Турсунай зиявудун: “улар ‛уйғурларни һәр хил зулум билән қийнап йоқутуңлар‚ дегән буйруқни иҗра қиливатқандәк. . .”
2021.02.04
Турсунай зиявудунниң баян қилишичә, лагерда илгири-кейин болуп 3 қетим басқунчилиққа учриған. Һәр қетимда үч-төт киши тәрипидин охшимиған шәкилләрдә вәһшиләрчә хорлашқа вә нөвәтлишип басқучилиқ қилишқа учриған. Бу вәһшийликләрниң һәммиси күнәс наһийәсидики хитай җаза лагерида йүз бәргән. 13-14 Адәм соланған камирда у йәнә башқа уйғур, қазақ қиз-аял камирдашлириниңму сораққа чақиртилғанлиқиға, уларниң пүтүн бәдинидә көк таяқ вә яра излири билән һошсиз елип кирилгинигә талай қетим шаһид болған. Униң ейтишичә, лагердики һәр қандақ аял киши охшимайдиған шәкилдики зулум вә басқунчилиқ җәрянини тәкрар-тәкрар баштин кәчүрүши мумкинкән.
Зияритимиз җәрянида турсунай бу дәһшәтлик кәчмишләрни әйнән тәсврләшкә тили аҗизлиқ қилидиғанлиқини ейтип йиғлап кәтти. У лагердики азаблиқ кәчмишлиринң ахирини аранла “ярам қаниғандәк болуватимән,” дәп ипадә қилалиди.
Турсунайниң ейтишичә, җинсий хорлашлардин кейин камирға елип келингән қизларниң бәзилири әқлидин адишип қалғандәк болуп қалса, бәзилири хорлуқ вә азабтин қайта-қайта өлүвелишқа урунуп бақидикән. Қош қәвәтлик карватниң үстидин өзини тәкрар-тәкрар етип, пут-қоллири сунуп кәткәнлириму бар икән. Бундақ қиз-аяллар елип чиқип кетилгәнчә, қайтип кирмәйдикән. Турсунай скзиниң давамида: “өлүвелиш әсла мумкин әмәс, әмма шундақ болсиму азабқа чидимай өлүвелишқа урунидиғанлар бар. Улар техиму қаттиқ җазаларға учрайду,” деди.
Турсунай мундақ деди: “улар лагерда худди йоқуридин ‛уларни қийнап һәр хил зулум билән өлтүрүңлар‚ дегән буйруқ тапшуруп алғандәк, шу буйруқни халиғиничә иҗра қиливатқандәк, қийнайду. Гәпни йиғинчақлисам, хитайниң мәқсити бизни пүтүнләй түгәштүрүп, йоқ қилиштур.”
Униң баян қилишичә, бир қетим у шундақ вәһший хорлуққа учрап һошсиз камирға елип келингәндә, камирдашлири лагерда аш-тамақ беришкә мәсул хадимдин униңға бир чинә қайнақсу беришни үтүнгән. Мәсул хадим зәрдә билән очуқ-ашкара һалда: “өлсә өлмәмду, мениң уйқумни бузуп немигә ойғитисән? өлсәң, соруқиңму йоқ, сән хәқниң!” дәп қайнақсу екилип беришниму рәһимсизләрчә рәт қилған икән. Турсунай “лагердики һәр қандақ хитай башқурғучи яки сақчиниң чирайидин бизгә болған өчмәнлики билинип туриду,” дәйду.
Бир қетимлиқ сорақта бир хиттай сақчи тусунайниң қорсиқиға қаттиқ тәпкән, бу зәрбидин турсунайниң ичидин дәрһал қан келип һошидин кәткән. Униңға намәлум бир хил укул урулуп, қан тохтитилған. Лекин бу қанаш тәкрар-тәкрар йүз бәргән. Һәтта у лагердин чиққандин кейинму бинормал қанаш тохтимиған. Турсунай бу йил әмдила 43 яшқа киргән болуп, туғут йешдики бир аял һесаблиниду. Турсунай лагердики ашу рәһимсиз тепик зәрбисиниң вуҗудида қалдурған еғир яриси сәвәблик америкада оператсийә қилинип, балилиқ болуш пурситидинму мәңгүлүк мәһрум қалған.
Зияритимизниң ахирида турсунай америка вә дуня җамаитидин хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан вәһшиликлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етрап қилиш басқучидила тохтап қалмаслиқини, әмәлий һәрикәт қоллинип бу зулумни тохтитишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә уйғур җамаитигә: “маңа охшаш мушундақ зулумға учрап чиққан бир аялни, һаят чиқалиған һәр қандақ бир кишини һечким кәмситмисун. Биз бир-биримизни қәдирләп, өз ара меһр-муһәббәт бериш арқилиқ бу қирғинчилиқтин миллитимизни сақлап қалайли,” деди.