Таһа ақйол: “түркийә асасий қанун соти уйғурларни хитайға қайтурушқа йол қоймайду”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.08.02
Taha-Akyol.jpg Түркийәдики тонулған пешқәдәм обзорчи таһа ақйол әпәнди
Social Media

30-Июл күни түркийәдики тонулған обзорчи таһа ақйолниң “сүрийәликләр вә уйғурлар” намлиқ обзори елан қилинди.

Пешқәдәм обзорчи таһа ақйол әпәнди обзорида түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисидә хитайдин тәптартишиға һаҗәт йоқлуқини тәкитлигән. 

У обзорида түркийәниң кишилик һоқуқ җәһәттин уйғурларға көңүл бөлсә хитай билән болған мунасивитигә тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүргән. У мундақ дәп язған: “түркийәдин панаһлиқ тилигән уйғурларниң хитайға қайтуруп берилгәнлик хәвири кишини әнсизликкә салмақта. Бу давамлиқ йүз бериватқан иш әмәс, лекин һазир кишиләрни бәкла ечиндуридиған ишлар йүз бериватиду. Зиннәтгүлниң икки балиси билән бирликтә таҗикистан арқилиқ хитайға қайтуруветилиши буниң мисали дейишкә болиду. Түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисидә пассип туруватқанлиқи ениқ. Лекин түркийә уйғур мәсилисигә кишилик һоқуқ җәһәттин муамилә қилса, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт унчиликму бузулуп кәтмәйтти.”

Таһа ақйол әпәнди “сүрийәликләр вә уйғурлар” намлиқ обзорида уйғурлар вә уйғур мәсилисиниң қануний җәһәттики әһвали тоғрисида мәлумат бәргән. У түркийә асасий қанун сотиниң бу һәқтики қарарлири тоғрисида тохтилип, мунуларни язған: “бу хил мәсилиләр тоғрида түркийә асасий қанун сотиниң наһайити көп қарари бар. Русийә федератсийәсиниң пуқраси қабартай-малқар дегән түркий милләттин бир адәм түркийәдин панаһлиқ тилигән икән. Русийәниң тәлипигә бинаән уни қайтуруп бериш рәсмийити башланған. 2016-Йили 11-айниң 1-күни түркийә асасий қанун соти бу киши қайтуруветилсә орнини толдурғили болмайдиған ақивәт келип чиқидиғанлиқини илгири сүрүп, уни қайтурмаслиққа һөкүм қилинған. Бир иранлиқ кишиму түркийәдин панаһлиқ тилигән икән. Иран һөкүмити түркийәдин бу кишини қайтуруп беришини тәләп қилған икән. 2015-Йили 12-айниң 16-күни түркийә асасий қанун соти иранда өлүм җазаси вә искәнҗә барлиқини илгири сүрүп, иранлиқ бу панаһлиқ тилигүчини қайтуруп беришни рәт қилған.”
Пешқәдәм обзорчи таһа ақйол әпәнди обзорида “өлүм җазаси” берилиш еһтималиниң панаһлиқ тилигүчиләрни қайтурулуштин тосуп қалалайдиғанлиқини баян қилип, мундақ дәп язған: “һәтта бәзи нәрсиләрниң болуш еһтималиму бир адәмниң дөлитигә қайтуруветишини тосуп қалалайду. 2016-Йили 7-айниң 15-күни түркийәдә йүз бәргән һәрбий сиясий өзгиришкә урунуш вәқәсигә қатнашқан бәзи һәрбийләр уруш айропилани билән гиретсийәгә қечип берип панаһлиқ тилигән иди. Түркийә һөкүмити һәқлиқ һалда уларни түркийәгә қайтуруп беришни тәләп қилди. Лекин гиретсийә соти ‛түркийәдики бәзи сиясәтчиләрниң өлүм җазасини қайта әслигә кәлтүрүш нийити бар, түркийәдә искәнҗә бәлгилимилири елан қилинди‚ дегән баһаниләрни көрситип түркийә һөкүмитиниң тәлипини рәт қилди. Гиретсийә сотиниң яман нийәт билән һөкүм чиқарғанлиқи ениқ, әмма уларниң түркийәдики бәзи сиясәтчиләрниң қилған сөзләрдин қандақ устилиқ билән пайдиланғанлиқини көрүвалалаймиз. Түркийәдә 30 йил бурун әмәлдин қалдурулған өлүм җазасини әслигә кәлтүрәйли дәватқан милләтчи һәрикәт партийәси техиғичә бирәр қанун тәклип лайиһәсиниму парламентқа сунмиған иди.”

Таһа ақйол әпәнди “сүрийәликләр вә уйғурлар” намлиқ обзорида хитайда өлүм җазаси вә искәнҗә қатарлиқ еғир җазаларниң һәммисиниң барлиқини баян қилип, мундақ дәп язиду: “түркийәдин мусапирларни, болупму сиясий панаһланғучиларни қайтуруветиштә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң кишилик һоқуқ доклатиға сәл қараш чоң хаталиқ болиду. Хитайда өлүм җазаси бар, искәнҗиму бар. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити тоғрисида хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниңму доклатлири бар. Түркийәниң уйғурларни хитайға қайтурмаслиқи үчүн башқа алаһидә дәлил-испатларға һаҗити йоқ. юқириқи дәлил-испатлар йетип ашиду.”

Тонулған журналист таһа ақйол әпәнди түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситини әйибләп, мундақ дәп язиду: “түркийә уйғур мәсилисини дәп хитай билән зиддийәткә кирип қилишиниң зөрүрийити йоқ. Лекин түркийә уйғурларни башқа дөләтләргә қайтурувәтмәй уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини хитайға очуқ дейиши керәк. Хитайдин тәптартип олтурушини шәхсән мән әйибләймән.”

Таһа ақйол әпәнди обзорида түркийәдики сүрийәлик мусапирлар тоғрисидиму тохтилип, сүрийә уруши ахирлашмиғучә сүрийәликләрниң мәсилисиниң һәл болмайдиғанлиқини тәкитләп өткән.

Биз мәзкур обзорда илгири сүрүлгәнләр һәққидә көз қаришини игиләш үчүн 9 йилдин буян уйғур сиясий панаһланғучиларниң адвокатлиқини қиливатқан ибраһим әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У алди билән түркийә һөкүмитиниң уйғурларни хитайға қайтуруп бериш сияситиниң йоқлуқини илгири сүрүп, мундақ деди: “мән узун йиллардин буян бу иш билән шуғуллиниватимән. Түркийә уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйду. Алди билән буни қобул қилишимиз керәк. Мән 9 йилдин буян уйғурларниң адвокатлиқини қиливатимән, бу җәрянда шәрқий түркистанлиқ уйғурларни хитайға қайтуруп бәргәнликини көрмидим. Лекин бир қетим ‘мән уйғур’ дәп хитай паспорти көрсәткән икки өзбәкни хитайға қайтуруп бәрди. Улар уйғур десәк түркийә чиқиривәтмәйду дәп хитай паспорти ясатқан өзбәкләр икән. Әмма өзбек икәнлики ашкарилинип қелип қайтурувәтти. Лекин түркийә дөлити бүгүнгичә бирму шәрқий түркистанлиқни хитайға қайтуруп бәрмиди.”

Биз униңдин “зиннәтгүлниң таҗикистан арқилиқ хитайға қайтуруп берилгәнлики тоғрисидики хәвәргә қандақ қарайсиз?” дәп сориғинимизда у мундақ җаваб бәрди: “бәзи уйғурларниң паспорти болмиғачқа таҗикистан паспортини ишләткән болуши мумкин. Мән зиннәтгүл турсунниң қайтурулушиниң тәпсилатини билмәймән. Аңлишимчә, тутулуп қалғанда ‘мән таҗик’ дәпту. Түркийә тәрәп таҗикистан әлчиханисидин ‛бу силәрниң вәтәндишиңларму?‚ дәп сорапту. Таҗик дипломатлар ‘шундақ бизниң вәтәндишимиз’ дәп қобул қилип, таҗикистан арқилиқ хитайға әвәтилипту.”

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, түркийәдики хитай әлчиханиси бир қанчә йилдин буян уйғурларниң паспортини узартип бәрмәйватиду, түркийәдә паспортсиз яшаватқан уйғурларниң саниму аз әмәс, бу уйғурлар түрк сақчилири тәрипидин тутулуп қалса қандақ қилиши керәк? адвокат ибраһим әпәнди бундақ әһвалда дәрһал адвокат тутуши керәкликини баян қилип, мундақ деди: “адвокат тутса болиду. Адвокатқа беридиған пули болмиса адвокатлар бирликигә илтимас қилса, һәқсиз адвокат бериду. Әгәр әһвал җиддий болса мунасивәтлик аммиви тәшкилатларға телефон қилип әһвални десә, ярдәм қилиду.”

Ибни халдун университети қанун кәспиниң оқуғучиси әнвәр турсун әпәнди түркийәдики уйғурларниң түркийәниң панаһланғучилар һәққидики мунасивәтлик қанунлиридин толуқ пайдилиниши керәкликини тәкитлиди. 

Таһа ақйол әпәнди 1970-йиллардин тартип журналистлиқ кәспи билән шуғуллиниватқан болуп, һазирғичә у уйғур мәсилиси тоғрисида көплигән обзорларни язған. У 7-июл күнила “қарар” гезитидә елан қилған “уйғур түрклири вә әнқәрә” намлиқ мақалисидә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.