Истанбулда бир уйғур мусапири тутқун қилинип, қайтуруш мәркизигә әвәтилгән
2019.08.28

Түркийәниң истанбул шәһиридики сафакөй районида олтурушлуқ осман әнвәр исимлик бир уйғур мусапири 27-авғуст күни тутқун қилинип, сафакөйниң инөнү мәһәллисидики сақчи понкитиға елип кетилгән. Униң немә сәвәблик тутқун қилинғанлиқи бизгә мәлум әмәс. Нөвәттә, түркийә аманлиқ органлириниң бәзи уйғур мусапирлирини “террорлуқ” гумани билән тутқун қилип, бир қанчә ай тутуп турғандин кейин қоюп беридиған әһваллар көп йүз беридиған бир һадисә болуп қалди. Бу йил қурбан һейтниң һарписида түркийә даирилириниң бу йил гуман билән тутқун қилинған 40 дәк уйғурни қоюп бәргәнлики, лекин 7 нәпәр уйғурниң йәнә давамлиқ тутуп қелинғанлиқи илгири сүрүлгәниди.
Түркийәдики мусапирлар ичидә тутқун қилинип, хитайға қайтурулуш әндишиси күчийип кәткән бир мәзгилдә осман әнвәрниң туюқсиз тутқун қилиниши ғулғула қозғап, уйғурлардики бу әндишини техиму күчәйткән. Уйғур мусапирлиридики бу әндишиниң күчийишигә зиннәтгүл турсун исимлик уйғур аял билән йәнә 5 нәпәр уйғур мусапириниң 6-айниң ахирлирида таҗикистанға қайтурулғанлиқи, таҗикистанниң зиннәтгүлни хитайға өткүзүп бәргәнлики һәққидики хәвәрләр сәвәб болғаниди.
Биз 28-авғуст күни осман әнвәрниң ақивитини сүрүштүрүп, сафакөйдики сақчи понкитиға телефон қилған идуқ. Сақчи понкитиниң бир нөвәтчи хадими осман әнвәрниң чаршәнбә күни истанбулниң чаталҗа районидики “бинқилич көчмәнләрни қайтуруш мәркизи” гә йөткәп кетилгәнликини дәлиллиди. Лекин, бу нөвәтчи сақчи хадими униң тутқун қилиниш сәвәбини ашкарилашни рәт қилди.
Бу нөвәтчи хадим, “түнүгүн осман әнвәр, дегән бир шәрқий түркистанлиқ уйғурни тутупсиләр, у немә сәвәблик тутқун қилинди, һазир қәйәрдә тутуп турулуватиду?” дегән соалимизға мундақ дәп җаваб бәрди: “мән билмәймән, қәйәргә елип кетиптикән. Пәндиккә елип кетиптимикән? бу йәргә елип кетипту, дедиңизма?, һазир бу йәрдә ундақ бир адәм йоқ. Исмини немә дедиңиз, осман әнвәр дедиңизму?, ундақ дегән бири бардәк қилмайду.”
Биз бу нөвәтчи сақчи хадимиға осман әнвәрниң паспортидики исминиң бир аз пәрқлиқ болуши мүмкинликини, униң исминиң хитайчидики тәләппузиға асасән тәкшүрүп беқишини илтимас қилдуқ. Бу сақчи хадими сүрүштүрүш арқилиқ осман әнвәрниң “бинқилич көчмәнләрни қайтуруш мәркизи” гә елип кетилгәнликини билдүрди. У, осман әнвәрниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидики соалимизға буниң сәвәбини билмәйдиғанлиқи, чүнки уни түнүгүнки нөвәтчи гуруппиниң тутқун қилғанлиқини билдүрүп, “һазир у бинқиличта икән. Бинқиличқа барсиңиз көрүшәләйсиз” деди.
Лекин, әнвәр османниң истанбулдики бир һәмраһи 28-авғуст күни телефонда радийомизға билдүрүшичә, осман әнвәр “башқиларниң уни сақчиға инкас қилиши сәвәблик” тутқун қилинғаникән. Исмини ашкарилашни вә авазиниң радиода берилишини халимайдиған бу киши, өзлириниң адвокат тутуп, осман әнвәрни қутқузушқа һәрикәт қиливатқанлиқи, униң бир қанчә күн ичидә қоюп берилишигә ишинидиғанлиқи, оттурида әндишә қилғудәк һечқандақ чоң иш йоқлуқини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, осман әнвәр “тутқун қилинған күндин тартип, униң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи, қәйәргә елип кетилгәнликини тәқиб қилип турмақта” икән. У, түркийәдики алақидар органлар билән көрүшкәнликини билдүрүп: “бу балиниң игиси йоқ әмәсликини, униң игиси барлиқини бу йәрдики һәммәйлән билиду” деди.
Бу йил 27 яшлиқ әнвәр османниң 2013-йили түркийәниң кастамону университетиға оқушқа кирип, мәзкур университетиниң әдәбият факултетиниң тарих бөлүмидә оқуғанлиқи мәлум. Игилишимизчә, осман әнвәр кастамону университетида бир мәзгил оқуп, оқушни пүттүрмәйла мәктәпни тәрк әткән. Униң мәктәпни тәрк етишидики сәвәби бизгә мәлум әмәс.
Түркийә илгири изчил уйғур мусапирлириға саһибханилиқ қилип кәлгән дөләт болсиму, лекин униң йеқинқи 2-3 йил мабәйнидә мусапирларға тутқан сияситидә һес қиларлиқ өзгиришләр йүз бәргән. Көзәткүчиләрниң қаришичә, буниңда иқтисади кризис, сүрийәлик мусапирларниң иҗтимаий, иқтисади бесими, “җиһадчи” гуруппиларниң тәһдити қатарлиқ һәр хил амиллар рол ойнимақтикән. Бәзи көзәткүчиләр, бәзи уйғурларниң “җиһадчи” гуруппиларға арилишип қелиши, 2015-йили йеңи йилда йүз бәргән “рейна қәтлиами” ға четилип қелишидәк һадисиләр униң уйғур мусапирлириға тутқан сияситигә тәсир қилғанлиқини илгири сүрмәктә.
Абдулһалим йилмаз уйғур мусапирлириниң панаһлиқ ишлириға арилишип келиватқан түрк адвокати. Униң билдүрүшичә, түркийәдә тутқун қилинған уйғур мусапирлириниң көп қисми “террорлуқ” гуманни билән тутқун қилинидикән. У, 28-авғуст күни зияритимизни қобул қилип, түркийәниң уйғурларниң қайтурмаслиқ һәққидә рәсмий сиясити барлиқини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, мутләқ көп қисим уйғурлар “террорлуқ” гумани билән тутқун қилинсиму, лекин ахирида буни испатлайдиған “дәлил йоқ” қоюп берилидикән. У мундақ деди: “уйғурларниң тутқун қилиниши йеңи вәқә әмәс, бу бурундин тартип йүз берип келиватқан һадисә. Уйғурлар даим террорлуқ гумани билән тутқун қилиниду, лекин арқидин қоюп берилиду. Бәзи әһвалларда хитайниң қизил ташлиқ буйруқи чиқириши билән тутқун қилиниду, бәлки һәр хил сәвәбләр болуши мумкин, лекин һәммиси террорлуққа бағлап тутқун қилиниду. Бир мәзгил ятқузуп қоюп бериду. Бир, икки һадисини һесабқа алмиғанда түркийәниң уйғурларни қайтурмаслиқ һәққидә рәсмий сиясити бар. Шундақ болсиму, уйғурлар даим гуман билән тутқун қилиниду. Буниңға истихбарат доклати, хитайниң шикайити яки башқа амиллар сәвәб болуши мумкин. Әмма қандақ болса болсун уйғурлар даим бу шәкилдә тутқун қилиниду.”
Абдулһалим йилмаз әпәндиниң қәйт қилишичә, тутқундики мутләқ көп қисим уйғур мусапирлириниң делоси көчмәнлик мәсилисигә алақидар болуп, униңға мәмурий сотниң қарап чиқидиғанлиқи, бу әһвалда һәр қандақ бир уйғур мусапири әң көп болса бир йил тутуп турулидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “әгәр дело көчмәнләр мәсилисигә аит болуп, мәмурий мәһкимигә йолланса бир йилғичә тутуп турушқа болиду. Әгәр һәрқандақ бир делони тәптиш мәһкимиси сүрүштүргән болса, вә қолида униңға даир дәлил болса униң қанчилик тутуп турулушиға тәптиш қарар бериду. Бу әһвалда тутуп туруш техиму узун дава қилиши мумкин. Лекин бизниң ишләватқан уйғурларға даир делоларниң һәммисини мәмурий мәһкимә бир тәрәп қилиду. Бу әһвалда тутқун әң көп болса бир йил тутуп турулиду”.
Абдулһалим йилмазниң билдүрүшичә, даириләр өткән җүмә күни илһам әмәтнияз исимлик бир уйғур мусапирини қоюп бәргән. Илһам әмәтнияз буниңдин 7 ай аввал “террорлуқ” гумани билән тутқун қилинип, қириқларәли вилайитидики бир “көчмәнләрни қайтуруш мәркизи” гә қамалғаниди. Илһам әмәтниязниң ханими 28-авғуст күни зияритимизни қобул қилип, йолдишиниң өткән җүмә күни қоюп берилгәнликини дәлиллиди.