Бәзи түрк журналистлар хитай тәшвиқатиниң васитисигә айланмақта

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.08.06
sayahet-video-xitay-teshwiqati Хитайниң ичидә чәкләнгән хәлқаралиқ иҗтимаий таратқуларда кәң тарқитиливатқан, “саяһәт видийолири” намида тарқитиливатқан видийоларлардин көрүнүш.
Photo: RFA

Йеқинқи мәзгилләрдә уйғур елигә барған чәт әллик саяһәтчиләр, болупму түркийәдики бәзи журналистларниң “уйғурларниң тинч, бәхтияр вә бихәтәрлик” ичидә яшаватқанлиқи һәққидики “иҗабий” сөзлирини хитайниң дөләт ичи вә сиртидики таратқулири арқилиқ тарқитип тәшвиқ қилиши күнсайин көпәймәктә.

4-Авғуст күни хитайниң шинхуа торида елан қилинған “түрк журналист: шинҗаңниң тәрәққияти хитайниң мувәппәқийәт һекайисиниң испати” мавзулуқ хәвәр дәл буниң бир дәлилидур. Мәзкур хәвәрдә ейтилишичә, түркийәлик журналист һәсән бөгүн үрүмчи, турпан вә қәшқәр саяһәтлиридә көргәнлирини вә тәсиратини шинхуа агентлиқи мухбириға аңлатқан. У, уйғур елидики зор “тәрәққият вә гүллиниш” ләрни махтиған һәтта чәт әлләрдә дейиливатқандәк уйғурларға қаритилған бесим вә тоқунушларниң йоқлуқини илгири сүргән.

У, инглиз тилида елан қилинған мәзкур видийолуқ хәвәрдә мундақ дегән: “шинҗаң хитай сотсиялизминиң утуқидур. Мәсилән, шинҗаң һәр һалда2010-йиллирида хитайниң әң намрат райони иди. Хитай бу намратлиқни йоқ қиливәтти. Бәкла тәрәққий қилипту, қатнаш тәрәққий қилипту, йезиларғичә сәһийә хизмити омумлаштурулупту. Мән бу җайларда кишиләрниң кәйпиятиниң наһайити юқири, өзигә болған ишәнчисниң камил икәнликини көрдүм”.

У, йәнә мундақ дегән: “бу йәрдә чәт әлләрдә тәшвиқ қилғандәк, хитай давамлиқ бесим сиясити елип бериватқан, уйғурлар униңға қарши наразилиқ қиливатқан тоқунушму йоқ икән. Мән бу районни тәрәққий қилмиған, қалақ бир район дәп ойлиғанидим. Лекин, ундақ әмәс икән”.

Биз уйғур елини айланғандин кейин хитай ахбаратиға бу баянатни бәргән обзорчи һәсән бөгүн әпәндини зиярәт қилишни тәләп қилип, униңға елхәт язған болсақму җаваб қайтурмиди.

Түркийәниң саадәт вә келәчәк партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди бу тоғрилиқ соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хитай бундақ мухбирларни әмәс, һәр қайси сиясий партийәләрниң парламент әзалиридин тәркиб тапқан бир һәйәтниң шәрқий түркистанға берип зиярәт қилишиға рухсәт қилиши керәк. 2018-Йилидин тартип буни тәкитләп келиватимиз, бу тәләплиримизни хитай техигичә орунлимиди. Хитай

Растинила ирқий қирғинчилиқ йоқлуқини испатлаймән дәйдикән, бизниң шәрқий түркистанға берип халиған җайларни екскурсийә қилип, халиған кишиләр билән көрүшүшимизгә дәрһал рухсәт қилиши керәк”.

Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди, хитайниң йеқиндин буян бир қисим түрк сиясәтчи, дипломат, мухбир, тәтқиқатчи-мутәхәссисләрниң ағзи арқилиқ өзиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини йепишқа тиришиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: “хитай бир йилдин буян бундақ бир сиясәтни йолға қойди. Буни нормаллишиш яки нормаллаштуруш дәп чүшәнсәк болиду. Буниңдики мәқсәт хитай вәтәнниң вәзийитиниң наһайити яхши болуп кәткәнликини, бурунму зулумниң йоқ икәнликини дуняға чүшәндүрүштин ибарәт. Шуңа мусулман дөләтләрдин түркийәдин тәклип қилинған адәмләрни хитай өзи таллап, айлинидиған җайларниму хитай бәлгиләп бериду. Лекин өткәндә германийәдин өзлири берип айлинип кәлгән түркләрниң көргәнлири охшимайду”.

Уйғурлар 70 йилдин буян өзлири билән қериндаш болған түрк хәлқигә хитай зулмини аңлитип кәлмәктә. Болупму, 2017-йилидин кейинки вақитларда уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқму түркийәдә билинди. Шуңа хитайниң уйғурлар “бәхтлик турмуш көчүрүватиду” дәйдиған тәшвиқати уйғурларни әнсизликкә салмақта. Мәвлан тәңриқут бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “бу хил хәвәрләр түрк хәлқиниң көз қарашлирини өзгәртәләмду? дегәндә өзгәртәләйду. Һәммисиниң көз қаришини өзгәртәлмисиму, оттурида қалған растинила мушундақ иш бармиду? дәп иккилинип қалған, уйғурлар тоғрисида көп нәрсә билмәйдиған, биз тоғрилиқ гәпләрни у йәрдә бу йәрдә аңлап қалған кишиләр бар. Бу хил кишиләрниң көз қаришини өзгәртәләйду дәп ойлаймән.”

Пешқәдәм паалийәтчи шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди хитай кейинки йилларда уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини йепиш үчүн түркийәдики өзи билән идийә җәһәттин охшаш болған солчил журналистларни, мутәхәссисләрни вә аммиви тәшкилат мәсуллирини тәклип қилипла қалмастин, иқтисадий күчигә тайинип охшимайдиған көз қараштики кишиләргә мәнпәәт йәткүзүш арқилиқ, уларға хитайни махтап сөзлитип яки мақалә яздуруватқанларни, бу кишиләрни виҗданини иҗаригә бәргәнләр дейишкә болидиғанлиқини билдүрди.

Һамутхан гөктүрк әпәнди хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини зор күч билән йепишқа урунуп, уйғур елидә уйғурларниң “бәхтияр” яшаватқанлиқини көрситидиған түрлүк тәшвиқатлирини күчәйтсиму, лекин һәқ-адаләт алдида хитайниң бу ғәрәзлириниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини тәкитлиди.

Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан юқири бесимлиқ зораванлиқ сиясити вә чегра һалқиған бастуруш сияситиниң еғир болуши, һәтта буниң өзиниң қануниға хилап болупла қалмастин, хәлқара қанунларғиму хилап һалда ирқий қирғинчилиққа айлиниши, хәлқара җамаәтниң қаттиқ әйиблишигә учраватқан пәйттә, хитайниң түркләрдин пайдилинип, уларни өзлириниң бу хил тәшвиқатиниң васитисигә айландуруши кишиләрниң диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.