Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башчилиқида уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға қарши һәрикәт башланди

Мухбиримиз меһрибан
2020.07.24
mejburiy-emgek-kiyim-tikish-zawuti.jpg Хотәндики мәлум бир завутта ишләватқан уйғур ишләмчиләр.
Social Media

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң чақириқи, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң аваз қошуши билән уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға қарши дуняви һәрикәт башланди. Дунядики даңлиқ тоқумичилиқ фабрикилири вә маркилар уйғурларни “қул әмгики” гә селиватқан хитай ширкәтлири билән болған сода алақисини үзүшкә чақириқ қилинди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хадимлиридин тәшвиқат вә алақә ишлириға мәсул петир ирвин әпәнди билән программа кординатори мустафа ақсу әпәндиләр 23-июл күни зияритимизни қобул қилип, бу чақириққа һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң актиплиқ билән аваз қошқанлиқини билдүрди.

Петир ирвин әпәнди соалимизға җаваб берип: “һазирға қәдәр 36 дөләттин кәлгән 180 дин артуқ җәмийәт, тәшкилат вә ишчилар оюшмисидин тәркиб тапқан көп хил гуруппилар аваз қошти. Шуңа бу чақириқта һәр хил арқа көрүнүшләр бар. Һәр хил арқа көрүнүштики охшимиған мәсилиләрниң оттуриға чиқиши бу даңлиқ маркиларни уйғур районидин айрилишқа чақирған яхши ипадидур,” деди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң кординатори, ярдәмчи тәтқиқатчи мустафа ақсу әпәнди мәзкур һәрикәтниң рояпқа чиқишида уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин башқа, америкадики ишчилар һоқуқи уюшмиси, хәлқара қуллуққа қарши туруш тәшкилати, хәлқара әмгәк һоқуқи мунбири қатарлиқ тәшкилат вә органларниңму күч чиқарғанлиқини билдүрди.

Мустафа әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур чақириққа аваз қошқан тәшкилатлар һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә башқа иҗтимаий тәшкилатлар болуп, 23-июл чүштин кейингә қәдәр 190 дин ешип кәткән.

Улар йәнә мәзкур һәрикәтниң мәқсити вә чақириқта оттуриға қоюлған тәләпләр һәққидә изаһат бәрди.

Петер ирвен әпәнди бизниң “UNPO қандақ сәвәб билән көплигән тәшкилатлар қатнашқан бу һәрикәтни хәлқара көләмдики уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селинип ишләпчиқириливатқан тоқулма мәһсулатларни чәкләш һәрикитигә айландуралидиңлар?” дегән соалимизға җаваб берип, мундақ деди: “биз, йәни UHRPS вә бу иттипақниң рәһбәрлири билән бир йәргә келип, бир қанчә сәвәб билән уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә чәклимә қоюш һәрикитини башлидуқ. Бу һәрикәтни башлишимизда биринчидин, биз башқиларниң хитайниң уйғур районида ишләпчиқирилидиған кийим-кечәк, тоқумичилиқ яки пахта қатарлиқларни мәнбә қилидиған хәлқарадики һәр қандақ даңлиқ маркиларға мунасивәтлик учурларни игилидуқ, мәсилини чүшәндуқ вә тонуп йәттуқ, улар бу әһвалда бу хил мәҗбурий әмгәктин пайда алиду. Иккинчидин, даңлиқ кийим-кечәк маркилириниң мәҗбурий әмгәктин нәп алидиғанлиқини билимиз. Шуңа бизниң дәватқинимиз бу хил хәлқарадики даңлиқ маркиларниң дәрһал уйғур районидин чекиниш пиланини түзишидур.”

Петир ирвен әпәнди “бу һәркитиңларниң асасий мәқсити немә?” дегән соалимизға җаваб берип: “асаслиқ мәқсәт даңлиқ маркиларни һәрикәткә чақириш җәрянида ширкәтләрниң марка вәдиси дәп аталған келишимгә имза қоюшини қолға кәлтүрүш, уларниң 365 күн ичидә уйғур районидин айрилишиға вәдә беришини қолға кәлтүрүш,” деди.

Петир ирвен әпәнди йәнә “кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу хил чақириқлири дунядики даңлиқ марка вә сода ширкәтлириниң уйғурларни мәҗбури әмгәккә салған хитай ширкәтлири билән болған содисини үзүшидә қандақ роли болиду?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “мениңчә, бу һәрикәт чақириқи мәсилиниң ич йүзини ашкара қилиду. Бири, уйғурлар ишлитилгән ширкәтләр, завутлар вә мәҗбурий әмгәк күчи билән тәминләш зәнҗири бар марка вә ширкәтләргә нисбәтән улар мәсилиниң немә икәнликини, уларниң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәкниң барлиқини обдан билиду, дәп ойлаймиз. Бу нуқтида яки мушу нуқтиға қәдәр улар буни һәл қилишни рәт қилип кәлди. Шуңа бу чақириқ маһийәттә бу мәҗбурий әмгәккә четишлиқ бу ширкәтләрниң райондин чиқип кетиши вә бу мәҗбурий әмгәк билән алақиси бар тәминләш зәнҗири билән болған алақини тохтитишини ашкара илгири сүрмәктә.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң программа кординатори мустафа ақсу әпәнди мәзкур һәрикәткә һазирға қәдәр аваз қошқан тәшкилатларниң барғанчә көпәйгәнликини билдүрди. Хәлқарадики көплигән тәшкилар аваз қошқан бу һәрикәтниң үнүмигә үмидвар қарайдиғанлиқини әскәртти.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий вә ирқий қирғинчилиқлириниң һәрқайси саһәләрдики тәпсилатлириниң техиму кәң даиридә ашкарилиниши билән хәлқарада барғанчә кәскин тәнқидкә дуч кәлмәктә. 2020-Йили кириши билән америка қатарлиқ дөләтләрдә уйғурларни баштурушта җавабкарлиқи бар дәп қаралған хитай һөкүмәт әмәлдарлири вә ширкәтләргә қарита қанун-бәлгилимиләр мақуллинип, әмәлий тәдбирләр елинидиғанлиқи елан қилинди. 20-Июл күни америка сода министирлиқи баянат елан қилип, хитайдики “санҗи йида тоқумичилиқ гуруһи”, “хотән хавлин чач мәһсулатлири завути”, “нәнҗиң тоқумичилиқ гуруһи”, “нәнчаң филим технологийәси” қатарлиқ 11 ширкәт вә завутни “қара тизимлик” кә киргүзгәнликини елан қилған.

Японийә һөкүмитиму японийәниң хитайдики ширкәтлириниң хитайдин көчүп чиқишиға иқтисадий ярдәмдә болидиғанлиқини җакарлиған. 19-Июл күни японийәниң 87 ширкитиниң хитайдики завутлирини хитайдин көчүрүп чиқип, шәрқий-җәнубий асиядики вийетнам, лаус қатарлиқ дөләтләргә орунлаштуридиғанлиқи яки японийәниң өзигә қайтуруп келинидиғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.