Парламент әзаси йүксәл арслан түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин уйғурлар тоғрисида соал сориди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.09.22
Parlament-ezasi-Yuksel-Arslan.jpg Түркийәниң парламент әзаси йүксәл арслан әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2023-Йили сентәбир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң “ийи”, йәни “яхши” партийәсидин парламент әзаси болған йүксәл арслан әпәнди 9-айниң 12-күни түркийә парламентиға соал хети сунуп түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин “түркийә ташқи ишлар министирлиқи шәрқий түркистан мәсилидә немә қиливатиду?” дәп сориди. У, соал хетидә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сиясити тоғрисидиму тохталған.

Мәзкур хәтниң кириш қисмида, “хитай дөлитиниң уйғурларни пүтүнләй хитайлаштуруп, шәрқий түркистан земинини өзиниң қиливелиш үчүн инсан қелипидин чиққан сиясәт йүргүзүватқанлиқи, шундақла түркийәниң уйғурлар дучар болуватқан бу сиясәтни тохтитиш үчүн күч чиқиришиниң вә түркийәгә панаһланған уйғурларға ярдәм қилишиниң тарихий вә миллий бурчи икәнлики” тәкитләнгән.

Парламент әзаси йүксәл арслан соал хетидә түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин төвәндики үч соални сориған.

1. Кейинки бәш йил ичидә түркийә һөкүмити нәччә уйғурни хитайға қайтуруп бәрди яки башқа дөләтләргә йолға селивәтти?

2. Шәрқий түркистанлиқлар дучар болуватқан адәм қелипидин чиққан сиясәтни тохтитиш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқи немиләрни қиливатиду?

3. Шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқара сорунларда немиләрни қиливатиду?

Түркийәниң парламент әзаси йүксәл арслан әпәндиниң түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан әпәндигә сунған хети. 2023-Йили 12-сентәбир.
Түркийәниң парламент әзаси йүксәл арслан әпәндиниң түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан әпәндигә сунған хети. 2023-Йили 12-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң асасий қануниниң 98-маддиси билән түркийә парламенти низамнамисиниң 96-маддисиға бинаән, түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу соал хетигә язма һалда җаваб бериш мәҗбурийити бар икән. Ундақта бу соал хетиниң немә әһмийити бар? түркийәдики “йеңидин рәфаһ” партийәсидин болған парламент әзаси доған бекин әпәнди бу һәқтики соалимизға мундақ җаваб бәрди: “у, бу соал хетигә җаваб бериду. Уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмидуқ, қайтуруп бәрмәймиз дәп җаваб бериду. Шуниң билән уйғур мәсилиси түрк хәлқи тәрипидин билингән болиду. Түркийә парламентиниң архипиғиму киргән болиду. Әң муһими түркийә парламентида уйғур мәсилиси тоғрисида давамлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүш вә омумий йиғинларда оттуриға қоюп туруш керәк. Бундақ ишлар изчил һалда елип берилса түркийә һөкүмитигә һәмдә хитайға тәсир көрсәткили болиду. Мән түркийә парламентида бундин кейин уйғур қирғинчилиқини давамлиқ оттуриға қоймақчимән”.

Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “бу соал хетигә ташқи ишлар министири хақан фидан әпәнди бәргән җаваб арқилиқ түркийәниң уйғурларға қаратқан сияситини биливалғили болиду. Шундақла түрк хәлқигә бу һәқтә мәлумат берилгән болиду. Түркийәниң уйғурларға қаратқан сияситини билишниң шәрқий түркистан дәваси елип беришқа пайдиси болиду дәп ойлаймән”.

Доктор әркин әкрәм әпәнди бу соал хетиниң уйғур мәсилисиниң қайта күн тәртипкә келиши үчүнму пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “бу соал хети арқилиқ әгәр түркийә һөкүмити уйғур сияситини мәхпий һалда елип бериватқан болса, бу соал хетидин кейин мәхпий елип баралмайду. Бу хәткә җаваб бәргәндә немә қиливатқанлиқини ашкарилашқа мәҗбур қалғачқа, хитайға қаратқан сияситини болупму уйғур сияситини очуқ-ашкара елип беришқа мәҗбур болиду дәп ойлаймән. Булардин сирт шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқарада вә түркийәдә қайта күн тәртипкә келиши үчүнму пайдилиқ болиду дәп ойлаймән”.

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан көктүрк әпәнди зияритимизни қобул қилип парламент әзаси йүксәл арслан әпәндиниң, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин наһайити муһим соалларни сориғанлиқини, буниң уйғур мәсилисиниң юқири дәриҗидә күн тәртипкә келиши үчүнму әһмийәтлик икәнликини тәкитлиди.
“ийи”, йәни “яхши” партийәси 2018-йили түркийә парламентиға киргән болуп, өткән 4 йилда 8 қетим уйғур қирғинчилиқи тоғрисида қанун лайиһиси сунған болсиму, лекин бу лайиһә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси парламент әзалири билән уларни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзалириниң қарши чиқиши билән рәт қилинғаниди. Бу, йеңи ташқи ишлар министири хақан фидандин уйғурлар тоғрисида соралған тунҗи соал хети болуп, мәзкур партийәниң парламент әзаси айхан әрәл әпәнди 2020-йили 6-айниң 2-күни түркийә парламентиға соал хети сунуп түркийәниң сабиқ ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлудин “дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниң түркийәгә келишигә қачан рухсәт қилисиләр?” дәп сориғаниди. У, соал хетидә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму тохталғаниди. Лекин түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин һазирчә җаваб йоқ, әмма қачан җаваб беридиғанлиқи намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.