Түркийә инсанпәрвәрлик фонди б д т дин хитайда өлүп кәткән кишилик һоқуқ паалийәтчиси үчүн ярдәм сориған

Мухбиримиз җүмә
2020.12.20
Түркийә инсанпәрвәрлик фонди б д т дин хитайда өлүп кәткән кишилик һоқуқ паалийәтчиси үчүн ярдәм сориған Лагерида өлтүрүлгән кишилик һоқуқ паалийәтчиси турсун калиолла.
Social Media

“анадоло агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, түркийә инсанпәрвәрлик қутқузуш фонди (IHH) җүмә күни б д т кишилик һоқуқ кеңиши билән алақилишип, улардин хитайда өлүп кәткән кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң өлүми үстидә тәкшүрүш елип беришни вә униң аилә тавабиатлириниң дерикини қилишни тәләп қилған.

Хәвәргә қариғанда, и х х б д т гә йоллиған мәктупида, ‍ турсун калиолла исимлик бу кишиниң “шәрқий түркистанда давам қиливатқан қанунсиз қолға елиш һәрикити тоғрисида мураҗиәтнамә язғандин кейин қолға елинғанлиқини вә униң лагерида өлтүрүлгәнлики” ни оттуриға қойған.

Улар хетидә, кишилик һоқуқ кеңишидин униң өлүш сәвәбини тәкшүрүшни вә униң аилә-тавабиатлирини қоғдашни тәләп қилған.

Хәвәрдә көрситишичә, калиолланиң оғли акикат қазақистан пуқралиқиға еришкән болуп, у, уйғур диярида яшайдиған дадиси, аниси верена мукатай вә ини-сиңиллириниң һечқандақ қануний сәвәбсизла қолға елинғанлиқини ейтқан.

И х х мәктупида йәнә, “хәлқаралиқ җәмийәтләрни, барлиқ дөләтләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитишқа вә шәрқий түркистан хәлқини қоллаш” қа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.