Хитай даирилири үрүмчи от паҗиәсиниң һалқилиқ учурлирини техичә сир тутмақта

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.11.22
Үрүмчиниң оти пүтүн хитайға туташти
Yettesu

Өткән йили үрүмчидә йүз бәргән 24-ноябир от паҗиәсигә бир йил болған болсиму, паҗиәгә алақидар һалқилиқ учурлар йәнила сир тутулмақта. Биз бу хатирә күн мунасивити билән үрүмчидики алақидар идарә-органларға телефон қилип, паҗиәдә өлгән 44 кишиниң кимликлири, мейитлириниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи, уларниң лагер вә түрмиләрдики уруқ-туғқанлириниң мейит узитиш ишлириға қатнаштурулған яки қатнаштурулмиғанлиқи һәққидә мәлумат соридуқ. Үрүмчидики һәрқайси сақчи хадимлири, юқири органларниң бу һәқтә әйни чағда ахбарат баянатида билдүргәндин башқа тәпсилий бир доклат елан қилмиғанлиқини ашкарилиди.

Уйғурлар топлишип олтурақлашқан “җишияңйүән” аһалиләр олтурақ районидики бир бинаға от кетип, от өчүрүш машинилири от кәткән бинаға йеқинлишалмиған вә су шиланкилириму от көйүватқан қәвәтләргә улишалмиған көрүнүш. 2022-Йили 24-ноябир, үрүмчи.
Уйғурлар топлишип олтурақлашқан “җишияңйүән” аһалиләр олтурақ районидики бир бинаға от кетип, от өчүрүш машинилири от кәткән бинаға йеқинлишалмиған вә су шиланкилириму от көйүватқан қәвәтләргә улишалмиған көрүнүш. 2022-Йили 24-ноябир, үрүмчи.
AP

Мәлум болушичә, даириләр мәзкур паҗиәгә аит тәпсилий учурларни җәмийәткила әмәс, зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабиатлириғиму билдүрмигән. Паҗиәдә өлгән қәмбәрниса ханимниң түркийәдики оғли муһәммәд мәмәтәл билән белгийәдики җийәни аблипизниң радийомизға билдүрүшичә, улар паҗиәдә өлгән аписи вә үч қериндишиниң мейитиниң бир тәрәп қилиниш җәряни, һаят уруқ-туғқанлириниң түрмә вә җәмийәттики әһвали һәққидә хитай даирилиридин та һазирғичә биваситә яки васитилик болсун һечқандақ учур алалмиған. Улар паҗиә йүз бәргәндин кейин түркийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә ахбарат баянати елан қилған, дунядики даңлиқ ахбарат органлиридин CNN вә BBC ларниң зиярәтлирини қобул қилған. Бу һәрикәтләр, хәлқара җамаәтниң паҗиәни кәң-көләмдә билишигә вәсилә болған болсиму, әмма хитай тәрәптин учур елишта карға кәлмигән.

Әйни чағда хитай даирилири вәқәдә пәқәт 10 кишиниң өлгәнликини уқтурған, әмма радийомизниң ениқлашлирида өлгүчиләрниң аз дегәндә 44 нәпәр икәнлики дәлилләнгән. Даириләр вәқә йүз бәргәндә бина ишиклириниң очуқ икәнлики, өлүм һадисисигә зиянкәшликкә учриғучиларниң от апитидин өзини қутқузуш савадиниң йетәрсизликиниң сәвәб болғанлиқини илгири сүргән. Әмма ениқлашлиримиз давамида, әйни чағда йолға қоюлуватқан ковид қамали сәвәблик бина вә өй ишиклириниң, һәтта от бихәтәрлик ишиклириниңму тақақ икәнлики дәлилләнгән иди.

Уйғурлар топлишип олтурақлашқан “җишияңйүән” аһалиләр олтурақ районидики бинаниң от кәткән қәвәтлири. 2022-Йили 24-ноябир, үрүмчи.
Уйғурлар топлишип олтурақлашқан “җишияңйүән” аһалиләр олтурақ районидики бинаниң от кәткән қәвәтлири. 2022-Йили 24-ноябир, үрүмчи.
Credit: RFA screenshot from social media video

Шу күни бинаниң от кәткән әң үстидики 6 қәвәттә көйүватқанларниң чирқириған авазлири әтраптики бина вә уйғур мәһәллилиригә йетип барған болсиму, әмма, у бинадикиләрму қамалда болғачқа, уларни қутқузушқа амалсиз қалған. Биналарниң әтрапи қамал сәвәблик семонт бетон вә яғач тосуқлар билән тосуветилгән болғачқа, от өчүрүш машинилири от кәткән бинаға йеқинлишалмиған вә су шиланкилириму от көйүватқан қәвәтләргә улишалмиған иди. Нәтиҗидә бинаниң от туташқан 3 қәвитидикиләр отта көйүп, үстидики қалған 3 қәвитидикиләр иста боғулуп өлгән.

Түп сәвәби, хитайниң чәктин ашқан қамал тәдбирлиригә четилидиған бу от паҗиәси әң аввал иҗтимаий таратқулар арқилиқ уйғур җәмийитигә, андин уйғур паалийәтчилириниң чақириқлири вә мустәқил ахбарат органлириниң хәвәрлири билән пүтүн дуняға тарқалған. Паҗиә йүз берип әтиси түркийә ташқи ишлири министирлиқи баянат елан қилип паҗиәдә өлгәнләргә тәзийә билдүргән. явропа парламенти 19-декабир күни мәхсус қарар мақуллап, хитайниң уйғур елидики чәктин ашқан контрол тәдбирлирини тәнқид қилған вә хитай тәрәпни үрүмчи от паҗиәси һәққидә тәпсилий мәлумат беришкә вә паҗиәдә мәсулийити барларни җавабкарлиққа тартишқа чақирған.

Хитай тәрәп бу чақириқларға та һазирғичә қулақ йопурупла қалмастин, мәзкур паҗиә сәвәблик хитай өлкилиридә келип чиққан “ақ қәғәз һәрикити” паалийәтчилирини тутқун қилған вә бу һәрикәт һәққидә учурларни ортақлашқан 19 яшлиқ уйғур оқуғучи камилә ваһитни түрмигә ташлиғаниди. Бүгүн дуня уйғур қурултийи мәзкур паҗиәниң бир йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитайни бу паҗиәдә өлгәнләрниң сани вә кимлики һәққидә толуқ мәлумат беришкә вә оқуғучи камилә ваһитни дәрһал қоюп беришкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.