Үрүмчи-боринмос һава йүк тиранспорт йоли мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң әнглийәгә еқип кириш әндишисини күчәйтти
2024.09.18

Әнглийәдә һакимийәт бешидики ишчилар партийәсиниң сабиқ әмгәк министири, һазирқи әнглийә парламенти сода бирләшмә комитетиниң рәиси лиам берин (Liam Byrne) , 16-сентәбир күни ройтерс агентлиқиға қилған сөзидә әнглийәниң уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатларни чәклиши керәкликини, шуниң билән бир вақитта хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ дәп әйиблиниватқан шеин (Shein) мода кийим ширкитиниң лондонда пай чеки тарқитишини техиму қаттиқ тәкшүрүшни тәләп қилған.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, лиам берин әнглийәниңму американиң 2021-йили 12-айда чиқарған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға охшаш күчлүк бир қанун чиқиришини күтидиғанлиқини ейтқан. Бу, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ни өз ичигә алған кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шундақла уйғурларға һесдашлиқ қилидиған бәзи парламент әзалири, һөкүмәтниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләштә қаратмилиққа игә күчлүк тәдбир елишни тәләп қиливатқан бир вақитта, әнглийә парламентидики тәсири күчлүк бир комитетиниң һакимийәт бешидики партийәдин болған бир рәһбириниң тунҗи қетим бу хил тәшәббуста болушидур.
Әнглийәлик адвокат, 2022-йили ечилған лондон уйғур сот коллегийәсиниң қанун мәслиһәтчиси һәмид саби (Hamid Sabi) әпәндиниң қәйт қилишичә, лиам беринниң бу тәшәббуста болуши “интайин муһим” болуп, униң бир қанун болуп чиқишини үмид қилидикән. Һәмид саби 18-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “әлвәттә, һөкүмәт униң тәшәббусини қоллиса, буниң чоң ярдими болиду. Һөкүмәт чоқум барлиқ мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң импорт қилинмаслиқиға капаләтлик қилиши яки униң әнглийәгә киришини чәклиши керәк. Биз буниң һәқиқәтән бир қанунға айлинип, хитайниң бу мәһсулатларни әнглийәгә експорт қилишини тосушини үмид қилимиз.”
Әнглийә юқири соти йеқинда кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң “шинҗаң мәһсулатлирини” ни чәкләш һәққидики әрзини қайта көрүп чиқип, әнглийә сода-таможна даирилириниң бу хил мәһсулатларни тәкшүрүш вәзиписи барлиқиға һөкүм қилған иди. Лекин һәмид саби, әнглийә қануни қуллуқ әмгикини мәни қилсиму, әмма мәвҗут қанунниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләштә үнүмлүк әмәсликини тәкитлимәктә. Һамид саби мундақ деди: “таможна қайси йолланминиң қуллар әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулат икәнликини биз қарар қилалмаймиз, дейишмәктә. Һалбуки, қанун һәрқандақ қуллар әмгики мәһсулатини импорт қилишни чәкләйду. Биз ‛шинҗаң пахтиси‚ вә башқа мәһсулатларниң мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилидиғанлиқиға даир нурғун дәлилләрни сунған болсақму, әмма бизниң конкрет қайси йолланминиң бу хил мәһсулат икәнликини көрситишимиз тәләп қилинди. Улар дәлиллиримизни сунушни тәләп қилиш орниға, һийлигәрлик қилип һәмкарлашмаслиқ йолини тутуп кәлди.”
Һалбуки, лиам беринниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләштә йеңи қанун чиқириш тәшәббуси, үрүмчи билән әнглийәниң боринмос шәһири арисида йеңи һава йүк тиранспорт йоли ечилип, буниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң әнглийә базириға техиму көпләп еқишиға йол ечип беришидин әндишә қилиниватқан бир вақитта оттуриға қоюлмақта. “хитай хәвәрлири тори” ниң йеқинда бәргән бир хәвиридә қәйт қилинишичә, бу йил 8-айниң 19-күни, чегра һалқиған бир тор сода суписиниң 58 тонна күндилик експорт буюмлирини басқан йүк айропилани, үрүмчи хәлқара айродурумидин қозғилип, әнглийәниң боринмос шәһиригә қарап учқан. Буниң алдида йәни 18-авғуст күни, бир йүк тиранспорт айропилани боринмос айродурумиға келип қонған.
Хәвәрләрдә, буниң билән үрүмчи-боринмос арисида рәсмий һава йүк тиранспорт қатнишиниң башланғанлиқи, явропа һава тиранспорт ширкитигә тәвә бу йүк айропиланлириниң үрүмчи-боринмос арисида һәптисигә 4 қетим қатнайдиғанлиқи билдүрүлгән. Әнглийәни мәркәз қилған “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш” намлиқ хәлқара тәшкилатлар бирләшмисиниң мәсули рәһимә мәһмут ханим 18-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, “әлвәттә, бундақ малларниң әнглийәгә шәрқий түркистандин биваситә келиши өзлирини әнсиритидиғанлиқи” ни билдүрди. Рәһимә мәһмутниң қәйт қилишичә, бу һава йүк йолиниң ечилишини ким қарар қилған, бу маллар тәкшүрүлүватамду-йоқ, дегәнләрни ениқлаш зөрүр болуп, бу малларниң әнглийә киришини пәқәт йеңи қанун чиқирилғандила андин тосуш мумкин” икән.
Әнглийәдики һаллам шифелд университетиниң һелина кеннеди хәлқара тәтқиқат мәркизи мәҗбурий әмгәк тәтқиқат гурупписиниң сабиқ тәтқиқатчиси доктор ялқун улуйол, хитай тәминләш зәнҗиридики уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә тәкшүрүш елип барған бу саһәсидики нопузлуқ тәтқиқатчиларниң бири. Униң билдүрүшичә, хитайниң үрүмчи билән әнглийә арисида һава йүк тиранспорт йоли ечиши, бу мәһсулатларни америкаға експорт қилиши қийинлашқан хитайниң әнглийәгә охшаш йеңи базарларға йүзлиниватқанлиқини көрсәтмәктә икән. ялқун улуйол йәнә буниң хитай һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини уйғур елидин биваситә експорт қиливатқанлиқиниму көрситидиғанлиқини тәкитләйду.
Һалбуки, адвокат һәмид саби, әнглийәниң мәвҗут қуллар әмгики қанунида җавабкарлиқниң ширкәтләргә артилғанлиқи, әмма җавабкарлиқни сүрүштүридиған күчлүк механизм йоқлуқини билдүрмәктә.
Һамид саби мундақ деди: “бу йәрдә қуллар әмгикигә четишлиқ һәрқандақ мәһсулатни импорт қилмаслиқтики җавабкарлиқ импорт қилғучи ширкәтләрдә. Лекин буниң җавабкарлиқини сүрүштүридиған механизм йоқ. Әгәр бирәр мал импорт қилғучи хитайда ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлирини импорт қилип, ‛мениң буниңдин хәвирим йоқти” десә, бу җавабкарлиққа тартилмайду.”
Нөвәттә, әнглийә парламенти бирләшмә сода комитетиниң рәиси лиам беринниң сөзи, ишчилар партийәси һөкүмитиниң уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатлар мәсилисидики позитсийәсигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, әнглийәдә һакимийәт бешидики ишчилар партийәсиниң мәзкур әмәлдари, “мән йеңи (ишчилар партийәси) һөкүмитиниң консерватиплар партийәсиниң 2022-йили вәдә қилип, һечбир вақит әмәлгә ашмиған вәдисини әмәлгә ашурушини, заманиви қуллар әмгики қанунини күчәйтип, тәминләш зәнҗиригә қаттиқ тәләп қоюшини үмид қилимән” дегән.