Түркийә парламентидики омумий йиғинда хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпиккә қарши садалар көтүрүлди
2021.10.22
Түркийә “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 21-өктәбир күни түркийә парламентидики омумий йиғинда мәхсус сөз елип, хәлқара олимпик комитетини әйиблиди, шундақла түркийәни бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнашмаслиққа, түркийә һөкүмити, парламенти, түрк хәлқи вә түрк тәнһәрикәтчилирини беҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа чақирди.
У мундақ деди: “һәммигә мәлум болғинидәк, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси 2022-йили 2-айниң 4-күнидин 20-күнигичә хитайниң пайтәхти бейҗиңдә өткүзүлидикән. Хитай дуняда әң көп кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәйданға келиватқан дөләтләрдин бири һесаблиниду. Болупму хитайниң шәрқий түркистандики мусулман түркий хәлқләргә қарита елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бастуруш сиясәтлири, һазир ирқий қирғинчилиққа айланди. Канада парламенти вә башқа бәзи дөләтләр, хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бастурушлирини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитти вә бу һәқтики қарарларни мақуллуқтин өткүзди.”
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: “қиммәтлик парламент әзалири, 180 дәк аммивий тәшкилат 2022-йили бейҗиңдә өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини хитайдин башқа бир дөләттә өткүзүшни тәләп қилип, көп қетим ахбарат баянати елан қилди вә хәлқара олимпик комитетиға хәт язди. Булардин сирт канада парламентидики 5 сиясий партийәгә мәнсуп 13 парламент әзаси олимпик комитетиға хәт йезип, бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң башқа дөләтләрдә өткүзүлүшини тәләп қилди. Буниң сәвәби хитайниң уйғур, тибәт, моңғол вә хоңкоң хәлқигә елип бериватқан зулум сияситидур.”
Фаһрәттин йоқуш әпәнди парламенттики нутуқида дуня уйғур қурултийини тилға елип мундақ деди: “хитайниң бу зулум сияситигә қарши дуня уйғур қурултийи вәхписи, уйғур тәтқиқат вәхписи вә уйғур академийәси вәхписи ортақ баянат елан қилип, уйғурларни асас қилған шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә ирқий қирғинчилиқ сиясити елип бериватқан бир дөләтниң пайтәхтидә олимпик тәнтәрбийә мусабиси өткүзүлүшигә рухсәт қилғанлиқини әйибләш билән бирликтә, түркийә һөкүмити билән түркийә парламентини уйғурларға игә чиқишқа чақирди.”
“ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 21-өктәбир күни түркийә парламенти омумий йиғинида қилған сөзидә түрк тәнһәрикәтчиләрни 2022-йили бейҗиңдә өткүзүлидиған олимпик мусабиқисиға қатнашмаслиққа вә түрк һөкүмитиниңму бу һәқтә тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлиди. У мундақ деди: “түркийә бу қетимлиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнашмаслиқи керәк. Түркийә мәзкур мусабиқини башқа дөләткә йөткәш үчүн күч чиқириши керәк. Хәлқара олимпик комитетиға бу һәқтә илтимас сунуши керәк. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш түркийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириму олимпик комитетиға бесим ишлитиши керәк. Залим хитайда олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси һәргиз өткүзүлмәслики керәк.”
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиниң парламентта қилған бу чақириқиға түркийәдики һәр қайси партийәләрниң инкаси қандақ болди? бу һәқтә көз-қаришини игиләш үчүн биз “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлчуқ өздағ әпәнди, “бүйүк бирлик” партийәсиниң муавин рәиси алий кесәр әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Сәлчуқ өздағ әпәнди өз партийәсиниң бейҗиңдә өткүзүлүши бекитилгән қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәш үчүн һәр қайси сиясий партийә вә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири билән һәмкарлишишқа тәйяр икәнликини ейитти.
У мундақ деди: “әслидә олимпик мусабиқилириниң өткүзүлүшидики мәқсәт дуняда тинчлиқ бәрпа қилиш, шундақла һәр қайси милләтләр оттурисидики достлуқни күчәйтиш иди. Лекин хитай бүгүн пүтүн дуня үчүн хәвп елип кәлмәктә, пәқәт шәрқий түркистандила әмәс, хитайниң һәммила йеридә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики интайин еғир болмақта. Кишилик һоқуқтин ваз кечишкә болмайду. Шуңа биз хитайда олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң ечилишиға қарши паалийәтләрни күчәйтишимиз керәк. Түркийәдики һәр қайси сиясий партийәләр, аммивий тәшкилатлар вә бурунқи олимпик мусабиқилирида медалға еришкән тәнтәрбийәчиләр билән көрүшүп, уларни хитайда ечилидиған қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши һәрикәткә өткүзүшимиз керәк. Биз ‛келәчәк‚ партийәси болуш сүпитимиз билән бу паалийәтләрни шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вә һәр қайси партийәләр билән бирликтә өткүзүшкә тәйяр.”
“бүйүк бирлик” партийәсиниң муавин рәиси алий кесәр әпәнди бу һәқтики соалимизға мундақ җаваб бәрди: “олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң мәниси яшларниң өзара достлуқ вә чүшиниши күчәйтип, тинчлиқ вә бәхитлик дуня бәрпа қилишқа төһпә қошуштин ибарәт. Хәлқара олимпик комитетиниң қишлиқ олимпикни шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан бир дөләткә бериши, олимпикниң бу роһиға хилаптур. Биз бу һәқтә түркийә һөкүмитиниму агаһландуримиз. Биз бүйүк бирлик партийәси қишлиқ олимпикниң хитайда өткүзүлүшини тосуш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. Шундақла түркийәдики һәр қайси сиясий партийәләр, аммивий тәшкилатлар билән һәмкарлишип, буниңға қарши паалийәтләр елип бармақчимиз.”
20-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпи вә уйғур академийәси вәхписи бирликтә түркийә пайтәхти әнқәрәдә ахбарат йиғини өткүзгәндин сирт, 7-айда истанбулдики хәлқара олимпик комитети шөбисиниң алдида наразилиқ намайишиму өткүзгән иди.