Түркийә үчүн вәтәндашлири муһимму, аясофяму?

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2019.03.29
Lagerdiki-Turuk-Wedendishi-Uyghurlar-01.jpg Лагердики түрүк вәтәндиши 6 уйғурниң бир қисми.
RFA/Abduweli Ayup

Бүгүн “базфид” түрк пуқрасидин алтә кишиниң хитайниң җаза лагерида йетиватқанлиқини хәвәр қилди. Буниң ичидә иккиси техи ағзидин ана сүти пурап турған сәбий бала болуп, улар дарилетам дейилидиған балилар лагериға қамақлиқ. Хәвәрдә дейилишичә, түркийә һөкүмәт тәрәп уйғур есиллик пуқралириниң хитайда тутулғанлиқини ашкара оттуриға қоймиған. Хитайму мухбирниң бу һәқтә сориған соалиға пәрва қилмиған. Мениң истанбулдики уйғур җамаити вә шәхсләрдин уқушумчә, хитайда қамалған түрк вәтәндашлиқидики уйғур нәччә ондин ашиду.

Хитайда тутуп турулуватқан уйғур есиллик түрк вәтәндашлири вә уларниң аилә тавабиатлиридин башқа, түркләр билән тойлашқан уйғур әрләр вә аялларму нәччә он кишидин ашиду. Әрлири хитайда тутулуп тулға айланған анилар, аяллири коһиқапқа йәм болғандәк бир кәткәнчә ғайиб болған әрләр, тирик йетим болған балилар истанбулниң зәйтинбурну, сәфакөй, чапа қатарлиқ мәһәллилиридә изтирапта үнсиз яш төкиду. Уларға я ақ партийә һөкүмитидин илтипат кәлмәйду, я дәрдини аңлайдиған чоңрақ таратқулардин мухбирлар кәлмәйду.

Тутқундики уйғурларниң хәвири түркийәдә қайнақ бир кәйпият яратмиған билән аясофя аҗайип бир қизғинлиқ яратти. Нәччә онлиған түрк пуқралири хитайниң җаза лагерлириға қамилип вәтинигә қайталмаслиқи диққәт тартмиған билән аясофяниң җамәгә қайтиши ахбаратқа җан киргүзүвәтти. Чоң мәтбуатлар буларни бәс-бәстә хәвәр қилди. Түркийә рәиси рәҗәп тайип әрдоған аясофяниң бундин кейин музей әмәс бурунқидәк җамә болидиғанлиқини елан қилип, түркийәдә вә мусулман дунясида йәнә бир рәт қәһриман болди. Болупму рәис әрдоғанниң буни трамп һөкүмитиниң йерусалемни исраилийәниң пайтәхти дәп етирап қилишиға има қилиши түрк мусулманлирини ғурурландурди. Мусулман дунясида бу аҗайип бир җасарәт саналди. Маңа ғәлитә билингини пәләстиндики йерусалемға шу қәдәр көңүл бөлгән әрдоғанниң түркийәдин хитайға бир барғанчә йоқап кәткән алтә уйғурға сүкүт қилиши болди.

Аясофяниң җамәгә қайтурулуши һәққидики түркчә қизғин хәвәрләр, һаяҗанлиқ баянатлар билән алтә уйғурниң вәтинигә қайталмаслиқи, хитайда йоқап кетиши һәққидики инглизчә хәвәр вә бу хәвәрдики кишиләрниң һеч бир ашкара етирапқа, баянатларға наил болалмаслиқи маңа бир һәдисни әсләтти. Пәйғәмбиримиз бундин 1400 йил бурун мусулманниң һөрмәттә кәбидин улуғлуқини тәкитлигән (сәһи һәдисләр қатаридики номури 3420). Шуниңға ишинимәнки, мәйли әрдоған болсун яки һәр қандақ бир мусулман йерусалемни, аясофяни кәбидин улуғ демәйду. Рәсулимиз бир мусулманни кәбидин улуғ дегән турса, немә үчүн хитайда ғайиб қиливетилгән алтә уйғур мусулман бу һөрмәттин мәһрум қалиду? улар мусулман әмәсму, улар түрк әмәсму, улар инсан әмәсму?

Пәләстиндики бир қуддус үчүн мәйдисигә муштлап мәйданға чиққан әрдоған, йиғилишларда “әй трамп, әй америка” дәп ислам дунясиниң лидери саналған бир зат немә үчүн хитайдики бир милйондин артуқ мусулман үчүн “әй ши җинпиң, әй хитай” дейәлмәйду? американиң қуддусни пайтәхт дәп етирап қилишиға қарши аясофяни җамә болиду дәп җакарлашқа җүрәтлик бу җәсур мусулман рәһбәр йәнә немә үчүн һөрмити кәбидин, аясофядин улуғ болған, өз пуқраси болған алтә уйғур мусулман үчүн җасарәтлинәлмәйду? хитай америкадинму күчлүкму? түркийәниң хитайдин алидиған иқтисади мәнпәәти америкадинму көпму?

Түркийә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтлик рәиси, әмма бу тәшкилат йеқинда хитайниң уйғур қатарлиқ түрк мусулманларни бастурушини “террорлуққа қарши тәдбир” дәп қоллап қуввәтлиди. Түркийә бу тәшкилатта уйғур қатарлиқ түркләрниң һәқлиқ тәрипидә турмиған билән американиң әлчиханисини қуддусқа көчүрүшигә қарши б д т йиғинида қарар елинишқа түрткә болған иди. Түркийә ақ партийә һөкүмити немә үчүн пәләстин үчүн б д т да көрсәткән бу һиммәтни ислам һәмкарлиқ тәшкилатида мусулман түркләр үчүнму көрситәлмәйду? бир шәһәр үчүн орнидин дәс турған, хәлқараға хитаб қилған, мәйданларни толдурған ақ партийә һөкүмити немә үчүн бир милйондин артуқ инсан үчүн бу кәскинликни намаян қилмайду? бопту, қалғанларғу пуқраси әмәс, немә үчүн шу алтә пуқра үчүнму болса бу мәсилини хәлқара тәшкилатларниң күнтәртипигә қоймайду? 

Мән милйонлиған уйғурлар вә мусулманларға охшашла түркийәни сөйимән. Мән рәсулимиз муһәммәд әләйһиссаламниң үммити болуш сүпитим билән униң “һәр қандақ бир мусулманниң һөрмити кәбидин улуғ” дегән һәдисигә әмәл қилимән. Мусулманлиқ мәйданида туруп дуняға хитаб қиливатқан мөһтәрәм әрдоған вә у рәһбәрлик қиливатқан һөкүмәтниң өзи тәрғиб қиливатқандәк күчлүк болғанларниң әмәс, бәлки һәқлиқ болғанниң йенида болушини, аясофяға, қуддусқа игә болғандәк, җаза лагерлирида харлиниватқан уйғур қатарлиқ түрк мусулманларға игә болушини, өзиниң уйғур есиллик алтә пуқраси һәққидә хитайдин ашкара һесаб соришини үмид қилимән. Аллаһ “зумәр” сүрисидә “аллаһ ялғанчини вә тузкорни һидайәт қилмайду” дегән. Аллаһ бизни рәсулимизниң һәдисигә асийлиқ қилидиған тузкорлардин, һәқни қоғдашқа бәргән вәдимизгә вапа қилмайдиған ялғанчилардин қилмисун.

(Мақалидики көзқарашлар апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.