Рәһимә мәһмут: үрүмчи от апити паҗиәси унтулмайду, унтулдурулмайду
2023.11.27
2022-Йили 24-ноябир күни кәчтә үрүмчидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан бир бинада йүз бәргән от апитиниң бир йиллиқ хатирә күни мунасивити билән лондондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлгән.
“дуня уйғур қурултийи” әнглийә ишханиси, әнглийәдики “уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикити” , “уйғурларни қоллаш һәрикити” вә әнглийәдики уйғур җамаити бирликтә елип барған бу қетимлиқ намайишта улар хитай һөкүмитидин от апитидә зиянкәшликкә учриғучиларға аит һәқиқий мәлуматларни елан қилишни, шундақла хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини тохтитишни, уйғурларға әркинлик беришини тәләп қилған.
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири, “уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикити” ниң қурғучиси вә директори рәһимә мәхмут ханим зияритимизни қобул қилип, үрүмчи от апити паҗиәсигә бир йил болған бүгүнки күндә бу намайишни өткүзүшниң уйғур районида һелиһәм давамлишиватқан зулумни әскәртиштики роли һәққидә тохталди, шундақла нөвәттә хәлқара җәмийәтниң хитайға бесим қилип, уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитишни, шундақла уйғурлар дуч келиватқан түрлүк паҗиәләрниң алдини елишни тәләп қилишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
Радийомизниң дәлиллишигә асасланғанда, аз дегәндә 44 кишиниң һаятиға замин болған бу паҗиәниң бир йиллиқ хатирә күнидә йәнә канададики йес фиранчос бләнчәт (Yves-François Blanchet) , алекс брунел дусәппи (Alexis Brunelle-Duceppe) вә генус гарнет (Garnett Genuis) қатарлиқ парламент әзалириму дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән бирликтә бу күнни хатирилигән. Канада парламент әзаси гарнет әпәнди уйғур допписи кийип, ақ қәғәз көтүргән бир парчә рәсими билән “X” , йәни илгирики тивиттерға йоллиған инкасида “хитай һөкүмитиниң ковид қамали сәвәб болған вә аз дегәндә 40 тин ошуқ кишиниң җениға замин болған бу паҗиәгә аит һәқиқий учурларниң һөкүмәт тәрипидин һелиһәм ашкариланмиғанлиқи” ни оттуриға қойған. У йәнә шу қетимлиқ от апити паҗиәсидин кейин ақ қәғәз намайиши йүз бәргәнликиниму тилға алған; 19 яшлиқ уйғур оқуғучи камилә ваһитниң дәл шу ақ қәғәз намайишиниң көрүнүшлирини һәмбәһирлигәнлики үчүнла түрмигә ташланғанлиқини әскәрткән. У йәнә “бүгүн биз бу зулум сәвәб болған паҗиәдә һаятидин айрилған бигунаһ кишиләр үчүн қайғурмақтимиз вә уларни әслимәктимиз. Биз ши җинпиңниң мустәбит коммунист һакимийитигә қарши турғучилар билән бир сәптә туримиз” дегән.
Рәһимә мәһмут ханимниң билдүрүшичә, әнглийәдики “уйғурларни қоллаш һәрикити” тәшкилати уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан вә бу мәсилини әнглийәдә аңлитиш үчүн тиришиватқан болуп, һазирғичә улар уйғурлар үчүн көплигән намайишларни елип барған. Униң ейтишичә, 24-ноябир күни, әнглийәдики хитай оқуғучиларниң орунлаштуруши билән үрүмчи от апитидә өлгәнләргә тәзийә бериш вә уйғур қирғинчилиқини тохтитиш тоғрулуқ йәнә бир паалийәт елип берилған.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин мудири илшат һәсән әпәнди радийомизға сөз қилип, үрүмчидә йүз бәргән от апитидә хитай һөкүмитиниң бу паҗиәдики җинайи җавабкарлиқиниң техичә сүрүштә қилинмиғанлиқини билдүрди. У йәнә, мушундақ бир вәзийәттә хәлқара җәмийәттә бу паҗиәни хатириләш үчүн елип бериливатқан намайиш-паалийәтләрниң әһмийити һәққидә тохтилип өтти.
Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмити 2022-йили 24-ноябир күни үрүмчидә чекидин ашқан ковид қамали йүргүзүватқан мәзгилдә йүз бәргән бу от апитидә 10 кишиниң өлгәнликини елан қилған болсиму, бирақ бу вәқәдә аз дегәндә 44 кишиниң һаятидин айрилғанлиқи мухбиримиз тәрипидин дәлилләнгәниди. Һалбуки, хитай даирилири мәзкур паҗиәгә аит тәпсилий учурларни җәмийәткила әмәс, зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабиатлириғиму билдүрмигән.