасиниң дәвачиси болушни давам қилимиз.”

Һәптидә бир қетим парламентта өткүзүлидиған “ийи” партийәси йиғинида уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатқан нурсиман абдурешит ханим зияритимизни қобул қилип, бүгүнки паалийәтниң түркийәниң күнтәртипигә кәлгәнликини баян қилди.

Нурсиман абдурешит ханим әгәр бундақ паалийәтләр изчил һалда елип берилса, түркийә һөкүмитиниң бир нәрсә дейишкә мәҗбур қалидиғанлиқини баян қилди.

Хитай консулхана хадими 2020-йили 6-айниң 15-күни муһаҗир нурсимангүлгә униң ата-анисиниң 2017‏-йили 13‏-декабир күни сот арқилиқ кесилгәнликини уқтурған иди. Мәлум болушичә, консулхана хадими нурсимангүлниң аписи вә инисиниңму дадиси билән бир түрмидә, йәни йеза-игилик 3‏-девизийәсигә қарашлиқ тумшуқтики гәмилик түрмисидә икәнликини мәлум қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.