Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши муһаҗирәттики уйғурларниң еһтияҗлири тоғрисидики йеңи доклатини елан қилған
2023.02.03

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 1-фиврал күни “Җәмийәтниң четидә қалдурулған вә хәтәр ичидә яшаватқан муһаҗирәттики уйғурларниң инсанпәрвәрлик еһтияҗлири” (On the Fringe of Society: Humanitarian Needs of the At-Risk Uyghur Diaspora) Сәрләвһилик бир парчә доклат елан қилған. Доклатта америка, түркийә, қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиридә яшаватқан уйғур вә башқа түркий милләтләрниң инсанпәрвәрлик еһтияҗлири тәпсилий баян қилинған.
Доклатта хитайниң ирқи қирғинчлиқидин қечип дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң өзлири панаһлинип туруватқан дөләтләрдә бихәтәр маканға игә болалмай дөләт тәвәликисиз яшаватқанлиқи, хитайниң күнсери күчейиватқан чигра һалқиған бастуруш сияситиниң паракәндичиликигә, йәни хитай һөкүмитиниң һәр түрлүк тәһдит вә һуҗумлириға учраватқанлиқи пакит-испатлар билән оттуриға қоюлған. Доклатта көрситилишичә, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар учраватқан қейинчилиқларниң йәнә бири, көплигән уйғурларға өзлири турушлуқ дөләтниң қанунлуқ салаһийити берилмигәнлики сәвәблик, шу дөләтниң нормал маарип вә сағламлиқ сиясәтлиридин бәһримән болалмайватқанлиқи икән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадимлири мәзкур доклатни тәйярлаш җәрянида түркийәни асас қилған һалда муһаҗирәттики уйғурларниң әһвалини тәкшүргән болуп, улар бу җәрянда ата-аниси хитайниң лагер вә түрмилиргә қамалған, түркийә вә башқа дөләтләрдә тирик йетим қалған нурғун уйғур балиларни зиярәт қилған. Доклатта ирқий қирғинчлиқтин аман қалған бу балиларни, иқтисадий вә писихологийәлик ярдәмгә әң муһтаҗ, шундақла хәтәр ичидики бир топлуқниң әң җиддий мәсилиси икәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраийә директори өмәр қанат әпәнди бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У мәзкур доклатниң муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан қийинчлиқниң һөҗҗәтләштүрүлүши икәнликини билдүрди. У бу доклатниң америка һөкүмитинң мунасивәтлик орунлириға сунулғанлиқни, шундақла бу доклатниң америкада панаһлиниватқан уйғурларниң олтурум мәсилисини һәл қилиштиму түрткилик рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәзкур доклатта хәлқаралиқ инсанпәрвәрлик органлири вә тәшкилатлиридин әмәлий пилан түзүп, дуняниң һәр қайси җайлирида панаһлиниватқан хитайниң қирғинчилиқидин аман қалған уйғурларниң һәр түрлүк еһтияҗини қандурушни тәләп қилған. Мәзкур тәләпләр қанунлуқ ишләш салаһийитигә иришкәнләргә хизмәт пурсити яритип бериш, оқуғучиларниң туралғуси, оқуш һәққи, йемәклик, кийим-кечәк вә давалаш ишлириға кетидиған маддий ярдәм вә писихологийәлик ярдәм қатарлиқ мәниви еһтияҗларниму өз ечигә алған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У һәр қайси дөләтләрниң болупму американиң хитайда ирқий қирғинчлиққа учраватқанларға бивастә ярдәм қилалмисиму, өз туприқида яшаватқан ирқий қирғинчлиқтин аман қалған уйғурларға бихәтәр муһит һазирлап беришкә қурбити йетидиғанлиқини тәкитлди.
Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә башқа уйғур тәшкилатлири изчил түрдә амрика һөкүмитидин америкада панаһлиниватқан уйғурларниң панаһлиқ мәсилисини һәл қилишни тәләп қилип кәлгән.
2020-Йили 10-айда демократчилар партийәсидин болған рәис тед деч билән җумһурийәтчиләр партийәсидин болған җов вилсон башчилиқидики җәмий 31 нәпәр мәҗлис әзаси, уйғурларниң америкада панаһлиниши вә уларниң мусапирлиқ салаһийити билән америкаға виза елишиниң асанлаштурулушини тәләп қилған. 2021-Йили америка кеңәш палатаси ташқий ишлар комитетиниң әзалиридин кирис конс вә марко рубийо бирликтә америкадики мусапирлиқ салаһийитини бекитиш ишлирида нөвәттә хитайниң зиянкәшликигә учраватқан уйғурларни алдинқи орунға қоюш һәққидә қанун лайиһәси сунған.
Мәлум болушичә, америкадики уйғур тәшкилатлири хитайниң уйғурларни асас қилған түркий милләтләргә йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқтин қечип, дуняниң һәрқайси җайлирида сәрсан болуватқан уйғур мусапирлириға (P-2) салаһийити, йәни “алаһидә көчмәнләр визиси” беришни тәләп қилған. Лекин мәлум болушичә, һазирғичә уйғурларниң мусапирлиқ салаһийити мәсилиси һәққидә бирәр қанун лайиһәси мақулланмиған.
Өмәр қанат әпәнди бу һәқтә сөз қилип, өзлириниң уйғур мусапирлириға (P-2) салаһийитини қолға кәлтүрүш үчүн уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң америка һөкүмитиниң мунасивәтлик органлири билән көрүшиватқанлиқни билдүрди. У йәнә канада парламентиниң хитайниң ирқий қирғинчлиқидин қечип яшаватқан хәтәр астидики 10 миң уйғур мусапирини канадаға орунлаштуруш қарар лайиһәсиниң толуқ аваз билән мақуллинишиниң америка һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә қарар чиқиришиму актип тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлиди.
Ахирда зубәйрә шәмсидин ханим, һәр қандақ бир дөләттә панаһлниватқан уйғурларниң панаһлиқ ишлирини биҗириш җәрянида мунасивәтлик органлар уйғурлар һәққидә материял тәләп қилғанда, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған мәзкур доклатни испат сүпитидә көрсәтсә болидиғанлиқни әскәртти.