Түркийә ташқий ишлар министири чавушоғлу җиддәдики йиғинда уйғурларниму тилға алди
2019.11.29

Түркийә җумһурийитиниң ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилати қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатирләш мурасимида сөзлигән сөзидә уйғурларниму тилға алған.
У нутуқида қуддусниң салаһийити вә пәләстинликләрниң һәқ-һоқуқлириниң қоғдилиши тоғрисида бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң җиддий йиғинларни чақиришини қолға кәлтүргәнликини, буниң бу саһәдә елип берилған тиришчанлиқларниң конкирет нәтиҗилириниң бир қисми икәнликини тәкитләп өтти.
У нутуқида мундақ дегән: “роһингалиқлар, кәшмирликләр, уйғурлар, сепруслуқ түркләр, ғәрбий тиракиядики аз санлиқ түркләр, шималий америка вә явропадики мусулманларниму өз ичигә алидиған мусулман хәлқләрниң һәмдә аз санлиқалрниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш тәшкилатимизниң вәзиписидур,” дегән.
Анадолу хәвәр агентлиқиниң 25-ноябир күни бу һәқтә елан қилған хәвиригә асасланғанда, мәвлут чавушоғлу түркийәниң мусулманларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш күрәшлиригә йетәкчилик қилиш үчүн ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң байриқи астида актип рол ойнаватқанлиқини шундақла көз қарашлирини җиддий оттуриға қоюватқанлиқини баян қилған. У сөзидә мусулман аз санлиқ милләтләрни қоғдаш, ислам дүшмәнликигә қарши күрәш қилиш түркийәниң вә асия дөләтлириниң әһмийәт беришкә тегишлик җиддий мәсилилири икәнликини тәкитлигән.
Түркийә 2019-йили 5-айғичә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик вәзиписини өтигә дөләт иди. Мәвлут чавушоғлу тилға елип өткәндәк әгәр ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң вәзиписи мусулманларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш болған болса, ундақта түркийә вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати уйғурларниң мәнпәәтини зади қанчилик қоғдиди?
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң түркийә парламентидики әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийә һөкүмитиниң уйғурларниң еғир вәзийитини йошуруш йолини таллиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “түркийә һөкүмити вә һөкүмәтниң ахбарат органлири хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулумини хәлқтин йошуруватиду. Һөкүмәтниң бу мәсилә тоғрисида рәсмий сиясити йоқ. Түркийә парламентидиму бу мәсилини оттуриға қоюватқан биздин башқа партийәму йоқ. Һазир түркийә һөкүмитини қоллаватқан вә комунист идийәсини илгили сүрүватқан партийә вә униң ахбарат оргини болса хитайда җаза лагери йоқ дәп тәшвиқ қиливатиду. Түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлиму бу һәқтә түзүк бир иш қилмиди. Ундақ икән, қандақму ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға бу һәқтә тәсир көрситәлисун?”
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийәниң һазир дәрһал баянат бериши керәкликини баян қилип мундақ деди: “хитайниң лагерлар һәққидики мәхпий һөҗҗәтлири оттуриға чиққандин кейин түркийә ташқий ишлар министирлиқиниң яки һөкүмәт баянатчисиниң инсаний җәһәттин бу һәқтә баянат бериши керәк иди. Әпсуски, уларниң һәммиси сүкүттә туривалди. Биз ‛яхши‚ партийәси болуш сүпитимиз билән һәр даим бу мәсилини оттуриға қоюватимиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз шуни билсунки, уларниң һәққаний дәвасини қоллайдиған милйонлиған түрк бар. Бизниң әң чоң қийинчилиқимиз шәрқий түркистан мәсилисини түрк җамаәтчиликигә кәң көләмдә һәм әтраплиқ аңлиталмаслиқтур.”
Зияритимизни қобул қилған қаһраманмараштики сүтчү имам университети диний илимләр факултетиниң оқутқучиси доктор алимҗан боғда әпәнди ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғурларниң мәсилисигә көңүл бөлмигәнликини, һәтта җаза лагерлири мәсилисидә хитайни қоллайдиған позитсийә тутқанлиқини қилди.
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири, истиратегийә мутәхәсиси доктор әркин әкрәм әпәнди ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәммисиниң дегүдәк хитай билән болған мунасивитиниң яхши икәнликини, гәрчә бу дөләтләрдики хәлқләр мусулман хәлқ уйғурларға һессидашлиқ қиливатқан болсиму, әмма мусулман дөләтләр һөкүмәтлириниң хитайни қоллаватқанлиқини тәкитләп өтти.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, д у қ вә башқа аммивий тәшкилатлар көп қетим ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәсуллири билән учришип, уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида доклатлар сунған болсиму, әмма улар уйғур мусулманлириниң мәсилисигә изчил һалда көңүл бөлмәй кәлмәктә. Көплигән мусулман дөләтлиригә зиярәткә барған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди кейинки күнләрдә ислам дөләтлиридиму уйғурларға болған һессидашлиқниң күчийиватқанлиқини, бундин кейин уларниң һессидашлиқини қолға кәлтүрүш үчүн йәниму көп паалийәтләрни елип бармақчи боливатқанлиқини илгири сүрди.
Ислам һәмкарлиқ тәшкилати бундин 50 йил бурун, йәни 1969-йили 9-айниң 25-күни сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә қурулған болуп, мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрниң сани һазир 57 икән. Түркийә мәзкур тәшкилат қурулған күндин буян әза икән.