Түркийәниң истанбул, измир вә адана қатарлиқ шәһәрлиридә уйғур дияридики җаза лагерлири аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.03.14
doktor-omer-qul.jpg Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи, истанбул университетиниң тарих оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди уйғурларниң вәзийитини аңлатмақта. 2019-Йили 12-март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң һазирқи қийин вәзийити, болупму түркийәдики миңлиған уйғурларниң юртлиридики ата-ана, уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмаслиқи, көп сандики уйғур, қазақ вә башқа йәрлик түркий милләтләрниң җаза лагерлириға түркүмләп қамалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр түркийәдики уйғурларни һәрикәткә кәлтүрди. Түркийәдики әң узун тарихқа игә аммиви тәшкилатлардин бири болған шәрқий түркистан вәхпи билән әйса йүсүп алиптекин вәқпи түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридики университет, аммиви тәшкилатлар вә бәзи тәтқиқат мәркәзлиридә доклат бериш, көргәзмә ечиш вә намайиш қилиш қатарлиқ паалийәтләргә актип қатнишип, уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатмақта.

Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи, истанбул университетиниң тарих оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди билән мәзкур вәхпиниң башқуруш һәйити әзаси абдулла оғуз әпәнди 10-март күни түркийәниң шәрқий-җәнубиға җайлашқан адана шәһиридә “түркистан күнлири” мавзулуқ паалийәттә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити, болупму җаза лагерлири мәсилисини аңлатқан.

3-Айниң 12-күни түркийәниң әрзурум шәһиридә “шәрқий түркистанниң келәчики” темисида доклат берилгән. Әрзурум ататүрк университетиниң оқутқучилири уюштурған паалийәткә мәзкур университетниң оқутқучи вә оқуғучилиридин болуп көп санда киши иштирак қилған. Һазирғичә түркийәниң нурғун җайлирида бу хил паалийәтләргә қатнишип уйғур мәсилисини, болупму җаза лагерлири мәсилисини тонуштурған әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи доктор өмәр қул әпәнди зияритимизни қобул қилип, мәзкур паалийәтләр тоғрисида мәлумат бәрди:

“шәрқий түркистанда җаза лагерлири қурулуп еғир вәзийәт пәйда болғандин кейин дуняниң һәр қайсий җайлирида яшаватқан шәрқий түркистанлиқлар вә бу мәсилини дуняниң күн тәртипигә елип келиватқан аммиви тәшкилатларға охшаш биз шәрқий түркистан вәхпи, әйса йүсүп алиптекин вәхпи вә шәрқий түркистан яшлар тәшкилати бирликтә бир һәйәт тәшкилләп түркийәдики университетлар, аммиви тәшкилатларда доклат бериш йиғиниға қатнаштуқ. Телевизийә, радийо вә гезитләр арқилиқ җаза лагерлири мәсилисини күн тәртиптә тутуп туруш үчүн нурғун паалийәтләргә қатнаштуқ.”

Доктор өмәр қул әпәнди бу паалийәтләр нәтиҗисидә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “биз бурун шәрқий түркистанда бир вәқә йүз бәргәндә бир-икки паалийәт өткүзүп қояттуқ, изчиллиқ йоқ иди. Мәсилини изчил һалда җамаәтниң күн тәртипидә тутуп туралмайттуқ. Шәрқий түркистанда җаза лагерлири қурулди, хитайниң бесими күчәйгәнсери биз бу мәсилигә җамаәтниң диққитини тартиш, сиясәтчиләргә тәсир көрситиш вә сиясәтчиләрниң диққитини тартиш үчүн давамлиқ һалда паалийәтләргә иштирак қилдуқ. Бундин кейинму бу паалийитимизни давамлаштурмақчимиз.”

Әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси доктор өмәр қул әпәнди уйғур мәсилисини техиму яхши аңлитиш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси муһиттин җануйғур, башқуруш һәйәт әзаси абдулла оғуз әпәндидин тәркиб тапқан бир һәйәт қуруп, түркийәниң һәр қайсий шәһәрлиридә доклат бериш йиғинлириға иштирак қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз шәрқий түркистан мәсилисини техиму яхши аңлитиш үчүн абдулла оғуз, пәрһат қурбан тәңритағли, шәвкәт қанат, муһиттин җануйғур вә сәма уйғур будақтин тәркиб тапқан бир һәйәт қурдуқ. Биримиз шәрқий түркистанниң тарихини аңлатсақ, йәнә биримиз шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийитини аңлаттуқ. Түркийәдики бу хил паалийәтләрниң тәсири билән түркийә ташқи ишлар министирлиқи, адаләт вә тәрәққият партийәсиниң баянатчиси хитайни әйиблиди.”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини тонуштуруш паалийитидә хитайниң дөләт әһвалиму тонуштурулмақта. Абдулла оғуз әпәнди хитай дөлитиниң һазирқи әһвалини тонуштурушниң уйғур мәсилисини техиму яхши тонуштурушта пайдилиқ икәнликини баян қилди.

Абдулла оғуз әпәнди бир йилдин буян истанбул, адана, кастанмону, әрзурум вә коня қатарлиқ шәһәрләрдә көп қетим доклат бериш йиғиниға қатнашқанлиқини баян қилди.

Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғур зиялийлири түркийәниң һәр қайсий вилайәт вә шәһәрлиридә бәргән доклатлириға түрк җамаити қизғинлиқ билән қатнашқан. Түрк ахбаратлиридиму бу һәқтә хәвәрләр берилмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.