Ахириқи өмрини түркийәдә өткүзгән язғучи турсун юнус вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.04.12
Ахириқи өмрини түркийәдә өткүзгән язғучи турсун юнус вапат болди Хитайниң сиясий бесими түпәйли түркийәгә келип олтурақлашқан, тонулған язғучи турсун юнус.
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң сиясий бесими түпәйли кейинки йилларда көплигән уйғур зиялийлири чәт әлләргә, болупму түркийәгә келип олтурақлашқан иди. Булардин бири тонулған язғучи турсун юнустур. У 2015-йили түркийәгә келип олтурақлашқан, түркийәгә кәлгәндин кейин униң “аманнисахан” намлиқ әдәбий әсири нәшир қилинған. Униң йеқинлириниң ейтишичә, язғучи турсун юнус түркийәгә кәлгәндин кейинму роман йезишни давамлаштурған. Әмма у 79 йиллиқ һаятида бешидин өткүзгән иссиқ-соғуқларни йезип қалдурмай, бу дунядин айрилған. язғучи турсун юнус әпәнди кесәл сәвәби билән 4-айниң 7-күни түркийәдә вапат болди.

Истанбулдики уйғур дохтур немәт қәшқәрли әпәнди, тонулған язғучи турсун юнусниң 6 йил бурун түркийәгә келип олтурақлишип қалғанлиқини, 79 йешида кесәллик сәвибидин давалаш үнүм бәрмәй вапат болғанлиқини билдүрди.

Язғучи турсун юнусниң көп санда роман вә драммиси нәшир қилинған болуп, түркийәгә кәлгәндин кейин “муһтәшәм түмән йиллар” намида 22 томдин тәркип тапқан роман иҗадийитини башлиған икән. Бу көп томлуқ романларниң биринчи томи истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған. Тәклимакан уйғур нәшриятиниң хоҗайини абдуҗелил туран әпәнди униң “оғузхан”, “ақ тағлиқлар вә қара тағлиқлар”, “муқам чолпанлири” дегәнгә охшаш айрим-айрим темида йезишни пиланлиған 22 томлуқ романлирини нәшир қилдурушқа өмри йәтмәй аләмдин өткәнликини тилға алди.

Абдуҗелил туран әпәнди мәрһумниң 5 парчә романиниң һазир тәклимакан уйғур нәшриятида икәнликини, әгәр бала-чақилири рухсәт бәрсә нәшир қилидиғанлиқини баян қилди.

Уйғур академийәсиниң баш катипи доктор фәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мәрһум турсун юнус язған романларниң көпиниң тарихий романлар икәнликини, бундин кейин бу романларни түркчигә тәрҗимә қилип, нәшир қилдурушқа тиришидиғанлиқини баян қилди.

“79 йил өмүр көргән язғучи турсун юнус әпәндиниң бешидин көп иссиқ-соғуқлар өткән болуши мумкин, бу һәқтә у бир нәрсә йезип қалдуруптиму?” дегән соалимизға җаваб бәргән абдуҗелил туран әпәнди, мәрһумниң өз һаяти тоғрилиқ һечқандақ әслимә йезип қалдурмиғанлиқини баян қилди.

Турсун юнус 1942-йили йәркән наһийәсидә дохтур аилисидә туғулған. 1958-Йили йәркән наһийәлик биринчи оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин, бейҗиң мәркизи тиятер институтиға оқушқа барған вә 1964-йилғичә бу институтниң актийорлуқ факултетида оқуған. У оқушни тамамлиғандин кейин, уйғур аптоном районлуқ нахша-уссул өмикидә ишлигән. Кейин опера өмикидә кәспий язғучи болған. 1988-Йилдин кейин, у тәңритағ кино истудийәсидә кәспий язғучи болуп ишлигән. Турсун юнус “қанлиқ йиллар”, “муқам әҗдадлири”, “күтүлмигән той”, “карамәт бир күн”, “алтун бөшүк”, “һәсән-һүсән” қатарлиқ сәһнә әсәрлирини елан қилған. Униң “пул дегән нәрсә” намлиқ синарийәси филим қилип ишләнгән. Униңдин башқа униң йәнә “қоғун пишқанда”, “гүлдәстә”, “доняви тилсимат” вә “аманниса хеним” қатарлиқ әсәрлири бар. Униң “қанлиқ йиллар” драмиси 1985-йили өткүзүлгән драма мусабиқисидә күмүш медал билән мукапатланған.

Тонулған язғучи турсун юнус әпәндиниң романлиридин “мәликә аманнисахан” 1996-йили, “муқам әҗдадлири” 1989-йили, “ана арзуси” 1991-йили нәшир қилинған.

Мәрһум турсун юнус истанбулниң 84 километир ғәрбигә җайлашқан силиври гүмүшяқа йеңи мазарлиқиға дәпин қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.