“улуғ түркистан тойи” намлиқ хәлқаралиқ мәдәнийәт фестивалида уйғурлар өз мәдәнийитини намаян қилди
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.04.26
2019.04.26
Түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан бурса шәһиридики улудағ университетида өткүзүлгән “улуғ түркистан тойи” намлиқ хәлқаралиқ мәдәнийәт фестивалида уйғурлар өз мәдәнийитини намаян қилди.
4-Айниң 25-күни саәт 12дин кәч саәт 8 гичә давамлашқан паалийәткә оттура асия түркий җумһурийәтлиридин бурсадики улудағ университетиға келип оқуватқан өзбек, қазақ, қирғиз, түркмән қатарлиқ түркий милләтләрдин оқуғучилар қатнишип өзлириниң мәдәнийәт-сәнитини намаян қилған, өрп-адәт, йемәк-ичмәк вә кийим-кечәклирини тонуштурған. Булардин сирт әнәнивий тәнтәрбийә түрлири бойичә мусабиқиму өткүзүлгән. Уйғурларму өзлириниң тарихи, мәдәнийәт-сәнити, йемәк-ичмәк мәдәнийити, уйғурлар тоғрисида чиқиватқан китаблар вә журнал-гезитларни көргәзмә қилған. Истанбулдин кәлгән балилар сәнәт өмики оюн қойған.
25-Күни йерим күн давамлашқан паалийәткә бурса шәһриниң башлиқи мустафа дүндар әпәнди вә улудағ университетиниң мудири қатарлиқ рәһбәрләр қатнашип сөз қилған вә нутқида уйғурларниму тилға алған. Доктор әрдәм өздәмир әпәнди паалийәтни өткүзүштики мәқсити һәққидә тохталди.
Доктор әрдәм өздәмир әпәнди паалийәтни өткүзүштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз барлиқ түркий милләтләрниң бир пүтүн икәнликини кишиләр һис қилсун, яшлар өзара чүшиниш һасил қилсун, қериндашлар өзара тонушсун, өзара дәртлирини аңлисун дәп бу паалийәтни өткүздуқ. Мәқситимизгә йәттуқ көп адәм қатнашти. Буниңдин кейин давамлиқ өткүзүш тоғрисида тәләпләр кәлди. Бу паалийәткә уйғурларму актип қатнашти”.
Биз паалийәт һәққидә тәпсили мәлумат игиләш үчүн улудағ университети сағламлиқ илми факултети оқуғучиси зәйнәп әнвәр билән сөһбәтләштуқ. У, фестивал мәйданида уйғурларниң чалғу әсваблири вә кийим-кечәклирини қойғанлиқини, паалийәтниң наһайити яхши өткәнликини баян қилди.
Бурса түркийәниң ғәрбигә җайлашқан санаәт шәһәрлиридин бири болуп, бу шәһәрдики улудағ университетида 100 әтрапида уйғур оқуғучи оқумақта. Бу оқуғучилар истанбулдин кәлгән уйғур балилар билән бирликтә 2 толуқ оттура мәктәптә уйғур сәнитини тонуштурған вә уйғурларниң бүгүнки вәзийитини аңлатқан. Кейин бурса османғази районлуқ һөкүмәтниң башлиқи мустафа дүндар әпәнди уйғур оқуғучиларни қобул қилған. Нурай әхмәт бу һәқтә мәлумат бәрди.
Бурсадики уйғур оқуғучилар 2 йилдин буян актип паалийәт елип бармақта. Бурсадики уйғур оқуғучиларниң вәкили абдулқадир абдулкерим өзлириниң бурсадики алий мәктәптин башланғуч мәктәпкичә һәммә йәрдә паалийәт өткүзүп бурса хәлқиниң қоллишиға еришкәнликини баян қилди.