Ғәрб дөләтлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилиши түркийәгә қандақ тәсир көрситиду ?
2021.02.27
Канада парламентида 22-феврал хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи тоғрисидики қарари мақуллуқтин өткәндин кейин 25-феврал пәйшәнбә күни голландийә парламенти тәклип лайиһәсии мақуллап, уйғурлар учраватқан муамилиниң ирқий қирғинчилиқ билән охшаш икәнликини җакарлиди. Голландийә дөлити бу хил баянатни елан қилған тунҗи явропа дөлити болуп қалди.
Түркийәдики хәвәр агентлиқлириниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмитиниң туғут чәкләш баһаниси билән елип барған тәдбирлири вә җаза лагерлирини қуруштәк бир йүрүш қилмишлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 260-номурлуқ қарари, йәни ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамисидики маддиларға уйғун келиду. Хитайдики уйғурға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватиду.”
Бу хәвәр дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни вә түркләрни хурсән қилди. Улар голландийә парламентиниң бу қарарини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрүшти. Ундақта канада билән голландийәдә мақулланған бу қарарлар түркийә һөкүмитигә қандақ тәсир көрситәр? буниңға түркләр қандақ қарайду? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн бәзи парламент әзалири вә мутәхәссисләр билән сөһбәт елип бардуқ.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси, асасий қанун комитети әзаси фәридун бахши әпәнди зияритимизни қобул қилип, канада вә голландийә парламентида мақулланған уйғур түрклиригә даир қарардин хурсән болғанлиқини, буниң түркийә һөкүмитигә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди: “бәк көп иҗабий тәсир көрсәтмәйду, лекин сәлбий тәсириму болмайду. Немишқа десиңиз? биз охшаш милләттин, охшаш диндин вә охшаш мәдәнийәттин кәлгән кишиләр туруқлуқ уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа сүкүттә туруватқан бүгүнки күндә, уйғурлар билән тили, дини вә миллити охшимайдиған голландийә вә канада қатарлиқ дөләтләрниң парламентлирида уйғур түрклиригә ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини җакарлиған қарарлар мақуллиниши әлвәттә иҗабий тәсир көрситиду. Түркийә һөкүмити қорқмай әйиблийәлмайватса, биз уйғурларға даир қарар мақуллиялаймизму? бу һәқтә бир нәрсә дейиш қейин.”
Америка, канада вә голландийә парламентида уйғур мәсилиси тоғрисида қанун вә қарарларниң мақуллинишиға әгишип түркийәдики бәзи сиясәтчиләр вә бәзи кишиләр аталмиш “империалист ғәрб дөләтлириниң” уйғур мәсилисини уйдуруп чиқирип өз мәнпәәти үчүн пайдилиниватқанлиқини илгири сүрмәктә. Бу һәқтә “ийи” партийә парламент әзаси профессор доктор әхәт әндиҗан әпәнди көз қаришини баян қилип мундақ деди: “булардин сорайдиған әң муһим соал, америка вә ғәрб әллири уйғурларға ярдәм қиливатиду дәп хитайниң шәрқий түркистанда зулуми йоқ дәймизму? террорчи дәп уйғурлар лагерға ташлиниватса, диний етиқади чәклиниватса, уйғур аяллар системилиқ һалда таҗавузға искәнҗигә учраватса, уйғурларни қулға айландуруватса, ирқий қирғинчилиққа учраватса уйғурлар қандақ қилсун? шәрқий түркистанлиқлар әй америка, әй ғәрб дөләтлири немишқа бизгә ярдәм қилисән? десунму? силәрниң қоллишиңларни халимаймиз, десунму?”
Әхәт әндиҗан әпәнди бу һәқтә йәнә мунуларни деди: “уйғурларни түрк дунясиниң лидири түркийә қоллимиса, мусулман дөләтлириниң һәммиси сүкүттә турувеливатса уйғурлар қандақ қилсун? өз вәтинидә қул болсунму? манчуларға охшаш диний вә миллий кимликини ташлап қоюп ассимилятсийә болуп кәтсунму? мәнчә түркийә башта барлиқ мусулман дөләтлири уйғурларға игә чиқиши керәк.”
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди америка, канада вә голландийә парламентлирида уйғурлар тоғрисида қанун вә қарарларниң мақуллинишиниң барлиқ явропа дөләтлиригә кеңийиш еһтимал барлиқини, һазир белгийә вә әнглийә парламентлирида күн тәртипкә келишкә башлиғанлиқини баян қилди.
Ундақта түркийә башта мусулман дөләтлиригә қандақ тәсир көрситәр? дегән соалимизға җаваб бәргән әркин әкрәм әпәнди, бу дөләтләргә һазирдин тартип бесим пәйда қилишқа башланғанлиқини илгири сүрди.
Мутәхәссисләр уйғур мәсилисиниң явропа дөләтлириниң парламентлирида күн тәртипкә келишигә әгишип, уйғур мәсилисидә түркийә һөкүмитиниң бундин кейин техиму көп партийә, парламент әзалири, аммиви тәшкилатлар вә хәлқ-аммисиниң тәнқидигә учрайдиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.