Американиң б д т дики баш әлчиси гренфелд: “хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилишни тохтатмиғичә, биз сөзләштин тохтимаймиз”
2021.05.13

Американиң б д т да турушлиқ баш әлчиси линда томас гренфелд 12-май күни б д т да өткүзүлгән уйғурлар һәққидики юқири дәриҗилик бир йиғинда сөз қилип, американиң хитай һөкүмити уйғурларға садир қиливатқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “исанийәткә қарши җинайәт” ни тохтатмиғичә буниңға қарши турушни вә уйғурлар үчүн сөзләшни давамлаштуридиғанлиқини билдүргән. Униң ейтишичә, америка өзиниң ттипақдашлири вә шериклири билән һәмкарлишип, хитай һөкүмити өз хәлқиниң универсал һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилғучә тиришидикән.
Бу гренфелдниң баш әлчилик вәзиписигә олтурған бир қанчә айдин буян б д т дики бир йиғин да тунҗи қетим американиң уйғурлар мәсилисидики сияситини бундақ ениқ шәрһийлишидур. Америка, германийә, әнглийә қатарлиқ 18 дөләтниң саһибханлиқи вә вакаләтлик қилиши билән тор арқилиқ өткүзүлгән бу йиғин хитайниң қаттиқ қарши турушиға учрап, йиғинни бикар қилишни тәләп қилған болсиму, бирақ униңға мувәппәқ болалмиған иди.
Линда томас гренфелд мундақ дигән: “биз хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарши садир қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитини тохтатмиғучә, буниңға давамлиқ қарши туримиз вә сөзләшни давамлаштуримиз. Биз йәнә бизниң иттипақдашлиримиз, шериклиримиз билән давамлиқ һәмкарлишип, хитай һөкүмити өз хәлқиниң универсал һәқ-һоқуқиға һөрмәт қилғучә, тиришчанлиқимизни давамлштуримиз.”
Баш әлчи йиғинда шинҗаңдики кишиләрниң қийин-қистақ, мәҗбурий туғмас қилиш вә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, бу хорлашқа йол қоюшниң өзи униңға шерик болуш билән охшаш икәнликини билдүргән. У: “бу хорлаш ноқул уни садир қилғанларни инсансизлаштурупла қалмиди. Бәлки бу йәнә бир чәттә қарап туруп униң йүз беришигә йол қойған һәрқандақ кишиниму инсанисизлаштурди. Универсал кишилик һоқуқ әһдинамисиниң универсаллиқиниң сәвәб бар. Б д т ниң асаси болған бу әһдинаминиң тунҗи җүмлиси миллий дөләтләргә әмәс, инсанлиққа хитап қилиду,” дегән.
Әнгилийәниң б д т да турушлиқ баш әлчиси барбара вудвард ханим сөз елип, хиайни уйғур елида чәклимисиз мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни йол қоюшқа чақирип, әгәр хитай буниңға йол қоймиса, шубһисиз “немә үчүн” дигән бир суал пәйда қилидиғанлиқини билдүргән.
Барбара вудвард мундақ дәйду: “биз буйәрдә бу мәсилини музакирә қилғанда хитайдин б д т кишилик һоқуқ алий комиссари вә униң ишханисиниң районда дәрһал, һәқиқи түрдә, чәклимисиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшини сораймиз. Униң бу тәкшүрүшкә тосқунлиқ қилиши ‛немә үчүн‚ дегән суални пәйда қилиду.”
Барбара вудвард сөзидә йәнә хитайни б д т ниң кишилик һоқуқ принсиплириға вә өзиниң асасий қанунидики вәдилиригә әмәл қилишқа чақирған. У: “ б д т да биз б д т низамнамисиниң түп асаси болған һәм ‛биз хәлқләр‚ дәп башланған кишилик һоқуқ принсипи вә өлчимигә әмәл қилишимиз керәк. Биз шериклиримиз билән биргә хитайни хәлқара кишилик һоқуқ қануниға һәм өзиниң асасий қанунида капаләткә игә болған әркинлик һоқуқиға һөрмәт қилишқа вә униңға әмәл қилишқа чақиримиз,” дегән.
Йиқинда германийәнң б д т да турушлуқ баш әлчиси хитайни барлиқ лагерларни чеқип талашқа чақирип: “әгәр униң йошуридиған нәрсиси болмиса, немә үчүн уйғур елида тәкшүрүш елип беришқа йол қоймайду?” дегән
Баш әлчи кристоаф һюсген мундақ дегән: “биз хитайдин тутуп туруш лагерлирини чеқип ташлашни тәләп қилимиз. Әгәр униң йошуридиған йери болмиса, немә үчүн кишилик һоқуқ алий комиссариниң тәкшүрүш елип беришиға йол қоймайду? һәқәмсайилиримиздин көпимиз бесимға учрап турсақму, уйғурлар вә башқа түркий мусулман аз санлиқ милләтләр әркинликкә еришкичә, тутқун қилинмай, мәҗбурий әмгәк вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң қурбанлириға айланмай, диний әркинлики вә сөз әркинликигә игә болғучә, тиришчанлиқ көрситишкә һөддә қилайли.”
Лекин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә дериктори кеннис росниң билдүришичә, хәлқара җәмийәт уйғур елидики “инсанийәткә қарши җинайәт” ни тохтитиш үчүн техиму актип тәдбирләрни елиши керек икән.
У мундақ дәйду: “биз буни қандақ башлаймиз? биз буни б д т ниң логикилиқ җәһәттин кишилик һоқуқ кеңишиниң шинҗаң тоғрисида қарар лайиһәси маққуллиши арқилиқ қилалаймиз. Инсанийәткә қарши җинайәт кишилик һоқуқ кеңишиниң тәкшүрүш елип берип, тәптиш хадимлириниң дело турғузуши үчүн дәлил топлишини тәләп қилиду. Һеч болмиса, биз қарар лайиһәси мақуллаш үчүн болсиму бесим қилишимиз лазим.”
Кеннис рос хәлқараниң бермадики роһинга мусулманлириға хәлқара бирликсәп қурғандәк, уйғур мусулманлирини қоғдаш үчүнму хәлқара бирликсәп қуруш керәкликини билдүрүп: “мән буниң асан әмәсликини билимән. Чүнки һәр қайсий районлардики дөләтләрниң актип һәрикәткә өтүшини тәләп қилиду. Бирақ биз бермадики роһеинга мусулманлириға хәлқара бирликсәп қурулғандәк, уйғур мусулманлирини қоғдаш үчүнму хәлқара бирликсәп қурушимиз керәк.”
У йәнә уйғур мәсилиси хәлқара җинайи ишлар сотиға сунулса, бу хәвпсизлик кеңишидә хитайниң рәт қилишиға учрайдиғанлиқи, шуңа берма вә сүрийәдә қилғандәк, шинҗаң тоғирисида хәлқара тәкшүрүш мехианизми қуруш керәкликини етқан.
Бу қетимқи йиғинға йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ аммиви тәшкилатлар, мутәхәсиссләр, журналистлар, тәтқиқатчилар, шуниңдәк хитай түрмисидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи, паалийәтчи җәвһәр илһам қатарлиқлар қатнишип, сөз қилған һәм уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә қандақ қилиш һәққидә музакирә елип барған.
Бу қетимқи йиғин хитайниң қаттиқ қаршилиқиға учриған, мәлум болушичә, хитайниң б д т да турушлуқ вәкили бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилған, шундақла һәр қайсий дөләтләргә хәт йезип, уларниң бу йиғинға қатнашмаслиқини тәләп қилған иди.