Бурса шәһәр башлиқи елинур ақташ әпәнди уйғур оқуғучиларни йоқлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.08.20
Bursa-sheher-bashliqi-elinur-aqtash.jpg Бурса шәһәр башлиқи елинур ақташ әпәнди уйғур оқуғучиларни йоқлиди. 2019-Йили 19-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә оқуватқан бәзи уйғур оқуғучиларниң паспортиниң муддити тошуп қалған болсиму әмма хитай уларниң паспортини узартип бәрмәйватқан, униң үстигә улар ата-анилири биләнму алақә қилалмай әндишә ичидә яшаватқан пәйттә түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан түркийәниң алтинчи чоң шәһири болған бурса шәһири башлиқи елинур ақташ әпәнди “уйғур мәдәнийәт өйи” гә берип бурсада оқуватқан уйғур оқуғучилардин һал сориған.

19-Авғуст күни бурса шәһәр башлиқи елинур ақташ әпәнди башчилиқидики шәһәрлик һөкүмәт рәһбәрлири бурсада оқуватқан 120 оқуғучи паалийәт елип бериватқан “уйғур мәдәнийәт өйи” гә берип уйғур оқуғучилардин һал сориған. Уйғур оқуғучилар уларға вәтинидики еғир вәзийәтни аңлатқандин сирт түркийә һөкүмитиниң уйғур муһаҗир зиннәтгүлни таҗикистан арқилиқ хитайға қайтуруп бәргәндин кейин өзлириниң әнсирәшкә башлиғанлиқини, бәзи уйғур оқуғучиларниң паспортиниң муддити тошуп қалған болғачқа түркийәдә зор қийинчилиқларға учраватқанлиқини ейтқан.

Бурса шәһәр башлиқи уйғур оқуғучиларниң мәсилисини түркийә һөкүмитиниң һәл қилалайдиғанлиқини, өзиниң шәһәр башлиқи болуш сүпити билән оқуғучиларға ярдәм қилишқа тиришидиғанлиқини баян қилип мундақ дегән: “силәрниң мәсиләңлар, әслидә бизниңму мәсилимиз. Бу һөкүмәт һәл қилишқа тегишлик мәсилә, бизниң арзу-үмидлиримиз билән болидиған иш әмәс. Бу йәрдә биз шәһәрлик һөкүмәт болуш сүпитимиз билән қилалайдиған ишимиз, силәрниң мәдәнийитиңларни қоғдаш вә тонутуш, силәргә игә чиқиштин ибарәт. Әслидә қилишқа тегишлик иш уйғурлар дучар болуватқан зулумни йоқ қилиш. Буни әмәлгә ашуруш үчүн һөкүмәтләр истратегийә түзүши керәк”.

Бурса шәһиридики улудағ университети сәнәт факултети профессори, түрк дуняси музика тәтқиқат институти мудири доктор әрдәм өздәмир әпәндиму бурса шәһәр башлиқи билән бирликтә уйғур оқуғучилардин һал сориған. У, бизгә бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “мән улудағ университети оқутқучиси вә бизниң университетта оқуватқан уйғур оқуғучиларниң акилири болуш сүпитим билән түрк дунясиниң қәлби болған шәрқий түркистандин кәлгән уйғур оқуғучиларниң мәсилилирини, дәртлирини аңлаш, шундақла кәч қалған болсақму уларниң қурбан һейтини тәбрикләш үчүн бардим. Бурса әң көп уйғур оқуғучилар келип оқуйдиған шәһәр болуп қалди. Улудағ университетиниң мудири уйғур оқуғучиларға яхши шәрт-шараит яритип бәрди. Һазир университетимизға 120 уйғур оқуғучи имтиһан алмай қобул қилинди. Әпсуски буларниң көпи һазир ата-анилири билән алақә қуралмайватиду. Пүтүнләй бурса хәлқиниң бурсадики аммивий тәшкилатларниң ярдәм қилиши билән турмушини қамдаватиду”.

Әрдәм өздәмир әпәнди бүгүн бурса шәһәр башлиқи елинур ақташ әпәндиниң уйғур оқуғучиларниң қийинчилиқлирини аңлиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бүгүн шәһәр башлиқимиз уйғур оқуғучиларниң қийинчилиқлирини аңлиди. Мәсилән бәзи оқуғучиларниң паспортиниң муддити тошуп кетипту. Һәқсиз давалиништа қийинчилиқлири бар икән, бәзи оқуғучилар чәтәллик оқуғучилар қатарида мәктәпкә оқуш пули төләшкә мәҗбур қеливетипту. Бу қийинчилиқлирини аңлатти. Бурса шәһәр башлиқи уйғур оқуғучиларниң бу қийинчилиқлирини һәл қилип бериш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини, мунасивәтлик рәһбәрләргә буларни дәйдиғанлиқини ейтти. Бу учришиштин бизму уйғур оқуғучиларму хурсән болди”.

Түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучилар йилдин йилға көпәймәктә. Бурса шәһиридики улудағ университетида оқуватқан 120 нәпәр уйғур оқуғучиниң вәкили абдуқадир абдукерим зияритимизни қобул қилип, уйғур оқуғучиларниң көпи аилисигә телефон қилип, ата-анисиниң саламәтликиниму биләлмәйватқан бүгүнки күндә түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан бурса шәһириниң шәһәр башлиқиниң “уйғур мәдәнийәт өйи” гә келип, уйғур оқуғучилардин һал сораш билән бирликтә уйғур оқуғучиларниң түркийәдә дучар болуватқан қийинчилиқлирини аңлиғанлиқини баян қилди.

Бурса шәһири уйғур оқуғучилар әң көп шәһәрләрдин бири һесаблиниду. Уйғур оқуғучиларниң өз юртиға болған сеғинишини азайтиш үчүн бурса османғази наһийәлик һөкүмәт уларға “уйғур мәдәнийәт өйи” ечип бәргән.

Зиннәтгүл турсунниң таҗикистан арқилиқ хитайға қайтурулғанлиқи дәлилләнгәндин кейин уйғур оқуғучилар ичидә хитайға қайтурулуш әндишиси күчийиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Абдулқадир абдукерим бу һәқтики соалимизға җаваб берип бәзи оқуғучиларниң паспортиниң муддитиниң тошуп қалғанлиқини, хитай әлчиханисиниң уларниң паспортлирини узартип беришни рәт қилғанлиқи, паспортниң вақти өтүп кетиш қатарлиқ сәвәбләрдин уларниң түркийәдә туруш рухсити, йәни қамәт елишта қийинчилиққа учраватқанлиқини баян қилди.

Түркийә билән хитай арисидики һәмкарлиқниң күчийиши һәмдә зиннәтгүл вәқәсидин кейин түркийәдә турушлуқ, көп сандики техи иқамәтлири, йәни қанунлуқ туруш рухсәтнамилири һәл болмиған уйғурларниң, һәтта бир қисим оқуш мәқситигә келип иқамәтсиз қалған уйғур яшлириниң өзлириниңму түркийә сақчи даирилири тәрипидин тутулуп, хитайға қайтуруветилишидин әнсирәш хаһиши пәйда болуватқанлиқи инкас қилинмақта.

Бурсадики “уйғур мәдәнийәт өйи” бу йил 6-айда ечилған болуп, уйғур мәдәнийитини, өрп-адәтлирини тонутуш үчүн өйниң ичи уйғур чалғу әсваблири, уйғур зиннәт буюмлири билән безәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.