Түркийәдики “стар” вә “милләт” гезитлириниң лагерларни ақлиши тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2019.08.22
turk-muxbirlarning-uyghur-rayonidin-korgenliri.jpg Түркийәдики бир қисим мухбирлар уйғур районини зиярәт қилип кәлгәндин кейин “айдинлиқ” гезитигә чиқирилған хәвәр. 2019-Йили 28-июл.
aydinlik.com.tr xewiridin süretke élin’ghan

Хитай һөкүмити бу йил 7-айда түркийәниң “милләт”, “стар” вә радикал солчи идийәдики “айдинлиқ” гезитлириниң мухбирлирини уйғур аптоном райониға тәклип қилип, үрүмчи, турпан, қумул, ақсу қатарлиқ җайлардики бәлгиләнгән мәсчит, базар, тәрәққият райони, ислам институти вә “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” ни зиярәт қилдурған шундақла даириләр йәнә мухбирларни атақлиқ нахшичи абдуреһим һейт билән учраштуруп, мухбирларни униң өйидә сөһбәткә орунлаштурған иди.

Бу хитай һөкүмитиниң бу йил 2‏-айда абдуреһим һейтниң өлгәнликигә даир хәвәрләрни рәт қилғандин кейин тунҗи қетим чәтәл мухбирлирини униң билән учраштурушидур. Мәзкур зиярәт түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған бу йил 7‏-айниң башлирида хитайни зиярәт қилғандин кейинла елип берилған иди.

Бу қетим зиярәткә орунлаштурулған 3 гезитниң ичидики “милләт” билән “стар” гезитиниң әрдоған һөкүмитигә йеқинлиқи мәлум. Бу гезитләр шу қетимқи зиярәт тоғрисида елан қилған хәвәрлиридә “уйғур райониниң иҗтимаий, иқтисадий тәрәққияти вә райондики хәлқләрниң бесимсиз, хушал-хурам яшаватқанлиқи” тәсвирләнгән. Униңда уйғурларниң лагерларға қамилип, кишилик һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиға даир һечқандақ бир мәсилә тилға елинмиған иди

Лагерда йетип чиққан шаһитлар хитай һөкүмитиниң 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулманларни тутқун қилип, лагерларға қамиғанлиқиға даир ишәнчлик дәлилләрни оттуриға қоюватқан мәзгилдә “милләт” вә “стар” гезитидәк таратқуларниң хитайни ақлап, “бу учурларниң реаллиқни әкс-әттүрмигәнлики” ни илгири сүрүши бәзи түрк җамаәт әрбаблириниң тәнқидигә учримақта.

Түркийәдики тонулған нахшичи бүнямин ақсүнгүр әпәнди юқириқи гезитләрниң уйғур районидики зияритигә баһа берип, хитайниң бу гезитләрниң мухбирлирини зиярәткә тәклип қилишиниң бир “тиятир” икәнликини билдүрди. У мундақ дәйду: “мәйли ‛айдинлиқ‚ гезити болсун, мәйли ‛милләт‚ гезити болсун, хитайлар таллиған мухбир-журналистларла тәклип қилинди. Буниң һәммиси тиятир. ‛айдинлиқ‚ гезити берип, у йәр гүл-гүлистанлиқ, чечәклик икән десун. Тоғра, бәлки бәзиләр ишиниши мумкин. Әпсуски, улар вәзиписини тоғра орундиған болса, һәқиқий әһвални язған болса болатти. Лекин бу мумкин әмәс. Чүнки һечқандақ йәргә әркин барғили болмайду. Хитай уларға көрситишни халиған йәрләрни көрситиду. Униң үстигә ‛сабаһ‚, ‛стар‚, ‛милләт‚ вә ‛айдинлиқ‚ гезитлириниң һәммиси бир зеһнийәттики гезитләрдур.”

Лекин ақсүнгүр бу зиярәт хитайниң назарити астида елип берилған болсиму, лекин униңға йәнила иҗабий қарайдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, буниңда әң муһими абдуреһим һейтниң сақ-саламәт икәнлики мәлум болған икән. У мундақ дәйду: “улар дөләтниң контроллуқи астида зиярәт елип барди. Бу зиярәт қанчилик һәқиқий вә реал болиду, буни сизниң баһайиңизға һавалә қилдим. Әмма у йәргә барған мухбирларниң көргәнлирини йезиши нормал. Чүнки улар хитай көрсәткәнни көрди. Улар абдуреһим һейт билән сөһбәт өткүзгәндә немә дейәләйду. Чүнки у йәрдә олтурған бир хитай хадими бар. Шуңа мән көргәнлирим һәрқанчә болсиму, лекин униңға йәнила иҗабий қараймән. Чүнки абдуреһим һейтниң сақ икәнликини билдуқ.”

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә түркийәлик мухбирларниң хитайниң уйғур районидики сияситини иҗабий баһалапла қалмай, уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиға даир хәвәрләрни “ғәрб таратқулириниң иғваси” дәп тәнқидлигәнлики илгири сүрүлгән. “яр шари вақит гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә нәқил кәлтүрүшичә, “милләт” гезитиниң мухбири гөкхан қараташ “уйғурларниң һаяти ғәрб таратқулирида ейтилғандәк әмәслики” ни тәкитләп, “шинҗаңдики уйғурлар өзиниң тилини ишлитәләйдикән, һечким уларни тилиңни ишләтмәйсән, демәпту” дегән. “йәр шари вақит гезити” ниң хәвиридә “стар гезити” ниң мухбири шәриф әгәмән әхмәтниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, униң “түрк хәлқи шинҗаң мәсилисидә ғәрб таратқулириниң тәсиридә қалди”, “улар тарқатқан сәлбий хәвәрләрниң һечқандақ асаси йоқ”, “бу ялған хәвәрләрниң мәнбәси 1970‏-йиллардин бери түркийәдә яшаватқан бөлгүнчи гуруһлар” дегәнлики илгири сүрүлгән.

Биз шу мунасивәт билән бу гезитләргә телефон қилип, мухбирларни зиярәт қилишни тәләп қилған болсақму, лекин бу гезитләр телефонимизни алақидар кишиләргә улап бәрмиди. Түркийәдики уйғур һоқуқ паалийәтчиләрниң билдүрүшичә, “милләт” гезитиниң мухбири гөкхан қараташ уйғур райониға зиярәткә чиқишниң һарписида улар билән алақиләшкән. Һамитхан көктүрк гөкхан қараташ алақиләшкән паалийәтчиләрниң биридур. У гөкхан қараташниң уйғурлар тоғрисида “BBC дәк хәвәр ишләйдиғанлиқи” ни ейтқан болсиму, әмма әң начар хәвәрни шуниң ишлигәнликини билдүрди

Һамитхан көктүрк әпәндиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә түрк хәлқиниң ичидә хитайниң уйғурларға тутқан муамилисигә қарши күчлүк бир наразилиқ бар икән. У түрк хәлқидики бу наразилиқни юмшитиш үчүн “милләт”, “стар”, “түркийә” қатарлиқ гезитләрниң уйғур райониға даир иҗабий хәвәрләрни бериватқанлиқи, райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға алмайватқанлиқини билдүрди.

Лекин бүнямин ақсүнгүрниң қаришичә, хитай қанчилик пәрдазлишидин қәтийнәзәр өзиниң қилмишини һечкимгә чүшәндүрүп берәлмәйдикән. У мундақ деди: “абликим кәлкүн дегән достум бар иди, у қизиниң тойини қилишқа барса түрмигә ташлиди. Мухтәр буғрани түрмигә ташлиди. Тонуйдиған-тонумайдиған бирмунчә сәнәтчиләр бар иди. Буларниң қандақ террорлуқ җинайити барлиқини, уларниң кәспий маһарәт мәркәзлиридә қандақ кәсипни өгиниватқанлиқини (хитай) һечкимгә чүшәндүрүп берәлмәйду.”

Хитайдики таратқулар түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайни зиярәт қилғанда униң “шинҗаң хәлқи бәхтлик яшаватиду” дегәнликини илгири сүргән. Кейинрәк бәзи түрк дипломатлар хитай таратқулириниң хәвиригә түзитиш берип, әрдоғанниң сөзи хата тәрҗимә қилинғанлиқи, униң “шинҗаң хәлқиниң бәхтлик яшишини үмид қилимән” дегәнликини илгири сүргән. Әмма униң сөзиниң хата тәрҗимә қилинғанлиқиға һечқачан түркийә ташқи ишлар министирлиқи яки әрдоғанниң баянатчиси ашкара түзитиш берип бақмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.