Йәрлик даириләр сатираш үмид турсунға лагерда орманчилиқтин дәрс бериливатқанлиқини илгири сүрди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.12.05
satirash-umid-tursun-ata-ana-guwahliq.jpg Сатираш үмид турсунниң түркийәдики ата-аниси униң лагерда икәнлики тоғрисида гуваһлиқ бериватқан көрүнүш.
Social Media

Нөвәттә түркийәдә яшаватқан муһаҗир исламҗан қорғас наһийәсиниң ақсу йезисиға нопуслуқ оғли үмид турсун һәққидә йеқинда гуваһлиқ баянати елан қилип, үрүмчидә сатирашлиқ қиливатқан бу оғлидин 3 йилдин буян хәвәр алалмайватқанлиқини елан қилған вә хәлқара җамаәттин оғлиниң из-дерики үчүн ярдәм тәләп қилған иди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған ақсу йезисидики йәрлик даириләр, сатираш үмид турсунниң бир йил 11 айдин буян аталмиш тәрбийәләштә икәнлики вә у йәрдә орманчилиқ техникисини өгиниватқанлиқини илгири сүрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучлар, муһаҗир исламҗан һаҗиниң гуваһлиқ баянатидин мәлум болушичә, қорғас наһийәсиниң ақсу йезисиға нопуслуқ болған үмид турсун, 2015-йили ата-аниси билән түркийәгә келип бир мәзгил турғандин кейин, юртиға қайтип кәткән вә үрүмчидә әсли кәспини давам қилип сатирашлиқ дукини ачқан. 2016-Йили түркийәдики ата-аниси билән нормал алақилишип туруватқан үмид турсун 2017-йилдин кейин үн-тинсиз ғайиб болған. Һазирға қәдәр ениқлашлиримиздин уйғур районидин түркийәгә һәрқандақ бир сәвәб билән берип кәлгәнләрниң һәммисиниң дегүдәк тутуп сорақ қилинғанлиқи вә мутләқ көпинчисиниң лагер яки түрмигә соланғанлиқи мәлум. Қорғасниң ақсу, йәнә бир атилиши дашигүр йезисидики хадимлардин бири үмид турсунниң әһвалидин хәвәрсизликини баян қилди. Әмма бир кәнт аяллар мудири, үмид турсунниң 1-гуруппидики 8 дости билән топлишип намаз оқуғанлиқи үчүн, тутқун қилинғанлиқини ашкарилиди. Үмид турсунниң аниси ханимму тивиттира гуваһлиқ баянати берип, оғлиниң из-дерики үчүн хәлқара тәшкилатлардин ярдәм сориғаниди.

Ақсу йезисидики йәнә кәнт кадири үмид турсунниң аталмиш тәрбийәләшкә әкетилгинигә бир йил 11 ай болғанлиқини вә қорғас 3-оттура мәктәптә тәсис қилинған “тәрбийәләш мәктипи” дә икәнликини мәлум қилди. Мәлум болушичә 3 ‏-оттура мәктәп қорғас наһийәсиниң сүзүксу. Йәнә бир атилиши чиңсихоза базириға җайлашқан болуп, 2017-лагерға тутқун башланғанда, шу йезидики дохтурхана билән бирликтә, лагер орнида ишлитилгән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бәзилириниң дейишичә, мәзкур мәктәп вә дохтурханидики тутқунлар кейинчә қорғас наһийәсидә мәхсус лагерларниң қурулуши пүткәндин кейин, шу йәргә йөткиветилгән. Мәзкур хадим, үмид турсун қатарлиқ тутқунларни кәнт кадири сүпитидә йоқлап туруватқанлиқи вә уларниң яхши оқуватқанлиқини илгири сүрди; әмма у 3-оттура мәктәпкә ахирқи қетим барған вақтиниң қачан икәнлики вә бу мәктәпниң лагер орнида һелиһәм ишилитиливатқан-ишлитилмәйватқанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди.

Муһаҗир исламҗан һаҗи оғлиниң уста вә херидарлиқ бир сатираш икәнликини, өзи вә аилисини қамдиғудәк иқтисадий киримгә игә икәнликини, шуңа, оғлиниң һечқандақ бир кәспий тәрбийәгә еһтияҗи йоқлуқини оттуриға қойғаниди. Мәзкур кәнт кадири, сатираш үмид турсунға, хитай тили вә қанун билимлиридин башқа, орманчилиқ техникиси өгитиливатқанлиқини илгири сүрди. Әмма у һүнәрвән үмид турсунға қандақ бир зөрүрийәт билән орманчилиқни өгитиватқанлиқи вә һәққидә изаһат бәрмиди.

Хәлқара мустәқил көзәткүчиләр, аталмиш тәрбийәләш мәркәзлириниң әмәлийәттә еғир қейин-қистақ лагери икәнликини, у йәрдә пәқәт хәлқ араға көргәзмилик үчүнла толиму аз бир вақитта һәрхил хил кәсип өгитиливатқанлиқини илгири сүргән. Йеқинда ашкариланған хитайниң лагерлар һәққидики мәхпий һөҗҗәтлиридиму, бу җайларда кәсип өгитилидиғанлиқи һәққидә һечнәрсә дейилмигән; пәқәт еғир дәриҗидики зорлаш методлири билән меңә ююш елип берилидиғанлиқи мәлум болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.