Турпан каризлири: уйғурлардин айрип, хитай ширкәтлириниң пайдисиға йүзләндүрүлүватқан каризлар

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.08
turpan-kariz Уйғур каризлириниң көп қисми вәйран қилинип, ешип қалғанлириму саяһәтчилик сәвәбидин бузғунчилиққа учраватқан бир шараитта, хитай һөкүмити каризниң “дуня суғуруш системиси мираслири тизимлики” гә киргүзүлгәнликини тәнтәнә қилмақта.
Photo: RFA

Турпан каризлири йеқинда австралийәниң сидней шәһиридә өткүзүлгән баһалашта “дуня суғуруш системиси мираслири тизимлики” гә киргүзүлгән. Һалбуки, хитай даирилири бу һәқтә тарқатқан хәвәр вә мақалиләрдә, турпан каризлири “турпан ойманлиқидики һәр милләт әмгәкчилириниң җапалиқ әмгикиниң мәһсули” дәп тәшвиқ қилип, уйғурларниң намини һеч йәрдә тилға алмиған. Хитайниң турпан каризлириниң һәқдарлиқ һоқуқи вә мирасхорлуқ тәвәликини уйғурлардин айрип, уни аталмиш “һәр милләт хәлқи” дегән мәвһум топлуқниң “ортақ мираси” ға айландуруш урунуши, шундақла каризларни саяһәтчилик билән бирләштүрүп, уни хитай саяһәт ширкәтлириниң пайда-мәнпәәт үндүридиған мәнбәсигә айландуруши, бу саһәдики мутәхәссисләрниң күчлүк тәнқидигә учримақта.

“шинҗаң гезити” ниң 4-сентәбир күнидики мәхсус хәвиригә асасланғанда, 3-сентәбир күни австралийәниң сидней шәһиридә 2024-йиллиқ “дуня суғириш системиси мираслири тизимлики” елан қилинған. Турпан каризлири мувәппәқийәтлик һалда бу тизимликкә киргүзүлгән.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, мундақ деди:

“турпан каризлириниң ‛дуня суғуруш системиси мираслири тизимлики‚гә киргүзүлүши нәзәрийә җәһәттин иҗабий вә әһмийәтлик бир иш. Бу уйғур мәдәнийитиниң тонулуши вә уйғурларниң дуня мәдәнийәт хәзинисигә қошқан төһписиниң етирап қилиниши үчүн муһим бир илгириләш һесаблиниду. Һалбуки, хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларниң маддий мәниви мәдәнийитини җиддий түрдә йоқ қиливатқан бүгүнкидә бир мәзгилдә, уларниң турпандики каризларни қоғдап қелишиға ишәнгили болмайду”.

Чех җумһурийити палаки оломок университетиниң тәтқиқатчиси, доктор руни стенберг (Rune Steenberg) му бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилип, мундақ деди:

“турпан каризлириниң дуня суғириш системиси мираслири тизимликигә киргүзүлүшини бир тәрәптин әһмийәтлик иш дәп қараймән. Бу уйғур мәдәнийәтниң тонулуши вә қоғдилиши үчүн пайдилиқ болуши мумкин. Һалбуки, хитай һөкүмити каризлардин пайдилинип, уйғур вә қазақ қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаратқан зулум һәм кишилик дәпсәндичиликини, йәни лагерлар билән мәҗбурий әмгәкни йошурушқа урунуши ениқ. Биз буниңға қәтий йолға қоймаслиқимиз керәк”.

Хәвәрдә мундақ дегән: “турпан каризлири йәр асти су қанилидур. У қәдимки әмгәкчиләр тәрипидин йәрлик шараитқа асасән ясалған чоң типтики судин пайдилиниш вә теҗәш түри. Каризлар 2000 йилдин көпрәк тарихқа игә. Йеқинқи йиллардин буян, турпан шәһири каризларни қоғдаш вә ишлитишни үзлүксиз күчәйтти, қудуқ колап вә каризларни назарәт қилип, униң суғуруш иқтидариниң нормал әслигә келишигә капаләтлик қилди. У турпан ойманлиқиниң ‛пүтүн бәдини‚ дики қан томурларға охшайду. Музлуқлар вә қарлиқлардин еригән татлиқ сулар каризлар арқилиқ йәр йүзигә чиқип, үзүмлүкләрни суғурди, шундақла турпандики һәр милләт пәрзәнтлирини озуқландурди”.

Москва илми тәтқиқат мәркизиниң сабиқ тәтқиқатчиси, қазақистанлиқ уйғур геолог вә кариз мутәхәссиси абдуллам самсақоф әпәнди, хитай таратқулириниң кариз һәққидики баянлириға баянларға рәддийә берип, мундақ деди:

“каризниң қачандин башлап иҗад қилинғанлиқи вә пайдилинишқа башлиған вақти һәққидә һәр хил қарашлар мәвҗут. Һәрбир каризниң қезилиши үчүн кәткән вақит, тупрақниң алаһидилики, униңдин чиқидиған топилар, каризниң чоңқурлуқи қатарлиқ амилларни математикилиқ һесаблап, инчикә тәтқиқат елип бериш арқилиқ, каризниң тәхминән 6000 йиллиқ тарихи барлиқи мәлум болди. Кариз уйғурларниң ата-бовилири тәрипидин иҗад қилинған вә ясалған дунядики ‛су қурулуш мөҗизиси‚дур. Униң хитай тәшвиқатлирида дейилгинидәк, турпандики ‛һәр милләт пәрзәнтлири‚ни озуқландуруши тоғра ениқлима әмәс”.

Уйғур алими абдушүкүр муһәммәтимин “қәдимки мәркизий асия” намлиқ китабида каризниң мәркизий асия (оттура асия) қурғақ район җуғрапийәсидә яшиғучи хәлқләрниң интайин муһим суғуруш усули икәнлики, бу хил йәр асти сүйидин пайдилиниш техникисиниң қәдимки сак қәбилилиридә хели омумлашқанлиқини қәйт қилған.

Турпан шәһәрлик су идарисиниң муавин башлиқи зиявудун җалалидинниң ейтишичә, һазир уйғур елидә 1540 кариз бар икән. Уларниң ичидә 190 гә йеқин каризда су ақидиған болуп, йиллиқ еқин миқдари 114 милйон куб метир икән. Йәни кариз сүйидин пайдилинип, көлими 100 миң моға йеқин йәрни суғурғили болидикән. Уйғур елидики каризларниң омумий узунлуқи 3400 километирдин ашидикән.

Һалбуки, геологийә вә су мутәхәссиси абдуллам самсақоф әпәнди, 1974-йили турпан ойманлиқида, йәни турпан вә қумул районида җәмий 1700 каризниң барлиқи бекитилгәнлики, әмма 2003-йилиға кәлгәндә улардин пәқәт 400 каризниң сақлинип қалғанлиқини тилға алди. Униң дейишичә, бәзи каризларниң узунлуқи 32 километирға йетидикән. Каризларниң барғансери азийип яки сүйиниң қуруп кетишниң асаслиқ сәвәблири, уйғур елидә хитай көчмәнлириниң үзлүксиз көпийиши, пилансиз шәһәрлишиш, йәр ечиш вә нефит қезиш билән мунасивәтлик икән. Униң қаришичә, каризларниң кәлгүси тәқдири, йәни уларниң сақлинип қелиш-қалмаслиқи тоғрулуқ ениқ бир нәрсә дегили болмайдикән. Шуңа турпандики каризларниң қоғдилип вә сақлинип қелиши үчүн, б д т илим-пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң “дуня мираслири тизимлики” киргүзүлүши зөрүр икән.

Йеқинда турпанда каризларни қоғдап қелиш үчүн учур тарқатқан вә әрз сунған бәзи йәрлик аһалиләрниң тутқун қилинғанлиқи ашкариланған иди. Радийомиз турпанда каризларниң вәйран болушиға қарши турған бир қисим йәрлик аһалиләрниң “сәлбий учур тарқитиш” яки “җәмийәт тәртипини бузуш” гумани билән тутқун қилинғанлиқини ашкарилиған иди.

Турпан шәһәрлик мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә саяһәт идариси парткоминиң секретари вә муавин идарә башлиқи җин чияң “хитай пән-техника тори” ға учур берип, йеқинқи йиллардин буян, турпан шәһәрлик һөкүмәтниң каризларни кәң көләмдә саяһәтчилик билән бирләштүргәнликини, шундақла каризларни турпанниң иқтисадий вә мәдәнийәт байлиқлирини ечиштики муһим көзнәккә айландурғанлиқини ашкарилиған.

Гәрчә хитай һөкүмити уйғур диярида саяһәтчиликниң тәрәққий қиливатқанлиқи вә зор иқтисадий үнүм яритилғанлиқини базарға салсиму, әмма бу хил саяһәтчиликтә уйғурларниң муқәддәс җайлири вә мәдәнийәт излириниң вәйран қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) йеқинда доклат елан қилип, хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлириниң уйғур райониға саяһәт тәшкиллиши, йәрлик уйғурларға һечқандақ мәнпәәт илип кәлмәйдиғанлиқини, әксичә хитайниң елип бериватқан “инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқи қирғинчилиқ” сияситини йөгәшкә ярдәм беридиғанлиқини оттуриға қойғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.